Уйғур елидә қош тил синиплири һәссиләп көпәйтилмәктә
2006.08.18
Уйғур ели һөкүмәт ториниң елан қилған хәвиридин ашкарилинишичә, уйғур елидә қош тил синиплириниң көпләп ечилишиға әгишип мушу алтә йил җәрянидила қош тил синиплирида оқуватқан оқуғучилар сани 50 һәссә көпәйгән.
Қош тил маарипи йезиларғичә омумлаштурулмақта
Уйғур елидә тунҗи қош тил тәҗрибә синипи 1995 - йили тәҗрибә оттурида синақ тәриқидә ечилғандин кейин, бу хил хитай тилини асас қилған маарип шәклидики қош тил синипи һазир пүтүн аптоном райониниң һәр бир шәһәр, наһийә йеза - кәнтлиридики оттура, башланғуч мәктәпләрдә омумлаштурулмақта. Уйғур вә башқа аз санлиқ милләт мәктәплирини хитай мәктәплири билән бирләштүрүш 2000 - йили башланған болса, һазир бу хилдики бирләштүрүлгән мәктәпләр сани 707 гә йәткән. Қәшқәр шәһәрлик 10 - башланғуч мәктәпниң бир қош тил синипида оқуғучилар сани йүздин ашидикән. Оттура һәмдә башланғуч мәктәпләрдә тәсис қилиниватқан қош тил синиплири һәссиләп көпәйтилмәктә. Бу һәқтә елан қилинған статистикилиқ мәлуматларға асасланғанда 2004 - йили 946 қош тил синиплири ечилған болса, бир йилдин кейин йәни 2005 - йили 3460 қа йәткән. Хитай һөкүмитиниң пилани бойичә мушу йилниң ахириғичә уйғур елидики барлиқ башланғуч мәктәпләр бирләштүрүлмәкчи. Йәни бу йилниң ахирғичә сап уйғур тилида маарип елип баридиған башланғуч мәктәпләр қалмайду.
Хитай һөкүмәт торида берилгән хәвәрдә хитай һөкүмити "дәсләп башланғуч мәктәпләргә кириш алдидики тәйярлиқ синип һәмдә бағча маарипини қош тиллаштуруш әмәлгә ашурулса, башланғуч һәмдә оттура мәктәпләрни хитайчилаштуруш өзликидин ишқа ашиду" дәп көрсәткән.
Нөвәттә хитай даирилири буниңға мунасип һалда тәйярлиқ синип вә бағча маарипини қош тиллаштурушқа тутуш қилған болуп, кейинки бәш йилда буниң үчүн хитай һөкүмити 430 милйон йүән мәбләғ аҗритип хитайчә оқутқучилар сипини күчәйтидикән. Бу йилниң өзидила қош тиллиқ тәйярлиқ синип һәмдә қош тиллиқ бағчилириға 52 миңға йеқин балилар қобул қилинған. Кейинки төт йилда бу хил синипларға 258 миңдин артуқ оқуғучи қобул қилишни ишқа ашуруш пиланланған. Йәни - 2010 йилиға барғанда оқуш йешиға тошмиған сәбийләрниң қош тил тәйярлиқ синиплириға қобул қилиш нисбити 85% кә йәткүзүлидикән.
Уйғурларниң инкаси
Хитай һөкүмитиниң уйғур ели маарипини барғанчә хитайлаштуриши шундақла қош тил маарипи намидики сиясәтлирини барғанчә тез һәм күчәйтип елип бериши билән уйғур ата - анилар балилирини хитайчида яки қош тил синиплирида оқутушқа мәҗбур болуватқан болсиму, әмма балиларниң хитайчә маарипни қобул қилғандин кейинки тил, мәдәнийәт қобул қилиши билән писхикисидиму өзгиришләр болуватқанлиқи ата- аниларни әндишигә салған.
Хитай коммунист партийисиниң уйғур аптонум райониға қойған секретари ваң личүән илгири маарипни хитайчилаштурушниң зөрүрийити һәққидә" уйғур вә башқа аз санлиқ милләт тиллири һазирға пән техника тәрәққиятиға йетишәлмәйду" дегәндәк илмийликтин чәтнигән сәпсәтисини оттурға қойған иди.
Хитай һөкүмитиниң уйғур елидә маарипни хитайчилаштуруш қәдимини тез сүрәттә давамлаштурүши чәтәлләрдики уйғур зиялийлири һәмдә уйғур паалийәтчилириниң наразилиқини ашурмақта, улар хитай һөкүмитиниң уйғур маарипини хитайчилаштурушни "уйғур әвладлирини тил вә мәдәнийәт җәһәттин ассимилятсийә қилишни мәқсәт қилған "һәрикәт дәп әйиблимәктә.
Бу һәқтики тәпсили мәлуматларни, мухбиримиз гүлчеһрәдин аңлаң.
Мунасивәтлик мақалилар
- Ичкиридики шинҗаң синиплири һәққидики һәқсиз линийә сөһбити
- Уйғурлар пәрзәнтлирини хитай тилида оқутушқа мәҗбур болмақта
- Ню-йорк шәһиридә өткүзүлгән йеғин һәққидә рабийә қадир билән сөһбәт
- Хитай һөкүмити сәбийләргә хитай тили маарипини күчәйтмәктә
- HSK Имтиһани уйғур елидики уйғурларниң һаятини қийинлаштурмақта(2)
- HSK Имтиһани уйғур елидики уйғурларниң һаятини қийинлаштурмақта(1)
- Уйғур пәрзәнтлирини хитайчә мәктәптә оқутуш қандақ ақивәтләрни елип келиду
- Уйғур миллити ахирқи нәписини еливатиду(2)
- Уйғур миллити ахирқи нәписини еливатиду(1)
- Чәтәлләрдики уйғур зиялийлири хитайчилаштуруш маарипини тәнқид қилмақта