Қизил мәсчит вәқәси, пакистан билән хитай оттурисидики мунасивәтләргә сәлбий тәсир күрсәткән
2007.07.16
Пакистан президенти пәрвез мушәррәпниң, хитай һөкүмитиниң бесими билән қизил мәсчитгә һуҗум қилиш тоғрисида пакистан армийисигә буйруқ чүшүргәнлики тоғрисидики көз қарашлар барғансери күчәймәктә. Анализчиларниң ейтишичә, пакистан армийисиниң қизил мәсчитгә қарита елип барған һәрикити нәтиҗисидә, чарәк әсирдин буян пакистандики радикал диний ислам гуруппилири билән пакистан армийиси оттурисида мәвҗут болуп кәлгән һәмкарлиқму ахирлашқан.
7 Хитай аял паһишивазлиқ билән шуғулланған дәп гөрүгә елинған
Пакистан алаһидә қисимлириниң һәрбий һәрикити билән ахирлашқан қизил мәсчит вәқәси, икки иттипақдаш дөләт һесабланған пакистан билән хитай оттурисидики мунасивәтләргә сәлбий тәсир күрсәткән. Бу вәқәниң тәсири икки дөләт оттурисидики мунасивәтләрниң йириклишиши биләнла чәклинип қалмай, икки дөләт хәлқлириниң бир-биригә болған көз қарашлириғиму тәсир йәткүзгән.
Нюйорк вақти гезитиниң 12- июл күни хәвәр қилишичә, қизил мәсчиттики диний оқуғучилар, ислам абаттики бир бәдән угилаш өйигә бесип кирип, бу йәрдә ишләйдиған 7 хитай аялни паһишивазлиқ билән шуғулланған дәп гөрүгә алған мәзгилдә, хитайдики тор бәтлиридә нурғун кишиләр, пакистан вә пакистанлиқларға қарита сәлбий көз қарашлар баян қилип, һәтта хитай һөкүмитини пакистанға қарши һәрбий һәрикәт елип бериш яки пакистанни ишғал қилишқа үндигән.
Хитай пуқралири қутулмиғичә, пакистан һөкүмити билән рәсмий сөһбәт елип берилмайду
Қизил мәсчиттки тоқунушларниң, 7 хитай пуқрасиниң қизил мәсчиттики диний оқуғучилар тәрипидин гөрүгә елинишиниң арқисида башлиғанлиқи, пакистан ички ишлар минстири афтапхан шерпав ниң хитай зияритидин кейин, пакистан президенти пәрвез мушәррәпниң қизил мәсчитни база қиливалған абдулришит ғази йетәкчиликидики радикал диний гуруппиға қарши позитсийсиниң техиму қаттиқлишиши, пакистандики нурғун кишиләрдә болупму , диний қисимларда пакистан һөкүмитиниң қизил мәсчитгә қаратқан һәрбий һәрикитидә хитай рәһбәрлириниң бесиминиң тәсири барлиқи тоғрисида көз қарашларниң оттуриға чиқишиға сәвәб болған.
Хәвәрләргә қариғанда, хитай пакистан һөкүмитидин һәр қандақ қилип, қизил мәсчиттики диний оқуғучилар тәрипидин гөрүгә елинған 7 хитай пуқрасини қутулдурушни тәләп қилип, хитай пуқралири қутулмиғичә, пакистан һөкүмити билән рәсмий сөһбәт елип берилмайдиғанлиқи һәққидә пакистан тәрәпни агаһландурған.
Анализчилар, пакистан армийисиниң қизил мәсчиткә қаратқан һәрбий һәрикити давамлишиватқан бир пәйттә, пакистанниң ғәрбий шималий районидики пәшавур шәһиридә үч хитай пуқрасиниң намәлум кишиләр тәрипидин елип берилған һуҗумда өлтүрүлгәнликини қизил мәсчиттики радикал гуруппа билән мунасивәтлик кишләрниң үч елиш һәрикити дәп тәбирлимәктә.
Гәрчә пакистан даирилири дәсләптә бу һуҗумниң бир булаңчилиқ һәрикити болуши мумкинлиқини илгири сүргән болсиму, әмма ахирида, һуҗумниң қизил мәсчиттики радикал диний гуруппа билән мунасивәтлик кишиләр тәрипидин елип берилғанлиқини җакарлиди.
Бу вәқәниң алдин пиланланған бир һәрикәт икәнлики баян қилинмақта
Хәвәрләргә қариғанда, бу вәқәдин кейин, хитай һөкүмитиниң қизил мәсчиттики диний оқуғучиларни бастуруш тоғрисида пакистан президенти пәрвез мушәррәп үстидики бесими техиму күчәйгән. Урду онверстетиниң профессори тәәссуф әхмәтниң баян қилишичә, президент мушәррәп қизил мәсчитни хитай һөкүмитиниң қаттиқ тәлипи билән қоршиған, шуниң үчүн диний гуруппилар хитай пуқралириниң һуҗум нишани қилиш арқилиқ хитай һөкүмитидин интиқам алған.
Сиясий мулаһизичи равул бослниң ниюз билиз гезитидә елан қилған мақалисидә , пакистандики радикал диний гуруппиларниң хитайға болған үчмәнлики хили бурунла башланғанлиқини, 7 хитай пуқрасини гөрүгә елиш һәрикитиниң алдин пиланланған бир һәрикәт икәнликини баян қилмақта. Униң баян қилишичә, пакистандики радикал диний гуруппилар, пакистан ички ишлар минстири афтапхан ширпавниң хитай зиярити һарписида хитай пуқралирини гөрүгә елиш арқилиқ, хитайниң террорчилиққа қарши һәмкарлиқ хизмәт гурупписиниң йеғиниға тосқунлуқ қилишқа тиришқан.
Лекин мутәхәссисләрниң билдүрүшичә, гәрчә қизил мәсчиттики диний радикаллар бастурулған болсиму, әмма пакистандики радикал диний күчләрни йеғиштуруш толиму қейин бир иш. Улар, пәқәт исламабад әтрапидики хитай пуқралириниң саниниң 5000 кишигә йитидиғанлиқини, қизил мәсчит вәқәси сәвәбидин пакистандики диний гуруппиларниң хитайларға болған үчмәнлики күчәйгән бир пәйттә, пакистан һөкүмитиниң, хитайниң пакистандики хитай пуқралири вә хитай ширкәтлириниң бихәтәрликигә капаләтлик қилиш тәлипини толуқ орундишиниң наһайитиму қейин икәнликини тәкитлимәктә. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Пакистан армийиси қизил мәсчитниң контроллиқини пүтүнләй қолға алған
- Хитайниң баш әлчиханиси ишчиларниң өлтүрүлүш вәқәсини қаттиқ әйиблиди
- Пакистанниң лал мәсчитидики тоқунушни ким қозғиди?
- Пакистан қәбилиләр районидики 22 нәпәр уйғурни қайтуруп берәмду ?
- Кәшмир миллий мустәқиллиқ һәрикити билән уйғур миллий мустәқиллиқ күриши
- Пакистанда өзбек милитантлар билән йәрлик қәбилиләр оттурисидики тоқунушлар барғансери җиддийләшмәктә
- Пакистанниң гувадар портида ечилиш мурасими өткүзүлди
- Хитай армийиси чегридин чиқип дуняға қәдәм басмақта
- Америка-һинидистан-хитай мунасивәтлири муһитидики хитай-пакистан мунасивити
- Һиндистан, хитай билән дөләт бихәтәрликини, хитай, пакистан билән дослуқни биринчи орунға қойди
- Пакистандики қәбилиләрниң наразилиқ һәрикәтлири күчәймәктә
- Мушәррәпниң хитай зиярити америкиниң диққитини тартмақта