Пакистанда хитай пуқралири нишанланған өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗум йүз бәрди
2007.07.19
Пакистан президенти пәрвиз мушәррәпниң қизил мәсчитни қоршаш вә мәсчиткә һуҗум қилиш әмирини хитай һөкүмитиниң бесими астида бәргәнлики тоғрисида хәвәрләр оттуриға чиққанда сиясий мулаһизичиләр, пакистандики радикал диний гуруппиларниң хитай һөкүмитидин үч елиш үчүн, пакистандики хитай пуқралири вә ширкәтлирини һуҗум нишани қилиши мумкинлиқини баян қилған иди. Улар пакистанниң пәшавур шәһиридә үч хитай ишчисиниң намәлум кишиләр тәрипидин өлтүрүлгәнликини, пакистандики радикал диний гуруппиларниң хитай һөкүмитидин үч елиш һәрикитиниң башлиниши дәп көрсәткән.
Пәйшәнбә күни пакистанниң ғәрбий җәнуб райониға җайлашқан хуб шәһиридә пакистан сақчи қисимлириниң қоғдиши астидики хитай ишчилириниң аптомобил әтритигә қарита елип берилған өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗумда аз дегәндә 36 киши өлгән.
Астидики хитай ишчилириниң аптомобил әтрити һуҗум нишани болған
Пәйшәнбә күни пакистанда икки өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗум елип берилған болуп, пакистанниң ғәрбий җәнуби райониға җайлашқан хуб шәһиридә пакистан бихәтәрлик қисимлириниң қоғдиши астидики хитай ишчилириниң аптомобил әтритигә қарши елип берилған һуҗумда аз дегәндә 30 киши өлгән.
Пакистан даирилириниң хәвәр қилишичә, һуҗумда өлгәнләрниң 7 си сақчи хадими болуп, өлгән вә яриланғанлар арисида хитай пуқраси йоқ икән.
Пакистан сақчи даирилири, хитай ишчилириниң аптомобил әтритигә қарита елип берилған һуҗумниң өткән һәптә пакистан армийиси тәрипидин қизил мәсчиткә қарши елип берилған һәрбий һәрикәттин үч елишқа тиришиватқан радикал ислам гуруппилири тәрипидин елип берилғанлиқини билдүрмәктә.
Хуб шәһәрлик сақчи идарисиниң башлиқи ғулам әли лашәһир, ғәрб хәвәр агентлиқлириға бәргән баянатида, " бу һуҗумниң пакистан сақчи вә армийисини нишан қилған радикал гуруппилар тәрипидин елип берилғанлиқи ениқ, сәккиз сақчи хадими хитай достлиримизниң һаятини қутқузуш үчүн өз җанлирини пида қилди" деди.
Сиясий анализчилар, пакистан армийисиниң исламабадтики қизил мәсчиткә қарши елип берилған һәрбий һәрикитиниң хитайниң бесими билән елип берилғанлиқи тоғрисида хәвәрләр тарқалғандин кейин, пакистандики диний гуруппиларниң бу дөләттики хитай пуқралири вә хитай ширкәтлиригә қаратқан һуҗуминиң техиму көпийиши мумкинлиқини билдүргән иди.
"Бәзи кишиләр пакистан билән хитай мунасивәтләрни бузушқа тиришмақта"
Пакистан һөкүмәт даирилири вә ғәрблик сиясий анализчилар, бу қетимқи һуҗумниң пакистан билән хитай оттурисидики мунасивәтләрни техиму йирикләштүрүшни өзлиригә мәқсәт қилған мусулман гуруппилар вә пакистандики қәбилә җәңчилири тәрипидин елип берилғанлиқини тәкитлимәктә.
Пакистан ташқи ишлар минстирлиқиниң баянатчиси тәсмим әсләм, пәйшәнбә күни елип берилған һуҗумдин кейин мухбирларға бәргән баянатида, пакистан үчүн хитай билән болған мунасивәтләрниң наһайитиму әһмийәтлик икәнликини тәкитләп, " бәзи кишиләр бу мунасивәтләрни бузушқа тиришмақта" деди.
Икки дост вә иттипақдаш дөләт һесабланған пакистан билән хитай оттурисидики мунасивәтләр, июн ейиниң ахирлирида исламабадтики бир бәдән угулаш өйидә ишләйдиған 7 хитай пуқрасиниң қизил мәсчиттики диний оқуғучилар тәрипидин гөрүгә елиниши билән йириклишишкә башлиған. Пакистан армийә қисимлириниң хитай һөкүмитиниң бесими билән хитай пуқралирини гөрүгә алғанларни җазалаш мәқсидидә қизил мәсчитни қоршиғанлиқи, пакистандики диний гуруппиларниң хитайға болған өчмәнликини техиму күчәйткән. Пакистан даирилири, пакистан армийисиниң қизил мәсчиткә қарши һәрбий һәрикити давамлишиватқан бир пәйиттә, пакистанниң пәшавур шәһиридә үч хитай пуқрасиниң өлтүрүлгәнликини, радикал гуруппиларниң қизил мәсчиткә қарита елип берилған һәрбий һәрикәт сәвәбидин хитай һөкүмитидин үч елиш һәрикити дәп көрсәткән иди.
Сиясий анализчилар, пакистан президенти пәрвез мушәррәпниң болупму пакистан ички ишлар минстири афтап әхмәт шерпав ниң хитай зияритидин кейин, қизил мәсчиттики гуруппиға қарши позитсийисиниң қаттиқлишиши вә ахирида пакистан армийисиниң қизил мәсчиткә қарита елип барған һуҗуми, пакистандики диний гуруппиларниң хитайға болған өчмәнликини техиму күчәйтип, уларниң пакистандики хитай нишанлириға һуҗум қилиш арқилиқ хитай һөкүмитидин үч елишқа вә пакистан - хитай мунасивәтлирини техиму йирикләштүрүшкә үндиши мумкин дәп, пәрәз қилишқан иди.
Анализчиларниң ейтишичә, пәйшәнбә күни хитай аптомобил әтритигә қарши елип берилған өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗум, вәзийәтниң қанчилик җиддий икәнликини көрситидикән һәмдә гәрчә пакистан һөкүмити хитай һөкүмитигә пакистандики хитай пуқралири вә ширкәтлириниң аманлиқини қоғдайдиғанлиқи тоғрисида вәдә бәргән болсиму, әмма нурғунлиған мулаһизичилар пәрәз қилишқандәк, бу қетимқи вәқә пакистандики миңлиған хитай пуқрасиниң бихәтәрликигә капаләтлик қилишниң пакистан һөкүмити үчүн асан бир иш әмәсликини көрситип бериду.
Көпчиликкә мәлум болғандәк, пакистан армийисиниң қизил мәсчиткә қарши елип барған һуҗумида қизил мәсчитниң имами ғази абдулришит қатарлиқ онлиған киши өлтүрүлгән. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Қизил мәсчит вәқәси, пакистан билән хитай оттурисидики мунасивәтләргә сәлбий тәсир күрсәткән
- Пакистан армийиси қизил мәсчитниң контроллиқини пүтүнләй қолға алған
- Хитайниң баш әлчиханиси ишчиларниң өлтүрүлүш вәқәсини қаттиқ әйиблиди
- Пакистанниң лал мәсчитидики тоқунушни ким қозғиди?
- Пакистанда өзбек милитантлар билән йәрлик қәбилиләр оттурисидики тоқунушлар барғансери җиддийләшмәктә
- Пакистандики қәбилиләрниң наразилиқ һәрикәтлири күчәймәктә
- Кондилиза райисниң асиядики сәпири хитайда ахирлишиду
- Пакистан билән хитайниң террорчилиққа қарши һәмкарлиқи кимгә қаритилған?
- Пакистан баш министири шавкәт әзиз хитайни зиярәт қилди
- Пакистанда гөрүдики хитай инҗенирларни қутқузуш һәркити қанлиқ ахирлашти
- Гөрүдики хитай инҗенирларни өлтүрүш вақит чәклимиси кечиктүрүлди
- Пакистан һөкүмити чәтәллик җәңчиләрни америкиға тапшуруп бәрмәйдиғанлиқини җакарлиди