Ешинчи әмгәк күчлири дәп қаралған уйғур қизлири нимә үчүн өз юртлириға ишқа орунлаштурулмайду?
2007.06.26
Хитай даирилириниң ешинчи әмгәк күчлирини ишқа орунлаштуруш вә намрат уйғур деһқанлирини һаллиқ сәвийигә йәткүзүш дегәнгә охшаш наһайити чирайлиқ намлар билән уйғур қизлирини хитайниң ичкири өлкилиригә йөткәш ишлири давамлашмақта. Буниңға қарита чәтәлләрдики уйғур кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә паалийәтчиләрму, "қизлар нимә үчүн өз юртлирида ишқа орунлаштурулмай, тили, дини вә өрп - адәтлири пүтүнләй охшаш болмиған башқа бир милләт билән яшашқа мәҗбурлиниду" дегән пикирлирини оттуриға қоюп, "1милйон әмгәк күчи йөткәш пилан қилинған" мәзкүр стратигийиниң уйғурларни ассимилатсийә қилишни мәқсәт қилғанлиқини билдүрмәктә.
Бу сиясәт, уйғурларни бейитишму яки уларни ассимилатсийә қилишму?
Хитай һөкүмитиниң уйғур елидики ешинчи әмгәк күчлирини хитай өлкилиридики завутларға орунлаштуруш ишлири изчил давамлишип кәлмәктә. Хитай мәтбуатлиридиму нурғунлиған уйғур деһқан аилилириниң, мәзкүр сиясәтниң иҗра қилиниш нәтиҗисидә бейиш йолиға қарап маңғанлиқи, иқтисадиниң тәдриҗи яхшилиниватқанлиқи хәвәр қилинмақта.
Әмма чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири вә паалийәтчилири бу мәсилигә нисбәтән тохтимастин қаршилиқ билдүрмәктә.
Әлвәттә әслидә ешинчи әмгәк күчлирини ишқа орунлаштуруш толиму яхши бир иш, ундақта чәтәлләрдики уйғурлар нимә үчүн һөкүмәтниң мәзкүр сияситигә қарши чиқиду? нимә үчүн қизлиримиз ассмилатсийә болуп кетидиған болди дәп әндишә қилиду?
Истансимиз бу бир қатар мәсилиләр үстидә әһвал игиләп, деһқанларниң қизлириниң ичкири өлкиләргә мәҗбурий елип кетиливатқанлиқидин, әгәр деһқанлар қизлирини хитай юртлиридики завутларда ишлитишкә қошулмиса җазаға учрайдиғанлиқидин, нопуси өчүрлүп қара нопусқа айлиндиғанлиқидин хәвәрдар болдуқ.
Диһқанлар, қизлирини амалсиз чоң әрләргә ятлиқ қилған яки башқа юртларға қачурған
Биз игилигән мәлуматлардин, һәтта уйғур деһқанларниң бир қисимлири қизлирини хитай өлкисигә әвәтиштин сақлап қелиш үчүн, қизлирини йеши алаһидә чоң әрләргә ятлиқ қилишқа мәҗбур болғанлиқи йәнә бир қисим деһқанларниң, қизлирини башқа юртлардики туққанлириниң йениға қачурвәткәнлики ашкариланди.
Әмма хитай мәтбуатлирида йәнила уйғур қизлириниң хитай өлкилридә хошал - хорам яшап, көп пул тепип ата - анисиға ярдәм қиливатқанлиқи, қизларниң завут мәсуллири вә йетәкчилири билән достлуқ орнутуп, милләтләр иттипақлиқини илгири сүриватқанлиқи елан қилинип турди. Дәл мушундақ бир пәйттә, хитайниң хәйяң шәһиридики йәркәнлик 5 қизниң ечнишлиқ кәчүрмишлири мәлум бир уйғур тор бетидә елан қилинди.
Йәркәнлик 5 нәпәр уйғур қизи үрүмчигә қечип кәлгән
Йәркәнлик 5 нәпәр уйғур қизи, хитай завутлирида йүз бериватқан хорлаш, кәмситиш вә түрлүк бесимларға бәрдашлиқ берәлмәй, хитай өлкиридики уйғур тиҗарәтчиләрниң ярдими астида үрүмчигә қечип кәлгән болуп, лекин улар йеза башлиқлириниң 1 йиллиқ тохтамни бузғучиларниң аилисиниң еғир җазаға тартилиш, өйлиридин мәһрум қелиш тәһдитлиридин қорқуп юртиға қайталмай тәмтирәп йүрмәктә икән.
Чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири бир тәрәптин қизларниң бихәтәрликидин әндишә қилса йәнә бир тәрәптин қизларниң хитай миллитигә ассмилатсийә болуп кетишидин әндишә қилип, хитайниң бу стратегийиси үстидә җидди тәдбир қоллунушни тәшәббус қилмақта.
Дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси мәмәт тохти әпәнди": әгәр, хитай һөкүмити растинла уйғур деһқанларни намратлиқтин қутулдурушни мәқсәт қилған болса, нимә үчүн 16 - 17 яшлиқ қизларни, техи той қилмиған әмма бойиға йәткән қизларни өз юртидин, ата - анисидин айрип туруп, пул тапқузушқа салиду, бу йәрдә очуқ - ашкарә сиясий түс алған, бир милләтни ассмилатсийә қилиш муддиаси бар " дәп көрсәтти.
Бир милләтниң йәнә бир милләт билән узун муддәт биргә яшиши, әлвәттә бу икки милләтниң бир - биригә тәсир көрсүтүш вә бир - бириниң өрп адәтлирини сиңдүрүш қатарлиқ амилларни шәкилләндүрдиғанлиқини билдүргән илгири уйғур елидики шихәнзә шәһиридә узун йил оқутқучилиқ қилған, америка уйғур бирләшмисиниң әзаси илшат әпәнди": хитай һөкүмитиниң уйғур қизлирини хитай өлкиригә йөткиши уйғурларни ассмилатсийә қилиш қәдимини ашкарә тезлитиш тактикиси" деди. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- 2000 Қизни өз юртиға ишқа орунлаштуруш билән хәлқниң наразилиқини пәсәйткили боламду?
- Хитай өлкилиригә ишләмчиликкә йөткиливатқан уйғур қизларниң қануний һәқ - һоқуқиға ким капаләтлик қилиду?
- Хитайда бала қуллар һәққидә чиққан йеңи нахша
- Һалакәткә дуч кәлгән уйғурлар
- Ашкариланған сирлар - йәркәндин хитай өлкилиригә йөткәлгән қизларниң һәқиқий әһвали (2)
- Коммунист хитай һөкүмитиниң уйғурларни өз юртидин йөткәп қул қилиш мәсилиси һәққидә уйғур зиялийлириниң мулаһизиси
- Ашкариланған сирлар - йәркәндин хитай өлкилиригә йөткәлгән уйғур қизларниң һәқиқий әһвали(1)
- Хитай өлкилиридики завутларға орунлаштурулған қизлар қандақ ақивәтләргә дуч кәлмәктә
- Адил сиз қәйәрдә?
- Хитай олимпик таварлирини ишләп чиқиридиған карханиларда әмгәк һоқуқини дәпсәндә қилиш билән әйибләнди
- Шинҗаң иқтисад гезитиниң уйғур мухбири алинур билән сөһбәт (2)
- Шинҗаң иқтисад гезитиниң уйғур мухбири алинур билән сөһбәт (1)