Хәлқара мәтбуатларниң қирғизистандики сиясий өзгиришкә болған инкаслири
2005.03.25
Қирғизистандики демократик инқилапниң ғәлибә қилиши билән нөвәттә хәлқара мәтбуатларда түрлүк мақалилар елан қилиниватиду. Болупму қирғизистандики мәзкур инқилавий һәрикәтниң арқисида кимниң барлиқи, бу сиясий өзгиришниң хошна дөләтләргә көрситидиған тәсири шундақла демократийиниң оттура асияға тарқилиши қатарлиқ мәзмунлар асаслиқ муназирә темисиға айланди.
Қирғизистандики бу вәқә, русийиниң сабиқ совет иттипақи җумһурийәтлири арисида 18 ай ичидә йүз бәргән үчинчи қетимлиқ сиясий өзгириш болуп һесаблиниду. Буниң алдида грузийә билән украинийидиму өктичиләр тинч вә димократик йолда русийә пәрәс рәһбәрлирини ағдуруп ташлап, һоқуқни қолға алған иди. Анализчилар, болупму қирғизистандики өктичиләр ғәлибисиниң пүтүн оттура асиядики мустәбит һөкүмәтләргә һәмдә һөкүмранларға тәсир йәткүзидиғанлиқини оттуриға қоюшмақта.
Әнглийидә чиқидиған даңлиқ "гардиан гезити" ниң бу һәқтә елан қилған мақалисида, " бу йәрдики хәлқләрниң күчи, қалған сабиқ совет иттипақи диктаторлириға бир сегнал болиду" дәп йезилған. Мақалида йәнә, русийә президенти виладимир путинниң һоқуқни қолиға алған чеғида, русийиниң москва илгири башқурған хошна дөләтләрдики қудрити вә абройини қайта әслигә кәлтүрүшкә қәсәм қилғанлиқини, әмәлийәт болса дәл буниң әксичә русийиниң бу дөләтләрдики күчиниң барғансери аҗизлишиватқанлиқини көрсәткән.
Ақ сарайниң ғәлибиси, кримелниң мәғлубийити
Нөвәттә йәнә бир қисим анализчилар қирғизистандики инқилапниң арқисида америка болиши мумкинликини пәрәз қиливатқан болуп, һәтта улар америка һөкүмитиниң илгири әсқәр ақайефни 3 - қарар президентлиққа өзини көрсәтмәсликкә агаһландурғанлиқини илгири сүрмәктә. Шундақла "гардиан гезити" дә елан қилинған мақалидиму "қирғизистандики бу инқилап, ақ сарайниң ғәлибиси вә кримелниң мәғлубийити болди" дәп йезилған. Әмма америка һөкүмити, вашингтонниң хәлқара җәмийәткә охшашла қирғизистанда пәқәт димократийини көрүшни халиғанлиқини лекин бу инқилапниң пиланлиғучиси әмәсликини билдүрди.
Асия вақти гезитидә елан қилинған бир парчә мақалида, оттура асиядики димократик инқилапниң, җорҗ буш һөкүмити тәкитлигән " әркинлик вә димократийини пүтүн дуняға тарқитиш" дегән стратигийилик пиланиниң бир қисми икәнлики шундақла украинийә вә гирузийидики димократик һәрикәтләрниң әмди оттура асияға көчкәнлики йезилған.
Униңда йәнә, америкиниң хелидин бери қирғизистандики димократик тәшкилатларни йеқиндин қоллап кәлгәнлики, мәсилән, америка һөкүмитигә қарашлиқ болған димократийини илгири сүрүш фонди җәмийити, хәлқара җумһурийәт иниститоти вә явро-асия фонди җәмийити қатарлиқ органларниң сербийә, грузийә, украинийә вә бешкекләрдики өктичи һәрикәтләрни қоллиғанлиқи йезилған. Шундақла 170 кә йеқин тәрәққият вә димократийини илгири сүрүш намидики һөкүмәтсиз тәшкилатларни америка һөкүмити қурған икән.
Америкиниң қирғизистандики тәсири
Асия вақти гезитиниң мақалисида көрситилишичә йәнә, қирғизистандики мәтбуат әркинликиниң боғулиши сәвәбидин америка ташқи ишлар министирлиқи 2002 - йили бешкектә өзиниң мустәқил нәшир қилиш өйини қуруп, 60 кә йеқин һәр хил намдики гезитләрни бесип тарқатқан.
Буниңдин сирт йәнә, қирғизистанда русийидин башқа пәқәт америкиниңла һәрбий базиси мәвҗут болуп, америка қошунини бу йәргә афғанистан уруши мәзгилидә киргүзгән иди. Мәзкүр мақалида америкиниң бу һәрбий базисиниң әһмийити анализ қилинип, бу базиниң һәммидин хитайниң чишиға тегидиған писхологийилик ролиниң чоң икәнлики оттуриға қоюлған. Чүнки қирғизистан уйғур ели билән чегрилишидиған болғачқа бу хитайниң әндишисини қозғайдикән.
Хитайниң әндишиси
Шу сәвәптин хитай мәтбуатлириму қирғизистандики сиясий өзгириш һәққидә түрлүк инкасларни қайтурди. Хитайниң "йәршари гезити" һәтта оттура асия дөләтлирини агаһландуруп, " оттура асия дөләтлири чоқум америка вә башқа ғәрб әллири пиланлиған аталмиш инқилапқа тақабил туруши керәк" дәп язған. Шундақла "җяңнән гезити" очуқла америкини тилға елип, америкиниң қирғизистандики һәрикитиниң русийә билән хитайға тосқунлуқ қилишни мәқсәт қилғанлиқини көрсәткән.
Униңда йәнә, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң нөвәттә әң чоң риқабәткә дуч кәлгәнлики һәмдә америкиниң оттура асиядики тәсиридин әндишә қилидиғанлиқи оттуриға қоюлған. Гәрчә хитай мәтбуатлири бу вәқәғә һәр хил инкасларни қайтурған болсиму, әмма хитай һөкүмәт даирилири буниңға бир қәдәр еһтиятчанлиқ муамилә қилди. Хитай ташқи ишлар миниситирлиқи пәқәт қирғизистанниң муқимлиқни сақлиши керәкликини тәкитләп, қирғизистан җәмийити вә иқтисадиниң муқим болиши, бу районниң муқимлиқиға бивастә тәсир көрситидиғанлиқини билдүрди.
Русийиниң инкаси
Бу арида русийә президенти виладимир путин, русийиниң өктичи рәһбәрләрни бурундинла обдан тонуйдиғанлиқини шу сәвәптин русийиниң қирғизистанниң йеңи рәһбәрлик қатлими билән һәмкарлишишни халайдиғанлиқини билдүрди. Йеңидин һоқуқни қолға алған қирғизистан президенти вә баш министир қурманбек бақийеф, қирғизистанниң ташқи ишлар сияситидә өзгириш болмайдиғанлиқини тәкитлиди һәмдә русийә билән йеқин достлуқ мунасивәт орнутушни халайдиғанлиқини билдүрди. (Пәридә)