Нур бәкриниң сөзигә инкаслар


2008.01.08

NurBekri-200.jpg
Уйғур аптоном райониниң рәиси нур бәкри. Photo Source:http://www.xinjiang.gov.cn/

Йеқинда уйғур аптоном райониниң мувәққәт рәиси нур бәкри, чәтәл мухбирлирини күтүвалғанда қилған сөзидә, уйғур елиниң әвзәлликлиридин бири қизлири гүзәл икәнликини билдүрүп чәтәлликләрни уйғур елини зиярәт қилишқа тәклип қилған. Бу баянат чәтәлдики уйғурларниң қаттиқ наразилиқини қозғиди. Инкас қилғучиларниң билдүрүшичә, бүгүнгә қәдәр уйғур елидә һакимийәт бешиға чиққан уйғурлар, уйғур хәлқиниң ирадиси билән кәлгән әмәс, бәлки мәркизи һөкүмәтниң тәйинлиши билән һакимийәт бешиға кәлгән. Улар уйғурларниң сиясий ирадисигә хилап баянатлар бәргән болсиму, уйғурларниң иппәт қаришиға хилап баянатлар бәрмигән, нур бәкриниң бу сөзи, қорчақ әмәлдарларниң миллий ирадигә хилап сөз қилишидики йәнә бир рекорд һесаблиниду.

Төвәндики суаллар - җаваблардин, уйғур зиялийлириниң бу һәқтики инкасини силәргә сундуқ.

Соал : сиз нур бәкриниң сөзини аңлиғандин кейин немиләрни ойлидиңиз?

Җаваб : мән чәтәлдә яшаватқинимға 10 йил болди, дуняниң бүгүн әң ечиветилгән районидиму, әң заманивий дөләтлиридиму, иппәт мәсилиси йәнила назук мәсилә. Буларниң һечқайсисида, райониниң тәрәққияти яки миллий мәнпәәтлири үчүн, қизлириниң гүзәлликини базарға салидиған адәт йоқ, ундақ һадисиму йоқ. Буниңдин мәлумки, нур бәкри, миллий өрп ‏- адәтлиримизни, диний етиқад қарашлиримизни, миллий әхлақ өлчәмлиримизни билмәйдиған бирсила әмәс, әқәллий инсаний әхлақтинму хәвәрсиз бирси. Мән дәсләп бу сөзни чахчақмикин дәп чүшәндим, әмма бу сөзниң күлгидәк һечқандақ йери йоқ. Демәк у, сөзидә хитай һөкүмити хапа болмайдиған һәр қандақ гәпни қилишқа рази. Чүнки бу сөз уйғур миллитиниң миллий ғуруриға һуҗум қилсиму, хитай һөкүмитиниң наразилиқни қозғайдиған гәп әмәс. Демәк, нур бәкри уйғур миллитиниң нәпрәт қелишиға разики, хитай акилириниң салқин қарап қелишиға рази әмәс. У билиминиң йетәрсизлики сәвәбидин мухбирларға җаваб бәргидәк гәп тапалмиған, нәтиҗидә, қавақханиларда, булуң ‏- пушқақларда, пәскәш инсанлар еғизға елиш мумкин болған гәпләр билән вақит өткүзгән.

Соал: нур бәкриниң бу сөзи уйғур җәмийитиниң нөвәттики әхлақи чекинишни көрситиши мумкинму?

Җаваб : ундақ әмәс. Уйғур җәмийитила әмәс, һәр қандақ бир җәмийәт бузулған тәқдирдиму, бу хил тәшвиқатни көтүрүп чиқмайду. Буниңдин бир нәрсә мәлум, хитайдики бир қисим әмәлдарлар, юқириға ямишишниң йоли, өзини қутқузушниң йоли сүпитидә қизларни базарға салидиған әһвал мәвҗут, буниң хитай тарихида наһайити көп мисаллири бар. Бу уйғур қорчақ әмәлдарлириниң хитай әмәлпәрәстлиридин өгинивалған бир хошамәт йоли болуши мумкин. Әмма нур бәкри буниму тоғра өгинәлмигән, хитайларму бу хил тәшвиқатни йәң ичидә қилиду, ахбарат вастиси билән елан қилмайду.

Соал: нур бәкриниң әшу сөзигә асасән униң рәһбәрлик лаяқитигә қандақ қарайсиз?

Җаваб: уйғурлар өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқиға игә болған болса, һеч болмиғанда, бир сайлам һоқуқиға игә болған болса, нур бәкри аптоном районниң мувәққәт рәиси әмәс, бир кәнтниң кәнт башлиқи болушқиму шәрти тошмайдиғанлиқини көрситиду. Бу иштин йәнә бир ойлиғиним, хитайлар уйғурлар арисидики ярамсиз, ғурорсиз инсанларни тепип чиқишқа нәқәдәр маһир икәнликиниму йәнә бир тонуп йәттим.

Нур бәкри бу йилниң бешида, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимниң уйғурларниң мәнивий аниси дәп атилишқа мунасип әмәс икәнликини билдүргән иди. Рабийә қадир ханим, уйғур қизлириниң ичкиригә тошулушини уйғурларниң миллий ғуруриға қилинған таҗавуз дәп қарап, буни тосуш үчүн кечә-күндүз күрәш қиливатқан бир шәхс. Нур бәкри тамамән буниң әксичә, уйғур қизлириға херидар чақирған. Нур бәкриниң бу баянатини, уйғур көзәткүчиләр, миллий рәһбәр билән қорчақ рәһбәрниң маһийәтлик пәрқини ашкарилиған бир пакит дәп қарашмақта. (Шөһрәт һошур)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.