Канада қош дөләт пуқралиқи түзүмини әмәлдин қалдурушни ойлашмақта


2006.12.08

Канада қош дөләт пуқралиқини етирап қилған ғәрб дөләтлириниң бири, лекин бу сиясәт йеқинқи йиллардин бәри канада һөкүмитигә нурғун йеңи мәсилиләрни туғдурмақта вә бәзи авачилиқларни елип кәлмәктә. Шуңа канадада қош дөләт пуқралиқ салаһийитини әмәлдин қалдуруш вә қалдурулмаслиқ мәсилиси муназирә темиси болмақта.

Бу муназирә бу йил авғуст айлирида исраилийә - ливан тоқунуши мәзгилидә оттуриға чиққаниди. Чүнки уруш мәзгилидә канада һөкүмити ливанда туриватқан 50 миңдин ошуқ канада пуқрасини канадаға қайтуруп келиш вә уларни орунлаштуруш үчүн наһайити көп мәбләғ аҗритишқа мәҗбур болғаниди. Униң үстигә иран, сүрийә вә хитайға охшаш диктатор дөләтләрдин канадаға көчмән болуп келип, канада пуқраси салаһийитигә еришкән кишиләрниң әслидики дөләтлири тәрипидин йәнила өз пуқрайимиз дәп қарилип, бу дөләтләрдә турмиларға ташлиниши вә қийин қистақларға учриши қатарлиқлар канада һөкүмитини бу сиясәт һәққидә ойлинишқа үндигән сәвәбләрниң йәнә биридур.

Канада қош дөләт пуқралиқи түзүми һәққидә ойланмақта

Канада көчмәнләр министири Monte Solberg канада һөкүмитиниң қош дөләт пуқралиқи түзүмини қайтидин көздин көчүридиғанлиқи вә бу мәсилә үстидә баһалаш елип бериватқанлиқини билдүрүп: "бәзи канада пуқралири канадани бешиға күн чүшкәндә панаһлинидиған макан қиливалмаслиқи керәк. Узун йиллардин бәри чәтәлләрдә туриватқан канадалиқлар канадаға қанчилик садиқ, әгәр узун йил чәтәлдә турғанлар канадаға баҗ тапшурмиса, улар йәнила канаданиң дөләт параванлиқлиридин башқиларға охшаш бәһримән болса, бу барлиқ канадалиқлар үчүн адиллиқ болмайду. Шуңа уларниң салаһийити башқидин көздин кәчүрүлиши керәк", деди. Униң бу сөзи канада һөкүмитиниң қош дөләт пуқралиқидин пат арида ваз кечидиғанлиқиниң бишарити, дәп баһаланмақта.

Хитай мәтбуатлириниң әскәртишичә, канада һөкүмити әгәр қош дөләт пуқралиқи түзүмини әмәлдин қалдурса, бу хоңкоң, тәйвән вә хитай чоң қуруқлуқидин кәлгән хитайларниң мәнпәәтигә тәһдит болидикән чүнки, уларниң һәммиси дегүдәк қош дөләт пуқралиқи салаһийити билән яшайдикән. Улар икки дөләттин бирини таллашқа мәҗбур болидикән.

Хитай даирлири өз қанунида қош дөләт пуқралиқини чәкләйдиған болсиму, амма хитайларниң қош дөләт пуқралиқ салаһийитигә көз юмидикән. Шуңа хитайлар канада һөкүмитини көзи кичиклик қиливатиду, дәп әйиплимәктә.

Канада асия тинч окян ихтисадий һәмкарлиқ фонди җәмийитиниң тәтқиқатчиси җаң каңчиңниң әскәртишичә, канада һөкүмитиниң қош дөләт пуқралиқини түзүмини әмәлдин қалдуриши, канаданиң хәлқарадики образиға зиян елип келидикән. У "канада һөкүмити, канада яшаватқан яки хитайда туриватқанларниң охшашла канадаға баҗ тапшуридиған йеңи сиясәтләрни түзүш арқилиқ һоқуқ билән мәҗбурийәтниң тәңпуңлиқини сақлиши керәк. Йәңгиллик билән қош дөләт пуқралиқини әмәлдин қалдуруш ақиланилиқ әмәс", дәйду.

Абләт нур: сияси паналиқ тигәнләрниң хитайдин йәнә паспорт тәләп қилиши кишидә гуман қозғайду

Канада һөкүмитиниң қош дөләт пуқралиқи түзүмини әмәлдин қалдуришиға канададики уйғурлар қандақ қарайду? канададики уйғур сияси паалийәтчи абләт нур әпәнди бу һәқтә тохтилип:

"Мениңчә канаданиң қош дөләт вәтәндашлиқини әмәлдин қалдурмақчи болиши яхши. Нурғун адәмләр икки дөләтниң вәтәндашлиқидин пайдилиниду, болупму хитай җасуслириму бу салаһийәттин техиму үнүмлүк пайдилиниду. Бу канада тәрәптин байқалса хитайға қачидиған, хитай тәрәптин бесимға учриса канадаға йүгрәйдиған садақәтсиз адәмләр үчүн яхши. Садақәтмән вә канадаға садиқ адәмләр үчүн бир дөләт вәтәндашлиқи купайә. Улар канадаға кәлгәндә, хитайниң бесимиға вә униң сияси зиянкәшликигә учриғанлиқини ейтиду. Әгәр шу дегәнлири раст болидиған болса, хитай паспортини нимә үчүн алиду. Хитай дунядики әң чоң диктатор дөләт вә террорист һәрикәтләрниң мәнбәси. Шундақ икән униң хитай пуқралиқини сақлап қелиши, ‘мән әркинликни яхши көримән, канадани яхши көримән’, дәп канадаға бәргән вәдисигә зит канаданиң қош дөләт пуқралиқини әмәлдин қалдуруши канададики уйғурларниң мәнпәәти үчүн пайдилиқ", дәйду.

Хитайниң қанунида қош дөләт пуқралиқи рәт қилиниду, амма хитай даирлири канада пуқраси болған һөсәйин җелилни үнтинсиз түрмидә тутуп турмақта вә униң канада пуқралиқини рәт қилмақта. Канада һөкүмитиниң қош дөләт пуқралиқи түзүмини әмәлдин қалдуришиниң өзила бундақ мәсилиләргә хатимә берилиштин дерәк берәмду вә уйғурлар өзлирини қандақ қоғдиши керәк ?

Абләт нур: хитай һөкүмити һүсәйин җәлил мәсилисидә канаданиң қош дөләт пуқралиқи сияситини сүйистимал қилмақта

Сияси паалийәтчи абләт нур әпәнди бу һәқтә тохтилип: хитай қанунида иккинчи бир дөләтниң пуқралиқ салаһийитигә еришкәнләр хитай пуқралиқидин аптоматик һалда чиқирилип ташлиниду, дейилиду. Әгәр канада һөкүмити қош дөләт пуқралиқини бикар қиливәткән болса, һөсәйин җелил канаданиңла пуқраси болған, канаданиң қануни бойичә у, аптоматик һалда хитай пуқралиқидин чиқип кәткән болатти. Һазир хитай тәрәп қош дөләт пуқралиқини етирап қилмайдиған туруп, канаданиң қош дөләт пуқралиқини етирап қилидиғанлиқидин пайдилинип, сениң қануниң бойичә, һөсәйин җелил қош дөләт пуқраси-һәм канада пуқраси һәм хитай пуқраси яки биз униң канада пуқралиқини етирап қилмаймиз, у пәқәт хитай пуқраси, дегәндә чиң турмақта. Шундақла канаданиң қош дөләт түзүмини сүйистимал қилмақта. Хитай һөкүмити уйғурларларға бундақ сиясәт йүргүзиватқан шараитта сияси паналиқ тилигән уйғурлар өзини қоғдаш үчүн хитай, хитайниң тәсири астидики дөләтләргә бармаслиқи, шундақла хитайниң қилтиқиға чүшмәслики керәк", дәйду.

Мәлуматларға қариғанда канадада қош дөләт пуқралиқи салаһийитигә игә болған 4 милйондин ошуқ адәм бар болуп, уларниң үч йерим милйони чәтәлдә яшайдикән. Канадаға баҗ тапшурмиған бу кишиләр йәнила канада һөкүмитиниң түрлүк параванлиқ сиясәтлиридин бәһримән болидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.