21 - Өктәбир, қирғизистан йеңи асаси қануни омуми хәлқ авазиға қоюлиду


2007.10.09

Қирғизистанда 21 - өктәбир күни қирғизистан йеңи асаси қанунини омуми хәлқ авазиға қоюш рефирандуми елип берилиду. Әгәр рефирандум шу күни тосалғусиз елип берилса, бу асаси қанун қирғизистан мустәқил болғандин бери, омуми хәлқ авазиға қоюлидиған тунҗи асаси қанун болуп қалғуси.

Қирғизистан уйғур иттипақи йеқинда бешкәк шәһиридә кеңәйтилгән йиғин чақирип, 21 - өктәбирдики асаси қанун рефирандумида аваз бериш мәсилисини музакирә қилип, бу асасй қанун рефирандуминиң қирғизистан уйғурлириға елип келидиған мәнпәәт тоқунушлири үстидә пикирләр алмаштурулди .

юқиридики улиништин, қирғизистандики ихтияри мухбиримиз турсун исламниң бу тоғридики мәлуматини аңлайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.