Қош тиллиқ маарипму? хитай тиллиқ маарипму?


2007.01.16

CHINA_XINJIANG_EDUCATION_46.jpg
Корлидики мәлум мәктәптики уйғур оқуғучилар хитайчә дәрс алмақта. AFP

Хитайниң шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай демократийә иттипақи дәп аталған бир тәшкилатниң "шинҗаң районлуқ комитетиниң" муавин мудири, "шинҗаң педагогика университети" ниң профессори шүй җең демократийә иттипақи "шинҗаң шөбиси маарип комитетиниң катипи билән бирлишип, қош тиллиқ маарипни зор дәриҗидә күчәйтиш һәққидә тәклип лайиһиси сунған.

Профессор шүй җең "аз санлиқ милләтләрниң хәнзу тилини өгиниши һазирқи заман җәмийитиниң еһтияҗи, бу уларниң өгиниш иқтисадий ашуруп, тәрәққи қилған районларда өз талантлирини намайән қилидиған сәһнидур" дәгән.

Демократийә иттипақи "шинҗаң районлуқ комитети" йәнә хитай тили хадимлирини тәрбийиләшни техиму күчәйтип, узун муддәтлик маарип, радио-телевизийә маарип, хитай тили оқутуш қатарлиқлардин үнүмлүк пайдилиниш һәмдә қош тиллиқ оқушлуқларни нәшир қилиш қатарлиқ заманиви маарип усулидин пайдилинип, хитай тили маарипини узун муддәт вә кәң омумлаштурушни оттуриға қойған.

Учурлардин қариғанда, уйғур аптоном районлуқ партком муавин секритари нур бәкри хитай тилида оқутуш елип беришни күчәйтишни башланғуч мәктәпниң биринчи йиллиқидин һәтта йәслидин башлап йүргүзүшни тәләп қилған.

Уйғур елидә йүргүзүлүватқан қош тиллиқ маарип сиясий һәққидә уйғурларниң түрлүк инкаслири давамлашмақта. Һәтта, бир қисим уйғурчә интернәт торлиридиму бу мәсилә муназирә қилинип, нөвәттә, уйғур тилиниң һөкүмәт вә пән-техника орунлирида әмәлдин қалдурулуштин маарип орунлиридиму истималдин йоқ қилинишқа йүзләндүриливатқанлиқи билдүрүлмәктә.

Қазақистанлиқ уйғур тилшунас доктор дилнур қасимова билән америкида яшаватқан тилшунас доктор қаһар барат хитай дәватқан қош тиллиқ маарипниң әмәлийәттә хитай тили маарипи болуш билән уйғур маарипини йоқ қилиш кәлгүси мәқсәт қилиниватқанлиқини тәкитлиди. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.