Шинҗаң иқтисад гезитиниң уйғур мухбири алинур билән сөһбәт (2)


2007.06.06

Хитайниң уйғур елидики ешинчи әмгәк күчлирини йөткәш хизмитиниң күчийишигә әгишип, пәқәт уйғур елиниң җәнубидики үч вилайәт вә бир област йезилиридики нәччә онмиңлиған уйғур қизлири, бейҗиң, тйәнҗин , чиңдав қатарлиқ җайлардики завут ‏- карханиларға орунлаштурулди.

Гәрчә хитай мәтбуатлирида хитай завутлирида ишләватқан қизларниң әһвалиниң интайин яхши икәнлики, уларниң юқири маашқа еришип, аилисиниң турмушини қамдаватқанлиқи тилға илинип кәлгән болсиму, әмма истансимизниң һәқсиз телефун линийисигә кәлгән инкаслардин вә мухбирлиримизниң бивастә һалда, қизларниң ата ‏- аниси һәмдә ишчи қизлар билән елип барған сөһбәтлиридин, иш һәққи хитай мәтбуатлирида көрситилгинидәк ундақ юқири әмәс икәнлики, шундақла иш шараитиниң начарлиқи ашкариланди.

Йеқинда шинҗаң иқтисад гезитиниң икки уйғур мухбири тийәнҗиндики завутларни зиярәт қилип, уйғур қизлири һәққидә мақалә елан қилип, қизларда зор өзгиришләрни байқиғанлиқини қисқиси хитай өлкилиридики қизларниң интайин бәхтлик яшаватқанлиқини оттуриға қойди. Биз қизларни зиярәт қилған мухбирдин бивастә мәлумат игиләш үчүн, шинҗаң иқтисад гезитиниң мухбири алинурни зиярәт қилдуқ .

Тордаш достлар , силәр мәзкүр сөһбәттин қизларниң һәқиқий әһвали тоғрисида қандақ йәкүн чиқирисиләр?

юқурдики улиништин, мухбиримиз әқидәниң уйғур қизлириниң ақивити тоғрисида елип барған тәкшүрүш зияритиниң давамини аңлаңлар.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.