Қәшқәрниң қәдимий шәһәр қурулуши түрлүк сәвәбләр билән өзгәртилмәктә
2006.09.01
Қәшқәр уйғур елиниң уйғурлар әң зич олтурақлашқан, қәдимий вә мәдәний смовллуқ шәһири болупла қалмай у пакистан , афғанистан, қирғизистан, өзбекистан һәмдә һиндистанлар билән чегрилинидиған алаһидә иқтисадий һәмдә сиясий истиратегийилик әһмийәткә игә бир җай.
Шинҗинлишиватқан қәшқәрдики өзгүрүшләр
Йеқинқи йиллардин буян қәшқәрдә хитай нопусиниң көпийишигә әгишип бу қәдимий маканниң шәһәр қияпити, нопус алаһидилики иқтисади вә мәдәнийити һәтта екологийисидиму зор өзгиришләр пәйда болди.Қәшқәрниң әслидики қоюқ миллий алаһидиликкә , симоволлуққа игә қәдимий бинакарлиқи, базарлири , өзгичә гирәләшкән тәбиий мәнзирилири аста- аста заманивилешишниң бузғунчилиқиға учрап йоқ қилинмақта. -1999 Йили -6 айда қәшқәргә хитай өлкисидин бивастә төмүр йолиниң улиниши билән хитай нопуси қәшқәргә йәниму шиддәт билән ақти . Болупму уйғур аптонум районлуқ һөкүмәт даирилири өткән йили қәшқәрни " ғәрбий дияридики шинҗин" қилип қуруп чиқиш" пиланини оттурға қойғандин буян хитай һөкүмити қәшқәрниң шәһәр қурулуши һәмдә асасий әслиһәләр қурулушини җидди елип бармақта.
Тәбиий сестима пәвқуладдә нопусни сиғдуралмиди
Қәшқәрдин игә болған мәлуматлиримизға асасланғанда ,нопусниң һәссиләп ешиши билән нәччә йүз йил һәтта нәччә миң йиллардин бери мәсилә көрүлмигән қәшқәрниң керәксиз су вә әхләтләрни бир тәрәп қилиш тәбиий системисиму ролини йоқатти. Гәрчә қәшқәрдә су туруба қурулуши елип берилғини 30 йиллар болған болсиму һазирға қәдәр керәксиз суларни бир тәрәп қилиш қурулуши һәл болмиған иди. Бу қурулуш -2005 йилидин башлап -2010йилиға қәдәр болған ,қәшқәрниң -10 бәш йиллиқ тәрәққият пиланиға киргүзүлгән кейин асасий әслиһәләрни яхшилаш, керәксиз суларни бир тәрәп қилиш қурулуши техи бу язда рәсми ишқа киришти.
Йәни -2006 йили -5 айдин башлап қәшқәр шәһәр аһалисиниң керәксиз сулирини бир тәрәп қилидиған туруба қурулуши башлинип бәзи җайларда йүрүшләштүрүлди. Гәрчә бу қурулуш қәшқәр хәлқи үчүн шәһәр қияпити үчүн наһайити муһим қурулуш болсиму , мәзкур қурулушниң әслидики қәдимий бинакарлиқ изналирини бузуш һәмдә миллий алаһидиликкә игә коча базарларниң вәйран қилиниш бәдилигә мәйданға келиватқанлиқи һәққидә қәшқәр хәлқиниң инкаслириға игә болмақтимиз.
Қәшқәр һөкүмәт торида қәшқәрниң асасий әсләһәр қурулуши һәққидә җүмә күни берилгән хәвәрдә " болупму қәшқәр кона шәһәр районлирида өйләр өзара гирәләшкән, қурулуш асасән лай кесәкләрдә селинған қәдимий өйләр болғачқа йәр асти керәксиз суларни бир тәрәп қилиш қурулуши җәрянида бәлгилик бошаш вә бузулушидин сақланғили болмаслиқи мумкин" дәп көрситилгән . Қәшқәр шәһридин зияритимизни қобул қилған бир аял нөвәттә қәшқәрниң һәммила йеридә туруба колаш қурулуши елип бериливатқан болуп буниң билән йәрлик шәһәр хәлқиниң нурғун өйлириниң бузғунчилиққа учриғанлиқини ейтти.
Асасий әслиһәләр хәлқниң бәдилигә мәйданға кәлмәктә
Қәшқәр һөкүмәт қәшқәр шәһриниң асасий әслиһәләр қурулушиға 3милярт 600милйон йүән мәбләғ салғанлиқини елан қилған иди әмма зияритимизни қобул қилған бу аялниң билдүрүшичә һөкүмәт даирилири паскина суларни бир тәрәп қилиш қурулуши үчүн шәһәр аһалисидин мәҗбури һалда 400йүәндин пул алмақта икән.
Хәлқниң инкасиға асасән һөкүмәт орунлириға телефон қилған болсақму улар зияритимизни рәт қилди. (Гүлчеһрә)
- Хитай террорчилиққа қарши уруши башланған һаман уйғурларни бастурушқа киришкән
- Қәшқәрниң образи өзгәртилмәктә
- Хитайниң ғәрбни ечиш сиясити 6 йилдин буян уйғурларға немә елип кәлди?
- Қазақистан қатарлиқ дөләтләрдин уйғур елиға барған зиярәт өмикиниң паалийити һәққидики инкаслар
- Уйғур елиниң тәрәққияти кимләргә мәнпәәт елип келиватиду?(2)
- Уйғур елиниң тәрәққияти кимләргә мәнпәәт елип келиватиду?(1)
- Ғәрбтин алтун йөткәш уйғурлар билән хитайлар оттурисидики зиддийәтни чоңқурлаштурмақта
- Хитай һөкүмити йеқинда оқутқучилиқ алаһидә программиси пиланини оттуриға қойди
- 55 Миңдин артуқ алий мәктәп пүттүргән оқуғучи ғәрбий районға беришқа һазирланмақта
- Үрүмчи билән қәшқәр хәлқаралиқ чоң шәһәр болаламду?