Америка дөләт мәҗлисидә хитайдики қоралларниң тарқилиши һәққидә испат бериш йиғини өткүзүлди
2005.03.14

Америка-хитай иқтисадий вә бихәтәрлик тәкшүрүш комитетиниң әзаси каролин барсоломев (Carolyn Bartholomew) йиғинда, кәң көләмдә йоқитиш характерлик қоралларниң тарқилишиниң пүтүн дуняниң бихәтәрликигә тәсир көрситидиғанлиқини тәкитләп, "әгәр хитай һөкүмити хәлқара ишлирида башқа дөләтләрниң һөрмитигә еришишни халиса, у чағда улар чоқум кәң көләмдә йоқитиш характерлик қоралларниң тарқилишини чәклиши керәк" дәп билдүрди. У йәнә мундақ деди:
" Һазирқидәк, америка вә башқа дөләтләр күчиниң баричә, кәң көләмдә йоқитиш характерлик қоралларниң тарқилишиға четилип қалған һәр қандақ хадим, сода вә интернет торлирини тәкшүрүп ениқлаватқан мәзгилдә, хитай ширкәтлири кәң көләмдә йоқитиш характерлик қоралларни тәрәққий қилдурушта ишлитилидиған техникиларни, иранға охшаш дөләтләргә һәдәп екиспорт қиливатиду. Шундақла хитайниң мәхсус интернет торини күзитидиған 30 миңдин ошуқ хадими бар туруқлуқ, һөкүмәтниң қорал сетиш һәрикәтлири билән шоғуллиниватқан бу бир нәччә ширкәтни контрол қилишқа амалсиз икәнликини билдүриватиду. Әмма бу ширкәт башлиқлириниң даим хитай һөкүмитиниң юқири дәриҗилик әмәлдарлири билән қоюқ мунасивити бар".
Америка һөкүмити хитай ширкәтлирини көп қетим җазалиған
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң қорал-ярақларни контрол қилиш ишлириға мәсул ярдәмчи министири стивин рейдмейкер (Stephen G. Rademaker) , хитайдики қорал сетиш ишлири билән шуғуллиниватқан ширкәтләр һәққидә тохтилип мундақ деди:
"Хитайниң шималий санаәт ширкити иранға актиплиқ билән кәң көләмдә йоқитиш характерлик қоралларни екиспорт қиливатиду. Бу ширкәт америка һөкүмити тәрипидин 5 қетим җазаланған. Шундақла биз йәнә, хитайниң назук механизим импорт-екиспорт ширкити вә зибо химийә-санаәт ширкәтлириниң қоралларни тарқитиш һәрикитигә қарита хитай һөкүмитигә көп қетим наразилиқ билдүргән. Әмма хитай һөкүмити бу ширкәтләргә һечқандақ тәдбир қолланмиди. Бу бизниң, хитайни үнүмлүк чарә қоллинишқа дәвәт қилиш үчүн техиму көп хизмәт қилишимиз керәкликини көрситиду".
Қорал тарқитиш билән шоғуллуниватқан баш ширкәтләр йәнила хитайда
Вашингтондики вискансен ядро-қораллирини контрол қилиш программисиниң дериктори гәрий милхолин (Gary Milhollin) йиғинда өзгичә пикир оттуриға қоюп, америка һөкүмитиниң нөвәттә җаза қоллиниватқан ширкәтләрниң пәқәт кәң көләмдә йоқитиш характерлик қоралларни тарқитиватқан хитай ширкәтлириниң тармақ ширкәтлири икәнликини, шундақла баш ширкәтләр хитайда болуп, уларниң америка билән бивастә сода алақиси болмиғачқа, америка тармақ ширкәтләргә йүргүзиватқан җазаниң һечқанчә чоң үнүми болмайватқанлиқини билдүрди. У йәнә бу хил сиясәтниң өзгәртилиши керәкликини әскәртип мундақ деди:
Хитайниң шималий санаәт ширкити иранға актиплиқ билән кәң көләмдә йоқитиш характерлик қоралларни екиспорт қиливатиду.
"Хитайниң шималий санаәт ширкити, хитайниң шималий санаәт горуһиға қарашлиқ. Әмма бу горуһ әзәлдин җазаға тартилип баққини йоқ. Бу горуһниң буниңдин башқа йәнә 8 тармақ ширкити бар. Әгәр биз бу шималий санаәт горуһиға җаза бәрсәк, у чағда буниң қатарида хитайдики нурғун тармақ ширкәтләрму җазалиниду".
Мәзкур испат бериш йиғинида йәнә, хитайниң шималий корийә ядро киризисидики роли мәсилисиму музакирә қилинған болуп, америка пенселвейния шитатиниң дөләт мәҗлиси әзаси керт велдон , хитайниң шималий корийидики ролиниң чоңлиқини һәмдә корийә арилиниң ядросизлишишиму хитайниң мәнпәәтигә уйғун келидиғанлиқини, әмма америка вәкиллири һәр қетим шималий корийә мәсилисини музакирилишиш үчүн хитайға барғинида, хитай һөкүмитиниң даим тәйвән мәсилисини тилға елип туривалидиғанлиқини билдүрди. У йәнә, хитай һөкүмитиниң шималий корийидики тәсиридин пайдилинип, америкиниң тәйвәндики тәсирини қолға кәлтүрүшни мәқсәт қилғанлиқини, шуңа хитайниң шималий корийә ядро мәсилисини һәл қилишқа алдиримаслиқи мумкинликини билдүрди.
Җосеф: хитай корийини сөһбәт үстилигә қайта елип келиши керәк
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң 6 дөләт сөһбитигә қатнашқан алаһидә вәкили җосеф детрани (Joseph De Trani) мәзкур испат бериш йиғинида, хитайниң 6 дөләт сөһбитидә ролини техиму яхши җари қилдурушини үмид қилидиғанлиқини билдүрди. У мундақ деди:
"6 Дөләт сөһбити һазир һалқилиқ пәйткә кәлди. Хитай бу сөһбәтниң саһипхани болуш сүпити билән өзиниң тәсир даирисини техиму яхши җари қилдуруп, шималий корийини сөһбәт үстилигә қайта елип келиши шундақла корийә арилини ядросизлаштуруш ортақ нишанини қолға кәлтүрүши керәк".
Америка-хитай иқтисадий вә бихәтәрлик комитетиниң роли
Бу мәсилә һәққидә америка мирас фонди җәмийитиниң асия ишлири тәтқиқат мәркизиниң сиясий анализчиси балбина хваң (Balbina Hwang) башқичә қарашта болуп, америка һөкүмитиниң хитайниң шималий корийидики тәсиригә унчилик әһмийәт берип кәтмәстин, җәнубий корийә билән японийиниң бу йәрдики иқтисадий тәсиригә әһмийәт бериши керәкликини, буниң билән бир вақитта йәнә, явропа, канада вә австралийә қатарлиқ дөләтләрни шималий корийигә бесим ишлитишкә үндәш керәкликини билдүрди.
Мәзкур испат бериш йиғинини оюштурған америка дөләт мәҗлисиниң америка-хитай иқтисадий вә бихәтәрлик тәкшүрүш комитети 2000 - йили өктәбирдә қурулған болуп, бу орон асаслиқи, америка билән хитай оттурисидики сода вә иқтисадий мунасивәтни көзитиду һәмдә дөләт мәҗлисигә һәр йили бу һәқтә доклат суниду. Шундақла бу комитет, кәң көләмдә йоқитиш характерлик қоралларниң тарқилиши, иқтисадий ислаһат, енергийә вә хитайниң мәтбуатқа болған контроллиқи қатарлиқ 9 түрдә тәтқиқат елип бариду. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка һөкүмити хитайниң йәттә ширкитигә иқтисадий җаза йүргүзди
- Америка хитайниң үч ширкитигә җаза бәрди
- Америка хитайниң йәттә ширкитигә иқтисади җаза йүргүзди
- Хитай судандики қирғинчилиқ һәрикәтлирини қорал билән тәминлигән
- Америка исраилийиниң хитайға қорал сетишиға қайта наразилиқ билдүрди
- Америкиниң ирақта қорал тәкшүрүш доклати вә садам -хитай мунасивити (2)
Хитайға қаритилған қорал имбаргоси
- яврупа бирлики хитайға қорал сетип бериштә қаттиқ чәклимә қоймақчи
- яврупа бирлики, қорал имбаргосини бикар қилишта америкиниң қошулушини қолға кәлтүрүш үчүн тиришмақта
- Америка дөләт мәҗлиси хитайға қаратқан қорал имбаргоси сәвәбидин яврупани агаһландурди
- Америка билән германийә, оттуридики ихтилаплар бойичә чүшәнчә һасил қилди
- Буш хитайға қаратқан қорал чәклимисини бикар қилишидин әндишә қилидиғанлиқини билдүрди