Қирғизистан уйғур журналисти вә диктори қадир әли вапат болди
Қирғизистанда яшайдиған уйғур журналисти вә диктори қадир әли әпәнди йеқинда вапат болди. Қадир әли әпәнди узун мәзгил қирғизистан радио - телевизийә ширкитиниң уйғур тилидики "тәңри тағ садалири" программиси бойичә аңлитиш берип кәлгән болуп, униң авази уйғурлар арисида чоңқур тәсиратларни қалдурған иди.
Мухбиримиз турсун ислам
2009-04-02
Қадир әли әпәнди әслидә үрүмчидики радио истансисиниң диктори болуп, 1960 - йиллирида қирғизистанға көчүп чиқип яшиған иди.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.