Хитайдин қечишқа мәҗбур болған бир уйғур ишләмчи қизниң сәргүзәштиси


2007.06.28

Хитай һөкүмити уйғур йезилиридики ешинча әмгәк күчлирини ишқа орунлаштуруш намида, ишсиз уйғур йеза қизлирини асас қилип түркүмләп уйғур яшлирини хитай өлкилиридики завутларға йөткимәктә.

Гәрчә хитай даирилири мәзкур сиясәтниң уйғур деһқанлирини бай қилишни мәқсәт қилғанлиқини, уйғурларниң өз ихтиярлиқи билән хитай өлкилиригә ишләмчиликкә меңиватқанлиқини шундақла улар барған җайлирида юқири мааш вә яхши шараитларға игә болуватқанлиқи қатарлиқларни күчлүк тәшвиқ қиливатқан болсиму, әмма хитай өлкилиригә апирилғандин кейин түрлүк бесимлар түпәйли ахири қечип кәлгән аз қисим уйғур яшлири арқилиқ, хитай һөкүмитиниң уйғур қизлирини хитай өлкилиригә ишқа орунлаштуруш сияситиниң тәшвиқаттикидәк әмәслики ашкариланмақта.

Мухбиримиз гүлчеһрә әнә шу хитай завутлириниң биригә ишләмчиликкә апирилип йеқинда қечип кәлгән бир уйғур қизи билән сөһбәтлишиш пурситигә еришти. Биз бу уйғур қизиниң бихәтәрликини көздә тутуп диққитиңларға сунмақчи болған мәзкур сөһбәттики,бу қизға һәмдә униң турушлуқ орниға аит бәзи учурларни ашкарилимаслиқни тоғра көрдуқ.

юқиридики улиништин, мухбиримиз гүлчеһрәниң бу сөһбитиниң тәпсилатиға қулуқ селиң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.