9 Йил бурун қорғас наһийисидә етип өлтүрүлгән 7 яшниң қәбриси йөткиветилди


2007.10.08

Или областиниң қорғас наһийисидә уйғур яшлириниң диний паалийәтлирини һөкүмәт орунлириға паш қилип, һөкүмәтниң алаһидә тәқдирлишигә еришкән һезимахон, әйни чағда икки уйғур яш тәрипидин өлтүрүветилгән болуп, хитай һөкүмити һезимахонниң өлүмигә четишлиқ дәп қарап абдушүкүр нуруллам, һәсәнҗан мусаҗан, нурмәмәт исмаил, аблимит мәмәт, аблиз осман қатарлиқ 7 яшни 1999 ‏- йили 1 ‏- айниң 25 ‏- күни өлүм җазаси билән җазалиған иди.

Хитай һөкүмити 9 йилдин кейин, йәни 2007 йили 3 ‏- айниң ахири мәрһумларниң қәбрисини йөткәшни буйриған. Хитай һөкүмити етип өлтүргән 7 яшниң ичидики бирәйләнниң йеқин туғқини бүгүн истансимизниң зияритини қобул қилип, әйни вақитта йүз бәргән мәзкүр вәқә вә қәбрә йөткәш җәряни һәққидә бизгә тәпсилий мәлуматлар аңлатти.

юқиридики улиништин, мухбиримиз әқидәниң бу һәқтики сөһбитиниң тәпсилатини аңлайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.