Қәйсәридики уйғурлар дала сәйлисигә чиқти

Түркийидә, кишиләр өзара достлуқни күчәйтиш, бир - бирини чүшиниш вә һәмкарлиқни күчәйтиш, яш - өсмүрләрни сөйүндүрүш мәқсити билән яз айлирида дала сәйлисигә чиқип, бирликтә дала йемики йәйду. Бағчиларда, орманлиқларда, ериқ - өстәң бойлирида, тағ етәклиридә вә яйлақларда дала тамиқи йейиш билән бир вақитта һәр хил көңүл ечиш паалийәтлири өткүзүлиду.
Мухбиримиз әркин тарим
2010.08.09
Qeyseride-dala-seylisi-305 Сүрәт, 2010 - йили 8 - айниң 8 - күни, қәйсәридики уйғурлар қәйсәри сармисақли су амбириниң бойидики дала сәйлисидә йемәк йәватқан көрүнүш.
RFA Photo / Erkin Tarim

Бу йил, 8 - айниң 8 - күни, қәйсәридики уйғурлар қәйсәри сармисақли су амбириниң бойида дала йемики йеди. Шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ тәшкилати уюштурған бу паалийәткә чоң кичик болуп 200 әтрапида уйғур қатнашти, дала йемики үчүн поло, кавап қатарлиқ тамақлар тәйярланди .

Йемәк йейилип болунғандин кейин, яш - өсмүрләр ара алма йейиш мусабиқиси, қетиқ ичиш мусабиқиси, су чечиш мусабиқиси, узунға вә егизгә сәкрәш мусабиқиси, арғамча тартишиш мусабиқиси вә топ мусабиқисиға охшаш түрлүк мусабиқиләр өткүзүлди.
Qeyseride-dala-seylisi-musabiqe-305
Сүрәт, 2010 - йили 8 - айниң 8 - күни, қәйсәридики уйғурлар қәйсәри сармисақли су амбириниң бойидики дала сәйлисидә, йаш өсмүрләр ойун ойнаватқан көрүнүш.
RFA Photo / Erkin Tarim

Бу паалийәт әтигән саәт 8 йеримдин, ахшам саәт 8 гичә давамлашқан болуп, паалийәт ахирлашқандин кейин, көпчилик наһайити хошал - хурамлиқ билән өйлиригә қайтишти.

Биз бу дала сәйлиси паалийити һәққидә тәпсили мәлумат елиш үчүн тәшкилат мәсуллири вә дала йемикигә дахил болған кишиләр билән сөһбәт елип бардуқ.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.



Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.