Қирғизистан инсан һоқуқи қоғдаш комитетиниң рәһбири рамазан дирилдайев билән уйғурлар һәққидә сөһбәт(2)


2005.11.23
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
drildayef.jpg
Рамизан дирилдайев әпәнди әркин асия радиосида. RFA

Қирғизистан инсан һоқуқини қоғдаш комитетиниң рәиси рамизан дирилдайев әпәнди қирғизистандики бир қатар вәзийәт һәққидә тохтилиш билән бир вақитта йән қирғизистандики уйғурларниң әһвали һәмдә уйғурларниң нөвәттики вәзийити һәққидә өз көз қаришини оттуриға қойди.

Рамазан дирилдайевниң сөзи бойичә алғанда , у, узун йиллардин буян уйғур мәсилисигә етибар берип кәлгән болуп, уйғурлар мәсилиси һәққидә көп қетим хәлқаралиқ тәшкилатларға һәм қирғизистан һөкүмитигә билдүрүшләрни елан қилған.

Рамазан әпәнди уйғурларниң буниңдин кейин өз паалийәтлирини техиму күчәйтиши лазимлиқи, оттура асиядики уйғурлар билән ғәрб дунясидики уйғурларниң өз ара иттипақлиқ вә һәмкарлиқни ашуруп, бирликтә паалийәт елип беришниң әһмийитиниң зорлиқини тәкитлиди.

У йәнә уйғурларниң җүмлидин уйғур тәшкилатлириниң өзара һәмкарлиқи вә иттипақлиқиниң йетәрлик болмайватқанлиқи, оттура асия җумһурийәтлиридики уйғурлар билән ғәрб дунясидики уйғурлар арисидики бирлик вә һәмкарлиқниң көңүлдикидәк әмәсликини, қирғизистандики уйғурлардиму бәзидә бошаңлиқ вә етибарсизлиқ әһвалиниң мәвҗутлуқи түпәйлидин даим өз мәсилилири һәққидә доклатлар вә әризләрни тәйярлап, қирғизистан һөкүмитигә сунушта аҗизлиқ қиливатқанлиқини әскәртти.

"Бала йиғлимиғичә ана әмчәк салмапту " дегән мақал уйғурлардиму вә қирғизлардиму охшашла бар, шуңа алди билән уйғурлар өзлири пидакар болуш керәк,

13 Йилдин буян әсқәр ақайев түзүмигә қарши туруп, қирғизистанда демократик җәмийәт қурушқа һәссә қошқан рамизан дирилдайев ахирида буниңдин кейин қирғизистан инсан һоқуқини қоғдаш комитетиниң уйғурларниң ишлириға йеқиндин ярдәмдә болидиғанлиқини, қирғизистандики уйғурларниң әсқәр ақайев дәвридикидәк қорқушни түгитип, дадил паалийәт қилиш арқилиқ өзлириниң һәр хил арзу-пикирлирини қирғизистан президентиға вә инсан һоқуқи тәшкилатлириға сунушқа чақирди. Қирғизлар билән уйғурларниң тарихий келип чиқиши ортақ болған туғқан түркий қериндаш хәлқ болуш сүпити билән өзиниң вә башқа қирғизистан демократлириниң уйғурларға ярдәмдә болидиғанлиқини билдүрди.

Рамазан әпәндиниң ейтишичә, "бала йиғлимиғичә ана әмчәк салмапту " дегән мақал уйғурлардиму вә қирғизлардиму охшашла бар, шуңа алди билән уйғурлар өзлири пидакар болуш керәк, болупму америкидики уйғурлар техиму пидакар болуп, америка һөкүмитигә, дөләт мәҗлисигә вә башқа мунасивәтлик орунларға даим уйғурлар һәққидә җүмлидин қирғизистан қатарлиқ оттура асиядики уйғурлар тоғрисида мәлумат бериши ,улар билән сөзлишиш керәк, һәммә иш бир қанчә адәмгила тайинип қалса болмайду.(Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.