Тийәнҗиндики уйғур содигәрләр,"- уйғур қизлиримизни қутқузуп қелиңлар...."


2007.05.22

Хитай һөкүмитиниң йеқинқи йиллардин буян уйғур ели йезилиридики ешинча әмгәк күчлирини йөткәш баһанисида, той қилмиған уйғур қизлирини түркүмләп хитай өлкилиригә түрлүк васитиләр билән йөткиши, уйғур җамаитидә түрлүк қияс һәм инкасларни қозғаватқан мурәккәп бир мәсилигә айланди.

Бәзи ғурурлуқ уйғурлиримиз, қизларни қутулдурушқа урунмакта

Хитай даирилириниң уйғур қизлири йөткәлгән завут адрислирини толуқ бәрмәслики, ишчилиққа апирилған қизларниң түрлүк бесимларға учрап һәқ ‏- һоқуқлириниң капаләткә игә болмаслиқидәк мәсилиләр уйғурларниң хитай һөкүмитиниң мәзкур пиланиға болған гуманини техиму ашурмақта.

Уйғур қизлириниң хитай өлкилиридә дуч келиватқан вәзийити, шу җайларда сода вә башқа ишлар билән шуғуллиниватқан бәзи уйғурларниңму диққитини тартқан болуп, бәзиләр һәтта уйғур қизлириниң әмәлий әһвалини игиләш, уларни қутқузуш үчүнму урунуп көргән икән.

Уйғур җамаитигә мураҗәт

Йеқиндин буян, хитайниң тйәнҗин шәһири вә башқа өлкә, шәһәрлиридики уйғурлар түрлүк алақә вастилири арқилиқ бизниң хитай өлкилиригә ишқа орунлаштуруш баһанисида йөткәп кетилгән уйғур қизлириниң әмәлий әһвалини игиләп беқишимизни һәмдә буни хәлқаралиқ мунасивәтлик органларға йәткүзишимизни өтүнмәктә.

Нөвәттә, хитай өлкилиригә ишқа орунлаштуруш баһанисида пиланлиқ йөткиливатқан уйғур қизлириниң тәқдири, һәқ ‏- һоқуқлири мәсилиси уйғур кишилик һоқуқ һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим башлиқ бу мәсилигә көңүл болүватқан кишиләрниң тиришчанлиқи билән хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлириму көңүл бөлүватқан мәсилигә айланди.

Гәрчә уйғур қизлириниң барған хитай завутлирида түрлүк бесимларға дуч келиватқанлиқи һәққидә инкас вә пикирләрни аңлап келиватқан болсақму, бирақ хитай һөкүмитиниң уйғур қизларни ишлитиватқан хитай завутлириниң рәсмий адрислирини мәхпий тутуп келиватқанлиқи һәмдә завутларниң уйғур ишләмчи қизларниң сирт билән алақә орнитиш йоллирини қаттиқ контрол қиливатқанлиқидәк сәвәбләр түпәйли,бу һәқтә йәниму ишәнчлик һәмдә толуқ учур игиләш тосалғуға учрап кәлмәктә.

Мухбиримиз гүлчеһрә, тйәнҗиндә сода ишлири билән шуғуллиниватқан бир аял содигәрдин бу һәқтә мәлуматларға игә болди вә көпчиликниң харланған қизларға ярдәм қолини сунишини үндәйду.

Биз мәзкур мәсилидин хәвәрдар кишиләрниң радиомиз һәқсиз телефон линийиси арқилиқ мәлуматлар йәткүзүшини қайта сораймиз. Рәһмәт. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.