Хитай әлчиханиси қизлар мәсилисигә инкас қайтурди
2007.11.06
Уйғур милли һәркитиниң йетәкчиси, дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим, алдинқи чаршәнбә күни, америка дөләт мәҗлисидә ечилған хитайдики адәм әткәсчилики һәққидики гуваһлиқ бериш йиғиниға қатнишип, уйғур қизлириниң пиланлиқ вә нишанлиқ һалда, хитай өлкилиригә йөткиливатқанлиқини оттуриға қойған иди. Америкидики хитай әлчиханисиниң баянатчиси ваң бавдуң түнүгүн америка авази радиосиниң зияритини қобул қилип, рабийә қадир ханимниң сүзлирини рәт қилған.
Дилшат ришит: учурни ваң лечуән бәрди
Ваң бавдуң сөзидә мундақ дегән, "җуңгониң иқтисадий тәрәққияти тәкши әмәс, шуңа кишиләрниң орун алмаштуруп хизмәт тепиши даим йүз берип туридиған иш, бу җәрянда, айрим кишиләр қанунсиз һәрикәтләрни садир қилип қойған, бәзи иш орунлири ишчиларға йолсизлиқ қилидиған әһваллар йүз бәргән болуши мумкин, әмма бу һөкүмәтниң сиясити әмәс". Ваң бавдуң йәнә," қанунсиз кишиләр иш тепип бериш, пул тепиш йолини көрситип бериш қатарлиқ вәдиләр билән алдамчилиқ қилидиған әһвалларни қәтий йоқ дейәлмәймән. Бундақ қилмишларға җуңго һөкүмитиму қарши; әгәр адәм йөткәш ишини һөкүмәт қилған болса конкрет санлиқ мәлуматлар болған болатти" дегән.
Америка авазиниң мухбири бу мунасивәт билән дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришитни зиярәт қилғинида, дилшат ришит, қизлар мәсилисигә аит план, иҗра вә санлиқ мәлуматларни уйғур аптоном районлуқ партком секретари ваң лечүәнниң доклатидин алғанлиқини билдүргән.
" Уйғур қизлирини хитай өлкилиригә йөткәш шәрқи түркистанни контрол қилиш пиланиниң бир қисми "
Адәттә чәтәлләрдики хитай әлчиханиси, уйғур тәшкилатлириниң паалийәтлиригә инкас қайтуруштин өзини қачуруп кәлгән, сәвәб, уйғур тәшкилатлири паалийитиниң хәлқара ахбарат саһәсидә күнтәртип игиләп кетишиниң алдини елиш учун иди; шуңа америкидики хитай әлчиханисиниң қизлар мәсилисигә инкас қайтуруши диққәткә әрзийдиған бир нуқтидур.
Бу нөвәт хитай әлчиханисиниң ашкара инкас қайтуруши, алдинқи чаршәнбә күнидики йиғинда америка тәрәпниң қизлар мәсилисидики җиддий позитсийиси болуши мумкин. Чүнки у күнки йиғинда, америка ташқи ишлар министирлиқиниң адәм әткәсчиликини тосуш вә назарәт қилиш бөлүминиң башлиғи, марк лейгон әпәнди сөз қилип, " әгәр, әркин асия радиоси вә башқа гуруппиларниң қизлар мәсилиси һәққидә игилигән мәлуматлириға омумйүзлүк нәзәр ташланса, қизларни хитай өлкилиригә йөткәш иши хитайниң шәрқи түркистанни техиму илгирилигән һалда контроллуқи астиға елиш пиланиниң бир қисмидәк көриниду" дегән иди.
Ваң бавдуң рабийә қадир ханим үстидә тохтилип, " рабийә қадир бөлгүнчи, униң җуңгони әйибләп қилған сөзлиригә ишинишкә болмайду" дегән. Өткән һәптидики йиғинға иштирак қилған, америка авам палата әзалиридин киристофер смит болса, рабийә қадир ханимниң сөзлириниң ишәнчлик вә қайил қиларлиқ икәнликини ипадиләп, өзиниң " нөвәттә хитай һөкүмити уйғурлар үстидин кәң көләмлик вә көп тәрәплимилик һалда ирқий тазилаш елип бериватиду дәп қарайдиғанлиқини билдүргән иди.
" Уйғур қизлирини хитайға йөткәш етник қирғинчилиқ "
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати 1946 -йили 96 - номурлуқ қарари билән, хәлқара етник қирғинчилиқниң алдини елиш җазалаш қануни мақуллиған болуп, бу қанунда етник қирғинчилиқ һәрикити дәп бәлгиләнгән, бәш түрлүк қилмишниң иккиси төвәндикичә:
Бири, бир милләтниң физикий мәвҗудийитини қисмән яки пүтүнләй йоқитиш үчүн шу милләт әзалириниң яшаш муһитини қәстән өзгәртиветиш, йәнә бири болса мәлум бир милләткә тәвә балиларни мәҗбурий һалда башқа бир милләт арисиға йөткәш. Америка авам палата әзаси киристофер смит, уйғур қизлириниң хитайға йөткүлүшини етник қирғинчилиқ дәп атиғанда, хәлқара етник қирғинчилиқни чәкләш қануниниң юқириқи маддилирини нәзәрдә тутқан болуши мумкин.
Уйғур көзәткүчиләр, уйғур қизлирини хитайға тошушқа қарши турған аилиләргә, қоллинилған һашарға елип меңиш қатарлиқ җаза түрлирини, уйғур қизлирини хитайға йөткәшниң бивастә мәҗбурлаш чариси дәп қариса; қаршилиқ көрсәтмигән аилиләрдики иқтисадий моһтаҗлиқни болса, хитайниң васитилик мәҗбурлаш чариси дәп қарайду. (Шөһрәт һошур)
Мунасивәтлик мақалилар
- Рабийә қадир ханим америка дөләт мәҗлисидә уйғур аяллар вә балилар әткәсчилики тоғрисида испат бәрди
- Рабийә қадир ханим хитайниң адәм әткәсчилики һәққидә испат бериду
- Хитай һөкүмити уйғур йеза ешинча әмгәк күчлирини сиртларға йөткәш пиланини җиддий елип бармақта
- Хитайға барған ишләмчи қизлар нимә үгинип кәлди?
- Хитайниң, "хитай өлкилиригә апирип бай қилиш" тәшвиқатиға уйғурлар әмди алданмайду
- Уйғур қизлирини хитай өлкилиригә йөткәш ишлири давамлашмақта
- Хитай һөкүмити уйғур қизлирини хитай өлкилиригә ишләмчиликкә йөткәшни муддәтсиз давамлаштурмақчи
- Үрүмчидә хизмәтчи қобул қилиш һәққидә чапланған бир хитайчә елан интернеткә чиқти
- Рабийә қадир :хитайға ниспәтән униң сияситигә нарази болғанниң һәммиси тосалғу
- Хитай һөкүмитиниң уйғур йеза ешинча әмгәк күчлирини сиртларға йөткәш сиясити тосалғуға дуч кәлмәктә
- Ичкиригә елип кетиливатқан қизларниң ақивити тоғрисида
- Хитайниң ичкири өлкилиридин хитай оқуғучилар уйғур елиға кәлмәктә
- Хитай һөкүмити йеқинда йәнә қәшқәрниң тоққузақтин йүзлигән уйғур қизлирини ичкиригә елип кәткән