Хитай террорчилиққа қарши уруши башланған һаман уйғурларни бастурушқа киришкән


2006.08.28

‏-‏ Биз 13 ‏- әсирдә италийилик саяһәтчи маркополо арқилиқ қәшқәрни билгән идиқ. Шуниңдин буян та йеқинқи бир мәзгил ичидә өзгүрүш пәйда болғанға қәдәр, биз қәшқәрни ухлаватқан қәдими шәһәр дәп қарайттуқ. ‏- Дәп баян қилинишқа башлайду америкида чиқидиған 'лос анҗилис вақит гезити' ниң 2006 ‏- йил 28 ‏- авғуст санида бесилған "хитайниң ғәрбидики районларға кәлгән қош пурсәт" дегән мақалида. Аптор лей донниң баян қилишичә, ‏‏‏- бу чегра район һазир ундақ җай әмәс. Һазир бу районда хитай һөкүмити йирақ шәрқтин көчүрүп кәлгән көчмәнләр йәрликниң нефит , пахта, көмүрини сетип бай болуп кәтти. Хитай мәбләғ селип ясап чиққан йеңи ташйоллар, хәлқаралиқ айридуромлар бу районға, хитайниң әрзан мелиға көз тиккән пакистанлиқларниму ғәрб тәрәптин миңлап-түмәнләп башлап кәлди. Буниңдин бир нәччә ай бурун, ‏‏- дәп давамлиқ баян қилиниду мақалида, ‏‏-‏- 'нефиткә техи тоймиған' хитай салған мәбләғ билән ясап чиқилған 600 километрлиқ туруба арқилиқ қазақистанниң нефитиму бу районға еқип кирди. Хитай бу районда йәнә қирғизистан, таҗикистан қатарлиқ башқа хошна дөләтләрму биләнму тиҗарәт қилиш җәһәттә йеңи рекорд яратти.

Хитай шинҗаңда бир тәрәптин иқтисадни тәрәққи қилдуруп йәнә бир тәрәптин уйғурларни бастурди

Бейҗиң һөкүмити, ‏‏- дәп баян қилиниду "хитайниң ғәрбидики районларға кәлгән қош пурсәт" дегән мақалида, ‏‏- хитайниң деңиз бойлиридики шәһәрлириниң тиз сүрәт билән тәрәққи қиливатқан иқтисадий бу районғила әмәс, һәтта нопусиниң етник тәркиби хитайдин тамамән өзгичә болған оттура асияғиму еқип кирди. ‏‏- Хитайниң бу районда қилғини худди америка 1800 ‏-йилларда ғәрбни ачқанда қолланған шәкилгә охшайду. Хитай һөкүмитиниң мәблиғи кириш билән тәң миңлиған , түмәнлигән хитай пуқралири бу районға еқип келип, ишқа орунлушуп, нәқ пул тепишқа киришти. Худди хитай һөкүмитиниң мулаһизичилири ейтқандәк, хитай һөкүмити бу районда иқтисадни тәрәққи қилдуруш үчүн, тибәткә қарита қаттиқ назарәт қилип туридиған, әмма нопусиниң көпинчиси мустәқиллиқни яқлайдиған уйғурлардин ибарәт болған шинҗаңда қарита болса һәрбий күч билән қаттиқ бастурудиған икки хил охшимайдиған вастә қоллинип муқим һаләт яритип турмақта. Әмма шенҗенлиқ ваң әпәндиниң ейтишичә, хитай иқтисади җәһәттә күчлүктәк көрүнгини билән, хитайда бултур бир йил ичидә 87 миң қетим қаршилиқ һәрикәт йүз бәрди, әмәлийәттә хитай сиясий җәһәттә наһайити 'еғир зукам'ға гириптар. Уйғур мәсилисидә, кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитайни америка террорчилиққа қарши уруш елан қилған пурсәттин пайдилинип, уйғурларға 'террорчи' дәп нам қоюп, дәрһал уларни қораллиқ бастурушқа киришти, дәп әйибләп кәлмәктә. Уларниң баян қилишичә, хитай һөкүмити уйғурларни көп җәһәттин қаттиқ чәкләп келиватиду.

Һәр күни чәтәлдин миңлиған адәм келип мал елип кетидиған базар һазир җеҗаң өлкисидә әмәс уйғур районида

Шенҗенлиқ ваң әпәндиниң ейтишичә, ‏‏- дәп баян қилиниду "хитайниң ғәрбидики районларға кәлгән қош пурсәт" дегән мақалида, ‏‏- 1998 ‏- йили мән қәшқәрни көргәндә, һәр күни 3000 адәм чәтәлдин келип мал елип кетидиған бир базар хитайниң җеҗаң өлкисидә иди, һазир бундақ базар бу районда. Пакистан, таҗикистан, қазақистан, қирғизстанлиқлар уйғур районидила мал елип кетиду. Бу җай һазир хитайниң оттура асияға сиңип киридиған көврүки болуп қалди.

Хитай һөкүмитиниң шинҗаңға көчмән әкәлмидуқ дегини ялған

'Лос анҗилис вақит гезити' дә бесилған "хитайниң ғәрбидики районларға кәлгән қош пурсәт" дегән мақалида уйғур райониниң иқтисадий вә сиясий орни селиштуруп тәһлил қилинған, униңда баян қилинишичә, шинҗаң хитай земининиң 6 дин бир ини тәшкил қилидиған наһайити муһим бир район. Америкидики штатларға селиштурғанда, шинҗаңниң көлими асаска штатиға тәң. Шинҗаңниң иқлиминиң һәр хил болидиғанлиқи худди калифорнийә шитатиға охшайду, униңда чөл -җәзириму бар, тағ яки қумлуқларму бар. Бу райондин мол нефит , көмүр чиқидула әмәс, униңдин чиқидиған пахта мәһсулатлири вә һәрхил мевә мәһсулатлириму наһайити мол. Һазир хитай һөкүмити гәрчә бу районға көчмән әкәлмидуқ дәватсдиму, ‏‏- дәп баян қилиниду мәзкур мақалида, ‏‏‏-әмәлийәттә өткән 10 йил ичидә шинҗаңға аллиқачан йәрлишип тиҗарәт қиливатқан җеҗаңлиқларниң санила 180 милдин ашиду. Бу бир пакит. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.