Хитай һөкүмити уйғур елида хитайчә маарипни йәниму күчәйтип елип бармақчи
2007.01.18

Уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт тор бәтлиридә, нөвәттә уйғур аптоном районида ечиливатқан сиясий кеңәш -9 нөвәтлик комитети -5 йиғини һәмдә -10 нөвәтлик хәлқ вәкиллири қурултийи -5 омумий йиғинлирида музакирә қилинған мәсилиләр һәмдә елинған қарарлар һәққидә тарқитилған һөҗҗәтләргә асасланғанда, хитай һөкүмити уйғур елида елип бериватқан қош тиллиқ маарип сияситини йәниму күчәйтидиғанлиқи гәвдиләнмәктә.
"Қош тил" лиқ оқутуш йәнә тәкитләнгән
Бу һәқтә уйғур елидә тарқитиливатқан учур мәнбәлиридин ашкарилинишичә, 17 - январ чүштин кейин өткүзүлгән хәлқ вәкиллири қурултийи йиғинида уйғур аптоном райони рәиси исмаил тиливалди һөкүмәт хизмитидин доклат берип мәхсус қош тиллиқ маарип һәққидә тохталған. У хитай һөкүмитиниң уйғур елидә бу йил қош тиллиқ оқутуш хизмитини йәниму илгири сүрүп, оқутқучиларни қош тилда тәрбийиләшни күчәйтидиғанлиқи, хитай өлкилиридә ечилған шинҗаң толуқ оттура синиплириға әвәтилидиған оқуғучиларниң көлимини йәниму ашуридиғанлиқини оттуриға қойған.
Сиясий кеңәш йиғиниға қатнишиватқан, хитай партийә мәркизи комитети сиясий бюросиниң әзаси ваң лечуәнму маарип сиясити һәққидә мәхсус сөз қилип " шинҗаңда қош тиллиқ оқутушта зор нәтиҗиләр қолға келип, аз санлиқ милләтләр үчүн зор түркүмдики лаяқәтлик ихтисас игилири йетиштүрүлди" дегән.
Ваң лечуән хитай һөкүмитиниң уйғур елида бундин кейин қош тиллиқ маарип хизмитидә немини һалқилиқ тутидиғанлиқини әскәртип" нөвәттә қош тиллиқ маарипни раваҗландуруштики һалқилиқ мәсилә оқутқучилар қошуни. Бундин кейин оқутқучиларни тәрбийиләшкә йәниму әһмийәт беримиз "дегән.
Униң илгири аз санлиқ милләтләрниң чоқум хитайчини өгиниши шәрт икәнлики һәққидә қилған " аз санлиқ милләт тиллири нөвәттики илим пән тәрәққиятиниң сүритигә йетишәлмиди дегәндәк сөзлири уйғурларда зор наразилиқ қозғиған иди.
Уйғурлар ваң лечуәнниң хитайниң қош тиллиқ маарип сияситиниң уйғур елида җидди һәм бесим билән елип берилишида әң нуқтилиқ рол ойнаватиду дәп қаримақта. Чүнки у хитай һөкүмитиниң 2002 - йилидин уйғур елидә алий мәктәпләрдә барлиқ дәрсликләрни хитайчилаштуруш пиланини ишқа ашуруш һәмдә униңдин кейин оттура һәмдә башланғуч мәктәпләрдә қош тиллиқ маарипни күчәйтип елип беришқа мунасивәтлик сиясәтләрниң әмәлийлишишигә қарши чиққучиларни қаттиқ бир тәрәп қилиш һәққидә йол йоруқ бәргән.
У йеқинда йәнә барлиқ аз санлиқ милләт башланғуч мәктәпләрниң хитай мәктәплири билән бирләштүрүлүши һәмдә қош тиллиқ маарипни йәсли балилиридин башлап елип берилишидиму қаттиқ мәйданда туруп кәлди.
Бу икки йиғинда вәкилләр тәрипидин оттуриға қоюлған пикирләрдә қош тиллиқ маарипта йолуқуватқан мәсилиләргә даир җәмий 53 пикир чүшкән болуп, көп сандикиләр қош тиллиқ оқутуш материяллириниң аз санлиқ милләт маарипиға маслишалмайватқанлиқи, йетишмәйватқанлиқи, хитай тили оқутушиниң күчәйтилиши билән оқутқучиларниң йетишмәслик мәсилисиниң йәниму җиддилишиватқанлиқи қатарлиқ мәсилиләр оттуриға қоюлған.
Һәр дәриҗилик йәрлик һөкүмәт қарарниң роһини өгинишкә башлиған
Хитай һөкүмитиниң уйғур ели маарипида бундин кейин йәнила қош тиллиқ маарипни күчәйтиш сиясәтлири һәққидә уйғур елиниң бәзи йәрлик тор бәтлиридиму бәзи мәлуматлар ашкарланмақта.
Йәрлик маарип торлиридин игилинишичә, һазир җайлардики барлиқ маарип тармақлири икки йиғинда маарип һәққидә елинған қарарларниң роһини өгинишкә башлиған болуп, хотән ақсу қәшқәр һәмд қизилсу қатарлиқ җайларниң маарип хәвәрлиридә охшаш буниңдин кейинму қош тиллиқ маарипни күчәйтиш билән биргә маарипта индологийә җәһәттики тәрбийини мас һалда күчәйтиш тәкитләнгән.
Хәвәрләрдә йәнә уйғур аптоном районида синақ тәриқисидә йолға қоюлуватқан йәсли маарипини хитайчилаштурулушниң пат арида пүтүн аптоном районида омумлаштурулидиғүанлиқи һәмдә һөкүмәтниң буниң үчүн мәхсус мәбләғ аҗратқанлиқиму тәкитләнгән.
Уйғурларниң наразилиқи
Хитай һөкүмитиниң қош тиллиқ маарип сиясити намида уйғур миллий маарипини пүтүнләй хитай тиллиқ маарипиға өзгәрткәнлики шундақла бу җәрянда пәйда боливатқан түрлүк мәсилиләр уйғурларниң болупму уйғур зиялилириниң наразилиқини қозғап келиватқан мәсилә болуп, хитай даирилириниң йәнила қош тиллиқ маарипни күчәйтишни узун йиллиқ пилан сүпитидә тәкитләп келиватқанлиқи бу хил наразилиқларни йәниму күчәйтмәктә.
Илгири уйғур елидә узун йил маарип саһәсидә нөвәттә америкида яшаватқан уйғур зиялийси, хитайниң қош тиллиқ маарипиниң уйғур маарипиға тәрәққият әмәс бәлки бузғунчилиқ елип келиватқанлиқи уйғурларниң һәр җәһәттики тәрәққиятиға тосалғу боливатқанлиқини билдүрди.
Хитай һөкүмитиниң қош тиллиқ маарип сияситигә чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлириму һәр хил васитиләр билән қаршилиқ билдүрүп кәлмәктә, дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса әпәнди, маарипниң хитайлишишиниң һәм сиясий һәм миллий вә мәдәний саһәләргә четишлиқ һалқилиқ мәсилә икәнлики, хитайниң бу хил сияситиниң уйғур әвладлириниң миллий кимликини йоқитишни мәқсәт қиливатқанлиқини оттуриға қойди. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Қош тиллиқ маарипму? хитай тиллиқ маарипму?
- Уйғур елидә хитай тилида сөзләш тәшвиқати техиму күчәйтилмәктә
- Д у қ 2 - нөвәтлик вәкилләр қурултийи һәққидә ахбарат баяннамиси елан қилди
- Хитай өлкилиридә оқуған уйғур оқуғучилар өз миллитигә қандақ мәнпәәт вә зиянларни елип келиду?
- Уйғурлар миллий маарипта җиддий хәвпкә дуч кәлмәктә
- Хитай һөкүмити хитай өлкилиридә оқуйдиған уйғур оқуғучилар санини һәссиләп көпәйтмәкчи
- Қош тиллиқ маарипму яки бир тиллиқ маарипму?
- Екисақ һөсәйнийә мәктипиниң тарихи вә бүгүн
- 120 Йиллиқ уйғур мәктипиму хитайчилаштурулди
- Компартийә хитайда "инақ җәмийәт" қураламду ?
- Уйғур маарипи йеңи оқуш мәвсумидә
- Қазақистан уйғурлири хитайниң қош тил сияситигә наразилиқ билдүрмәктә
- Уйғур елидә қош тил синиплири һәссиләп көпәйтилмәктә
- Түркийидә өткүзүлгән әрҗийәс зәфәр қурултийида уйғурлар тонуштурулди
- Ичкиридики шинҗаң синиплири һәққидики һәқсиз линийә сөһбити
- Уйғурлар пәрзәнтлирини хитай тилида оқутушқа мәҗбур болмақта