Қирғизистан -америка мунасивәтлири "сүпәтлик йеңи сәвийә" гә кирди
2007.10.02
Қирғизистан 11 - сентәбир вәқәсидин кейин америкиниң терроризмға қарши күрәштики иттипақчисиға айланғандин буян икки дөләт мунасивәтлири үзлүксиз раваҗлинип , күндин күнгә йеңи сәвийигә йәтмәктә, нөвәттә, қирғизистан америкиниң мәркизий асия районидики бирдин -бир һәрбий базиси җайлашқан дөләт болуп, манас айродромидики америка һава армийә базиси бир қанчә йиллардин буян изчил һалда сақлиниш билән америкиниң афғанистандики һәрбий һәрикәтлирини орундаштики таянчилиқ ролини өтәп кәлди.
Икки дөләт мунасивәтлири юқири сәвийигә көтүрүлмәктә
Америка қошма штатлири қирғизистан билән әң дәсләп дипломатик мунасивәт орнатқан дөләтләрниң бири болуп, қирғизистан мустәқил болғандин буянқи 15 йил ичидә америка бу дөләткә нурғун иқтисадий ярдәмләрни бәрди. Һәтта, қирғизистан дөләт хамчотиниң мәлум қисими америкиниң ярдими арқилиқ һәл қилинди. Шуниң билән бир вақитта йәнә америка мәркизий асия җүмлидин қирғизистанниң демократик тәрәққиятиға изчил диққәт етибарини берип кәлмәктә.
2005 - Йили, мартта сабиқ президент әсқәр ақайеф йиқитилип, президент қурманбек бақийеф қирғизистан һакимийитини игилигәндин кейин, икки дөләт ташқи ишлар вә мудапиә министирлири арисида бир қанчә қетим учришишлар елип берилған болсиму, лекин, 28 - сентәбир күни бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 62-қетимлиқ йиғиниға қатнишиш үчүн америкиға кәлгән қирғизистан ташқи ишлар министири әднан қарабайефниң америка ташқи ишлар министири кандализа райис билән көрүшүп, икки дөләтниң көп тәрәплимилик һәмкарлиқ мунасивәтлири һәққидә сөһбәт елип беришиниң вашингтон-бишкәк мунасивәтлириниң йеңи тәрәққият йүзлиниши билән биваситә мунасивәтлик икәнлики муәййәнләштүрүлмәктә.
Қирғизистанниң "аки прәсс" агентлиқиниң нәқил кәлтүрүшичә, америка ташқи ишлар министирлиқиниң рәсмий интернет торида, "америка қошма штатлири билән қирғизистанниң барлиқ саһәләр бойичә узун муддәтлик һәмкарлиқи вә икки тәрәп мунасивәтлириниң сүпәтлик йеңи сәвийигә киргәнлики" һәққидә билдүрүши елан қилинған .
Икки дөләт ташқи ишлар министирлиқиниң мәзкур билдүрүшидә, қирғизистан билән америкиниң сода-иқтисад саһәсидики һәмкарлиқи, болупму, икки дөләт арисида даим юқири дәриҗилик учришишлири елип беришниң муһимлиқи тәкитләнгән болуп, буниң , қирғизистанниң қийин иқтисадий мәсилилирини һәл қилип, униң иқтисадий җәһәттә тәрәққи қилдуруш һәмдә хәлқ турмушини яхшилаш арзусини қамдашта муһим рол ойнайдиғанлиқи мәлум. " Америка қошма штатлири вә қирғизистан икки тәрәп юқири сәвийилик учришишини даим елип беришниң муһимлиқини чүшинип йәтти. Икки дөләт сода, иқтисадий һәмкарлиқидики икки тәрәп мунасивәтлирини яхшилашниң зөрүрликини чүшинип, икки тәрәп рамкиси һәмдә америка қошма штатлири билән мәркизий асия арисидики сода вә мәбләғ селиш келишимлири рамкиси астида мәзкур йөнилиш бойичә иш елип беришни давамлаштуриду"- дәп тәкитләнгән америка -қирғизистан ташқи ишлар министирлириниң билдүрүшидә .
Бу билдүрүштә йәнә демократик тәрәққият вә инсан һәқлири мәсилисиму тилға елинған болуп, " демократик қиммәт вә инсан һоқуқни давамлиқ раваҗландуруш мәзкур икки дөләтниң нишани, шуңа бу саһәдики һәмкарлиқ давамлишиду" дәп тәкитләнгән болуп, булардин башқа йәнә америка қошма штатлири билән қирғизистан арисидики маарип вә мәдәнийәт алмаштуруш бойичә һәмкарлиқларниңму давамлиқ елип берилидиғанлиқи көрситилгән.
Терроризмға қарши ортақ күрәш қилиш тәкитләнгән
Мәзкур билдүрүшниң әң муһим бир нуқтиси терроризмға қарши күрәштики һәмкарлиқ мәсилиси болуп, бу америкиниң қирғизистандики һәрбий базисиниң давамлиқ мәвҗут болуп туруши билән биваситә мунасивәтлик болуп һесаблиниду. " Америка қошма штатлири билән қирғизистан өзлириниң хәлқара терроризмға қарши күрәштики садиқлиқини муәййәнләштүрди һәмдә афғанистанниң иқтисадий қайта қурулуши бойичә ортақ һәмкарлишиш хизмитини актип елип беришқа тәйяр "- дәп оттуриға қоюлиду мәзкур билдүрүштә.
Чүнки, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң давамлиқ күчийишигә әгишип, 2005 - йили, астанада өткүзүлгән шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң йиғинида шаңхәй гуруһидики рәһбәрләр америкиниң мәркизий асиядики һәрбий базисини тақаш позитсийилирини билдүрүш нәтиҗисидә өзбекистандики америка базиси тақалған болсиму, бирақ қирғизистанниң манас айродромидики "гәнси" намидики америка базисиниң давамлиқ мәвҗут болуп туруши һәққидә вашингтон вә бишкәк рәһбәрлири арисида келишим һасил қилинған иди. Әмма, шундақ болушиға қаримай, русийә вә хитайниң америкиниң қирғизистандики һәрбий базисини тақашқа болған интилишиниң техи тохтимиғанлиқи шуниңдәк йәнә қирғизистанда мундақ кәйпиятларниң пәйда қилиниватқанлиқи мәлум.
Қирғизистан америкиниң ядро қораллири мәсилисигә аит тәшәббусиға қошулди
29- Сентәбир күни қирғизистан ташқи ишлар министири йәнә америка дөләт мудапиә министириниң ярдәмчиси хәдли билән көрүшүп , район характерлиқ бихәтәрлик саһәси бойичә һәмкарлиқни кеңәйтиш мәсилисини музакирә қилған . Арқидинла қирғизистан тәрәп америкиниң ядро қоралларни қарар қобул қилинмай туруп тошушқа қарши күрәш қилиш тәшәббусиға қошулған , америка ташқи ишлар министири кандализа райис билән қирғизистан ташқи ишлар министири әднан қарабайеф буниңға мунасивәтлик һөҗҗәтләрдә қол қойған , вашингтон билән бишкәк арисида түзүлгән келишим 20 нәччә мәсилигә қаритилған болуп, буларниң ичидә қирғизистанниң бихәтәрлик хадимлири вә чегра сақлиғучилирини алаһидә тәрбийиләш һәмдә қирғизистандики ядро материяллирини контрол хизмитигә мунасивәтлик мәзмунларму бар.
Америкиниң мәзкур тәклипигә қазақистан, украинийә қатарлиқ мәмликәтләрму иштирак қилған болуп, йеқинда 20 нәччә дөләт аваз қошидикән.
Вашингтон билән бишкәк өзлириниң мунасивәтлириниң "сүпәтлик һалда йеңи сәвийигә киргәнликини" муәййәнләштүриватқанда, 1-өктәбир күни қирғизистанниң бейҗиңдики баш әлчиси хитай хәлқ җумһурийитиниң 58 йиллиқи мунасивити билән хитай рәиси ху җинтавға тәбрик нотиси тапшурди. Ху җинтав хитай һөкүмитиниң қирғизистанниң игилик һоқуқини техиму күчәйтиши, мустәқиллиқи, дөләтниң земин пүтүнликини қоғдишини давамлиқ қоллайдиғанлиқини шуниңдәк қирғизистанға техиму бәкрәк ярдәм беридиғанлиқини билдүргән. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Қирғизистан президенти қолдин кәткән һоқуқлирини қайтурувалди
- Қирғизистан уйғур иттипақи қурултайға тәйярлиқ қилмақта
- Ху җинтавниң қирғизистан зиярити немини көзлигән?
- Ху җинтав қирғизистан пайтәхти бишкәктә
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң һәрбий маневири уйғур елидә
- Қирғизистан сақчилири әлишир исламни техичә тутуп турмақта
- Қәһриман ғоҗамбәрди қирғизистанда йүз бәргән намайиш һәққидә тохталди
- Қирғизистан сақчилири тәшкилатчи турсун исламниң оғлини тутуп кәтти
- Русийиниң таҗикистандики базисида реактип айропиланлирини көпәйтиштики истратегийилик мәқсити немә?
- Хитай һөкүмити қирғизистандики җасуслуқ һәрикитигә қатнашқанлиқини инкар қилди
- Қирғизистандики уйғур зиялийлар билән бир қисим қирғиз зиялиларниң сөһбити
- Қирғизистандики өктичиләр өз паалийәтлирини давамлаштурмақта