Хитай һөкүмити хитай өлкилиридә оқуйдиған уйғур оқуғучилар санини һәссиләп көпәйтмәкчи
2006.11.08
Хитайниң уйғур елидики һөкүмәт оргини, хитай өлкилиридә оқуйдиған оқуғучиларни қобул қилиш салмиқини йилдин - йилға зорайтмақта. Тәңритағ ториниң бүгүн елан қилған хәвиридин ашкарилинишичә, келәр йилидин башлап хитай өлкилиридики толуқ оттура синиплириға 5000 оқуғучи қобул қилинип, 2010 - йилиға барғанда хитай өлкилиридики асаслиқи уйғурлардин тәркип тапқан оқуғучиларниң сани 20 миңға йәткүзүлидикән.
Хәвәрдә, хитай һөкүмәт хадимлириниң сөзи нәқил кәлтүрүлгән болуп, униңда мундақ дийилгән: "аз санлиқ милләт ихтисас игилирини йетиштүрүш қәдимини тезлитиш вә аз санлиқ милләт оқуғучилириниң хәнзу тилини өгиниш актиплиқини илгири сүрүш үчүн, аптоном районимиз 2000 - йилидин башлап бейҗиң қатарлиқ 25 чоң шәһәрдики 35 нуқтилиқ оттура мәктәптә "шинҗаң толуқ оттура синиплири" ни тәсис қилди. Аптоном районлуқ партком вә хәлқ һөкүмити бу хизмәтләргә йүксәк дәриҗидә әһмийәт берип кәлди. Аптонум район рәһбәрлири көп қетим ичкири өлкиләргә берип оқуғучиларни йоқлап турди. Малийә қийинчилиқи шараитида 70 милйон йүәндин артуқ пул чиқирип, оқуғучиларниң өгиниш, турмуш, давалиниш қатарлиқ ишлириға ишләтти. 2004 - Вә 2005 - йиллири 2000 дин артуқ оқуғучи мәктәп пүттүрүп, шу җайларда алий мәктәп имтиһаниға қатнашти. Буниң ичидә 85 % оқуғучи нуқтилиқ алий мәктәпләргә қобул қилинди. Толуқ курсқа қобул қилинған оқуғучиларниң нисбити 90 % кә йәтти".
Хәвәрдә йәнә, бу йил хитай өлкилиридики толуқ оттура синипларға 3990 оқуғучи қилинған болуп, синип тәсис қилинған шәһәр 26 гә, синип тәсис қилинған мәктәп 45 йәткәнлики баян қилинған. Хитай даирилири, вәтән сиртидики уйғур тәшкилатлириниң хитайниң мәзкур оқутуш маарипиға қарита күчлүк наразилиқлириға қаримастин, бу хил оқутушни изчил давамлаштуруш вә бурунқидин һәссиләп көпәйтиш тоғрисида лайиһә вә пиланларни түзмәктә.
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат решит әпәндиниң ейтишичә, нөвәттә елип бериливатқан уйғур сиясий давасиниң муһим бир нуқтиси дәл уйғур пәрзәнтлирини хитай өлкилиридә оқутуш мәсилиси болуп, бу хитайниң тәп - тартмастин елип бериватқан очуқ - ашкара асмилиятсийә сияситиниң бир усули һесаблинидикән.
Мунасивәтлик мақалилар
- Екисақ һөсәйнийә мәктипиниң тарихи вә бүгүн
- 120 Йиллиқ уйғур мәктипиму хитайчилаштурулди
- Уйғур маарипи йеңи оқуш мәвсумидә
- Қазақистан уйғурлири хитайниң қош тил сияситигә наразилиқ билдүрмәктә
- Уйғур елидә қош тил синиплири һәссиләп көпәйтилмәктә
- Ичкиридики шинҗаң синиплири һәққидики һәқсиз линийә сөһбити
- Уйғурлар пәрзәнтлирини хитай тилида оқутушқа мәҗбур болмақта