Қош тил маарипи ясаватқан өзгиришләр (1)

Хитай һөкүмитиниң уйғур елидики уйғур қатарлиқ йәрлик милләтләргә қоллиниливатқан “қош тил маарип сиясити” намидики маарипни хитайчилаштуруш сиясәтлири йеқинқи 10-йил ичидә тез вә зор күч билән илгирилитилди.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2013.01.14
qosh-til-oqughuchilar-305.jpg Хотән қош тил мәктипидики оқуғучилар. 2006-Йили 13-өктәбир.
AFP

Радиойимизниң бу җәрянда уйғур елидин игилигән “қош тил маарип” иға даир инкас вә учурларни йип учи қилғандиму, қош тил маарипиниң уйғур мәктәплири, уйғур оқутқучи-оқуғучилар һәтта мәктәп йешиға йәтмигән балиларда зор өзгиришләрни ясаватқанлиқини, бу өзгиришләрниң әмәлийәттә уйғур маарипиниң хитайлишиши бәдилигә болуватқанлиқини шундақла ахирида буниң уйғур миллий кимликигә бир тәһдит һасил қиливатқанлиқини көрүвалғили болиду.

Хитай һөкүмити қош тил маарип сияситигә изаһат бәргәндә, хитай тилиниму вә аз санлиқ милләт тилиниму ортақ қоллинидиған маарип, буниң мәқсити өзиниң миллий тилиниму, хитай тилиниму билидиған аз санлиқ милләт ихтисаслиқлирини йетилдүрүш үчүн деди. Дәсләптә 2000-йилидин башлап хитай өлкилиридә шинҗаң синипи тәсис қилинип, толуқсиз оттура мәктәпкичә өз ана тилида оқуған аз санлиқ милләт балилири хитайдики толуқ оттура мәктәпләрдә пүтүнләй хитайчә оқутулди, бу тәҗрибидин кейинла, хитайдики шинҗаң синиплири әндизисидә 2006-йилидин башлап шинҗаң ичидики толуқсиз оттура синиплири тәсис қилинди, тәдриҗий һалда миллий оттура мәктәпләр хитай мәктәплири билән бирләштүрүлди. Арқидинла башланғуч мәктәпләр бирләштүрүлди. 2012-Йили пүтүн уйғур елидики мәктәпләр қош тиллаштурулуп болди вә қош тил йәслиси болмиған бирму йеза қалмаслиқ нишаниға йәтти.

Һазир уйғур елидики әң көп апәткә учриған әң намрат йеза болған қәшқәрниң чоңқурчақ йезиниң һәр бир кәнтидә қош тил йәслиси қурулуп болди, бу йеза нопусиниң 98%tin көпрәкини уйғурлар игилисиму, балиларниң һәммиси пүтүнләй хитайчә оқутулмақта. Чоңқурчақ йезилиқ һөкүмәтниң бир йеза кадири зияритимизни қобул қилғанда, бәш яштин юқири уйғур балилириниң һәммиси қош тил йәслилиригә йиғивелинип хитай муәллимләрниң тәрбийисидә пүтүнләй хитайчә оқутулуватқанлиқини билдүргән иди.

Уйғур зиялийси америкидики доктор әркин сидиқ әпәнди, хитайниң һазир йолға қоюватқан қош тил маарип сияситини маарип илмигә, қош тил маарип илмигә, балиларниң үсүп йетилиш тәбиитигиму хилап елип бериливатқан сиясий мәқсәтнила чиқиш қилған хата маарип сиясити, дәп тәнқид қилиду.

Дәрвәқә уйғурлар әндишә қилғандәк, қош тил маарипи қобул қилғандин кейин уйғур яш өсмүрләрниң әқли қабилийитиниң нормал йетилиши, психикисиниң тәрәққияти бәлгилик тәсирләргә учраватқанлиқи мәлум, нөвәттә уйғур сәбийлиригә хитайчә маарип тәрбийиси елип бериватқан йәкәнниң мәлум бир наһийисидики қош тил йәслиси муәллиминиң өзиму, балиларниң бесимлири вә улардики өзгиришләрдин көңли биарам болуватқанлиқини билдүргән иди.

Хитай һөкүмити уйғур ели маарип сүпитини, әвладларниң сапасини үстүрүш үчүн қош тил маарип сияситини йүгүрүватқанлиқини тәшвиқ қиливатқини шундақла қош тил маарипиға һәр йили зор мәбләғ селиватқанлиқини илгири сүрүватқан болсиму, әмма 30 йилдин буян уйғур миллий маарип сепида ишлигән бир пешқәдәм оқутқучи нөвәттики қош тил маарипиниң уйғур оқутқучи, оқуғучиларға бесимдин башқа нәрсә елип кәлмигәнликини билдүргән иди.

Уйғур паалийәтчилири қош тил маарип сияситигә ассимилятсийә сиясити дәп чүшәндүрүш бериду, германийидә паалийәт қиливатқан үмид агаһи әпәндиму илгири уйғур елидә оқутқучи болуп ишлигән болуп, уму охшашла, қош тил маарип сияситиниң түп мәқсити уйғурларни йоқ қилиш, дәп қарайду.

Хитай немә үчүн қош тил маарип сияситини қолланди дегән соалға, чәтәлләрдики уйғур язғучилиридин күрәш атахан “чүнки, хитай тарихтин буян қан вә мәдәнийәт җәһәттин пүтүнләй бағлинишлиқи болмиған уйғурларни ассимилятсийә қилишта қайта-қайта мәғлуп болди, сабиқ совет иттипақиниң башқа милләтләрни руслаштуруш тәҗрибисидин өгинип,маарипимизни, тилимизни өзгәртиш арқилиқ бизни йәнә ассимилятсийә қилишқа урунмақта” дәп җаваб бәргән иди. У шундақла, хитай бу усул биләнму бәрибир мәғлуп болиду, дәп тәкитләйду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.