Пакистандики хитай ишчилири немә үчүн һуҗумға учрайду ?
2007.07.20

Пакистандики хитай нишанлириға қарита елип бериливатқан һуҗумлар дуня мәтбуатиниң диққитини тартмақта. Пакистанда башланған хитай өчмәнлики һәққидә елан қилинған мақалиләрдә асасән хитай президенти ху җинтав тәрипидин " һәсәлдинму татлиқ" дәп тәсвирләнгән, пакситан- хитай мунасивәтлириниң йириклишиш сәвәблири муназирә қилинмақта.
Шәрқий түркистан исламий һәрикити вә пакистандики диний гуруппилар арисида қозғалған хитай өчмәнлкидики роли
Гәрчә дунядики бир қисим мәтбуатларда, пакистан - хитай мунасивәтлириниң йириклишишидә вә пакистандики хитай ишчилириға қарита елип берилған һуҗумларда, пакистан армийисиниң қизил мәсчиткә қарита елип барған һәрбий һәрикитиниң хитай һөкүмитиниң бесми билән елип берилғанлиқи тоғрисидики көз қарашларниң пакистандики диний гурруппилар ичидә яратқан тәсири сәвәб болғанлиқи көрситилгән болсиму, әмма бу һәқтә елан қилинған бәзи мулаһизә вә мақалиләрдә, 2001 - йили афғанистандин қечип пакистанниң қәбилиләр районида панаһланған уйғур паалийәтчилириниң пакистандики диний гуруппилар арисида қозғалған хитай үчмәнлкидә һәмдә пакистан - хитай мунасивәтлириниң бузулишида муһим рол ойниғанлиқи тәкитләнмәктә.
Әнглийидә чиқидиған атақлиқ таймиз җурнилида заһид һүсәйин вә җен маккартни тәрипидин елан қилинған мақалидә, икки дост вә иттипақдаш дөләт һесабланған хитай билән пакистан оттурисидики мунасивәтләрниң шәрқий түркистан исламий һәрикити әзалириниң 2001- йили америкиниң афғанистанға қаратқан һәрбий һәрикитидин кейин, афғанистандин қечип пакистанниң қәбилиләр районида панаһлинип, пакистандики радикал диний гуруппилар билән зич мунасивәт орнитиши билән бузулушқа йүз тутқанлиқи билдүрүлгән.
Мақалидә ейтилишичә, пакистандики радикал мусулман милитанлар, пакистан һөкүмити 2002- кәшмирдә қолға чүшкән шәрқий түркистан исламий һәрикитиниң бәзи рәһбәрлирини вә исмаил сәмәт қатарлиқ уйғур паалийәтчилирини хитайға тапшуруп бәргәндин кейин, пакистан һөкүмитидин интиқам елиш үчүн қәсәм ичишкән. Мақалидә көрситилишичә, 2004- йили январ ейида бейҗиң һөкүмити пакистан һөкүмитигә, пакистанниң қәбилиләр районида паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан исламий һәрикити әзаси уйғур паалийәтчилириниң тезимликини бәргән. Бу паалийәтчиләрниң көпинчисиниң пакистан армийиси тәрипидин вәзиристан районида елип берилған һәрбий һәрикәтләр җәрянида өлтүрүлгәнлики пәрәз қилинмақта.
Хитай ишчилири африқа дөләтлиридиму һуҗумларға учримақта
Африқа дөләтлиридики хитай ишчилириға қарита елип бериливатқан һуҗумлар үстидиму тохталған апторлар, хитайниң чоң дөләт болуш йолида илгириләп, тәсир даирисини өз чегриси сиртиға кеңәйтиш тәшәббуси, хитай нишанлириға елип бериливатқан һуҗумларда бәлгилик рол ойнаватқанлиқини тәкитлимәктә. Мақалидә ейтилишичә, пакистанда хитай ишчилириниң аптомобил әтритигә қарита елип берилған өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗум, хитай һөкүмитигә чоң дөләт болушниң қейин тосалғулирини әсләткән.
Һиндистанниң нию кәрила хәвәр турида, шабир чодри тәрипидин, пакистандики хитай ишчилириға қарита елип берилған һуҗум тоғрисида елан қилинған бир мақалидә болса хитай президенти ху җинтав тәрипидин "һәсәлдинму татлиқ" дәп тәрипләнгән пакистан билән хитай оттурисидики мунасивәтләрниң бузулушида, пакистан разветка идарисидики бир қисим гуруппиларниң хитайниң бәзи районлиридики болупму уйғур елидики диний һәрикәтләрни қоллиши вә пакистанниң америка билән иттипақ қурушиниң асаслиқ рол ойниғанлиқи оттуриға қоюлған.
Хитай һөкүмитиму америкиға охшашла пакистан президенти пәрвез мушәррәпкә бесим ишләтмәктә
Мақалидә ейтилишичә, қәбилиләр районида һәрбий һәрикәт елип бериши үчүн хитай һөкүмитиму америкиға охшашла пакистан президенти пәрвез мушәррәпкә бесим ишләтмәктә. Мақалидә баян қилинишичә, хитай һөкүмитини хушал қилиш үчүн 2004- йили пакистанниң җәнубий вәзиристан районида панаһланған шәрқий түркистан исламий һәрикити әзалириға қарита һәрбий һәрикәт елип берип, шәрқий түркистан исламий һәрикитиниң рәһбири һәсән мәхсумни өлтүргән президент пәрвиз мушәррәп, бу йил йәнә , җәнубий вәзиристанда панаһланған уйғур вә өзбекләргә қарши һәрбий һәрикәт елип бериш тоғрисида буйруқ чүшүргән.
Апторниң мақалисидә тәкитлишичә, шәрқий түркистан исламий һәрикитиниң рәһбири һәсән мәхсумниң, пакистан һәрбий қисимлири тәрипидин өлтүрүлүшидин бир нәччә күн кейинла йәни 2004- йили 9- өктәбир күни җәнубий вәзиристанда икки хитай енҗинери гөрүгә елинған. Пакистан армийиси тәрипидин елип берилған қутқузуш һәрикити җәрянида гөрүгә елинған хитай инҗинерлириниң бири өлгән , йәнә бири еғир яриланған. Гәрчә дәсләптә пакистан һөкүмити бу гөрүгә елиш вәқәсиниң бәлучистан қутулуш армийиси тәрипидин елип берилғанлиқини билдүргән болсиму, лекин узун өтмәй өзиниң сөзини өзи рәт қилип, пакистан бәлочистан қутулуш армийиси намида бир тәшкилат мәвҗут әмәсликини җакарлиди.
Мақалисидә, пакистанда хитай ишчилириға қарита елип берилған һуҗумларниң хитай билән пакистан оттурисидики мунасивәтләрни бузушни мәқсәт қилған гуруппилар тәрипидин елип бериливатқанлиқини тәкитлигән шабир чодири, пакистандики диний гуруппилар хитай ишчилириға һуҗум қилиш арқилиқ, башқа дөләтләрдики диний һәрикәтләрни қоллиғанлиқини испатлаватқан болуши мумкин дәйду. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Пакистанда хитай пуқралири нишанланған өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗум йүз бәрди
- Қизил мәсчит вәқәси, пакистан билән хитай оттурисидики мунасивәтләргә сәлбий тәсир күрсәткән
- Пакистан армийиси қизил мәсчитниң контроллиқини пүтүнләй қолға алған
- Хитайниң баш әлчиханиси ишчиларниң өлтүрүлүш вәқәсини қаттиқ әйиблиди
- Пакистанниң лал мәсчитидики тоқунушни ким қозғиди?
- Пакистанда өзбек милитантлар билән йәрлик қәбилиләр оттурисидики тоқунушлар барғансери җиддийләшмәктә
- Хитай әскәрлири билән уйғурлар арисида қораллиқ тоқунуш йүз бәрди
- Пакистандики қәбилиләрниң наразилиқ һәрикәтлири күчәймәктә
- Сақчилар гуаңҗуниң явтәй базиридики уйғур тиҗарәтчиләрни уруп тарқитивәтти
- Гуаңдоңда һөкүмәт билән пуқра оттурисида йүз бәргән қанлиқ тоқунуш
- Хитай сақчилириниң қораллиқ бастурушида өлгән кишиләрниң сани ашмақта
- Гуйлиндә һәрбийләр адәм уруп, миңлиған пуқраларниң қаршилиқиға учриди