Пакистан армийиси қизил мәсчитниң контроллиқини пүтүнләй қолға алған


2007.07.11

FE-LEGISLATOR-200.jpg
Пакистан аял парламәнт әзалири, вәқә өлгәнләргә вә вәқәниң течлиқ билән һәл болушини тиләп дуа қилған. Pakistani female legislators of the hardline Muttahida Majlis-e-Amal (MMA) pray for religious students who were killed in the ongoing gun battle during a demonstration near the Red Mosque in Islamabad, 09 July 2007 / AFP PHOTO/Asif HASSAN

Пакистан һөкүмити чаршәнбә күни, пакистан армийисиниң қизил мәсчитниң контроллиқини пүтүнләй қолға алғанлиқини вә бихәтәрлик қисимлириниң мәсчит ичидә йошурунған милитанларни тазилашқа башлиғанлиқини билдүрди. Лекин пакситан һөкүмити һазирғичә, мәсчит ичидә милитанлар тәрипидин қалқан қилип тутуп турулған, йүзлигән аял вә кичик балиларниң ақивити һәққидә мәлумат бәрмиди.

Бу вәқә пакистандики диний гуруппиларниң хитайға болған үчмәнликни күчәйтиши мумкин

Анализчилар, қизил мәсчиттә йүз бәргән вәқәләрниң, пакистан һөкүмити билән бу дөләттики диний гуруппилар оттурисидики зиддийәтни техиму күчәйтидиғанлиқини билдүрмәктә. Қизил мәсчит вәқәсиниң, қизил мәсчит оқуғучилириниң хитай пуқралирини гөрүгә елиши вә хитай һөкүмитиниң пакистан һөкүмитидин гөрүгә елиш вәқәсигә қатнашқанларни җазалаш тәлипиниң арқисида йүз бәргәнликигә диққәт қилған бәзи анализчилар, бу вәқә пакистандики диний гуруппиларниң хитайға болған үчмәнликни күчәйтиши мумкин,дейишмәктә.

Гәрчә пакистан һөкүмити, қизил мәсчиттики тазилаш һәрикитиниң ахирқи басқучқа киргәнликини җакарлиған болсиму, ғәрб ахбарат вастилири, һелиму мәсчит ичидин, мәсчит әтрапидики пакистан һәрбий қисимлириға оқ етиливатқанлиқини билдүрмәктә.

Пакистан президенти пәрвиз мушәррәп, қизил мәсчитниң имамий ғази абдулрәшит билән һөкүмәт вәкиллири оттурисда мәсилини бир тәрәп қилиш үчүн елип берилған икки күнлүк сөһбәт нәтиҗисиз ахирлашқандин кейин, пакистан алаһидә қисимлириға мәсчиткә һуҗум қилиш тоғрисида буйруқ чүшүргән иди. Хәвәрләргә қариғанда, пакистан һәрбий қисимлири милитанларниң қаршилиқ һәрикитидин һәйран болған.

Қизил мәсчит вәқәсини қан төкмәй бир тәрәп қилишқа тиришқан

Игиләшләргә қариғанда, пакистан президенти пәрвиз мушәррәп, пакистандики диний гуруппиларниң ғәзипини қозғимаслиқ үчүн, қизил мәсчит вәқәсини қан төкмәй бир тәрәп қилишқа тиришқан. Шуниң үчүн пакистан һәрбий қисимлириниң мәсчитгә һуҗумини кичиктүргән. Лекин хәвәрләргә қариғанда, президент мушәррәпниң қизил мәсчит мәсилисидә тутқан позитсийиси аллиқачан пакистандики радикал диний гуруппиларниң қаттиқ наразилиқини қозғашқа башлиған. Бу вәқә шундақла пакистандики сиясий өктичи һәрикәтниң пәрвиз мушәррәп һакимийитини ағдуруш үчүн йеңи бир иттипақ қурушиға сәвәб болған.

Вашингтон вақти гезитиниң мухбири гриф витниң ислам абаттин хәвәр қилишичә, пакистанниң ғәрбий шимал өлкисидә қораллиқ гуруппилар, райондики асаслиқ таш йолни торап, бу йолдики қатнашни тохтатқан. Диний рәһбәрләр хәлқни һөкүмәтниң қизил мәсчитгә қарита елип барған һуҗумиға наразилиқ билдүрүш үчүн намайишқа чақирған һәмдә бәзи кишиләр райондики икки хәлқаралиқ ярдәм тәшкилатиниң ишханилирини булаң-талаш қилған.

Пакистандики 30 әтрапида сиясий өктичи партийә рәһбәрлири, сабиқ баш минситир наваз шәрип рәһбәрликидә бир иттипақ қурған

Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, қизил мәсчит вәқәси, пакистандики радикал диний гуруппилардин сирт, сиясий өктичи һәрикәтниңму пәрвиз мушәррәп һакимийитини ағдуруш үчүн йеңи бир тәшәббус башлитишиға сәвәб болған. Дегәндәк пакистандики 30 әтрапида сиясий өктичи партийә рәһбәрлири, сәккиз йил бурун пәрвиз мушәррәп тәрипидин һакимийәттин чүшүрүлгән, сабиқ баш минситир наваз шәрип рәһбәрликидә бир иттипақ қурған.

Бәзи сиясий анализчилар, қизил мәсчит вәқәси, пакистандики диний гуруппиларниң хитайға болған өчмәнликини техиму көпәйтиши мумкин дәп, пәрәз қилишмақта. Қизил мәсчиттики тоқунушларниң 7 хитай пуқрасиниң қизил мәсчиттики диний оқуғучилар тәрипидин гөрүгә елиниши билән башлиғанлиқини тәкитлигән анализчилар, қизил мәсчиттә тоқунушлар давамлишиватқан бир мәзгилдә, пакистанниң ғәрбий шимал райониға җайлашқан пәшавәр шәһири йеқинда үч хитай пуқрасиниң намәлум кишләр тәрипидин өлтүрүлгәнликини буниң бир бишарити дәп көрсәтмәктә.

Пакистан сақчи даирилири, пәшавәрдики хитай пуқралириниң, қизил мәсчиттики радикал милитанлар билән мунасивити болған кишиләр тәрипидин мәқсәтлик өлтүрүлгәнликини баян қилмақта.

Франсийә агентлиқиниң обзорчиси мәзһар аббас қатарлиқ анализчилар, пакистандики диний гуруппиларниң хитайға болған үчмәнликиниң хилила бурун башланғанлиқини вә хитай пуқралириниң қизил мәсчит оқуғучилири тәрипидин гөрүгә елинишиниң, пакистандики радикал диний гуруппиларниң, президент мушәррәп һөкүмити билән хитай мунасивәтлирини йирикләштүрүш һәрикитиниң бир қисими дәп көрсәтмәктә.

Хәвәрләргә қариғанда, 7 хитай пуқрасиниң гөрүгә елиниш вәқәсидин кейин, хитай -пакистан мунасивәтлири җиддийләшкән болуп, хитай һөкүмити болупму үч хитай пуқрасинң өлүмидин кейин, пакистандики 5000 әтрапида хитай пуқрасини қоғдаш үчүн тәдбир елиши тоғрисида пакистан президенти пәрвиз мушәррәпкә бесим ишлитишкә башлиған. (Өмәр қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.