"Қош тиллиқ" тәрбийә сәбиләргә қош тосалғу
2007.11.16
Хитай даирилири қош тиллиқ маарип сияситиниң йәниму раван әмәлийлишиши үчүн, нөвәттә бар күчинибағча маарипиниму қош тиллаштурушқа қаратмақта. Йәни уйғур елидә чоң шәһәрләрдики балилар бағчилири һәм мәктәпкә кириштин бурунқи тәйярлиқ синиплирида оқуватқан уйғур балилири хитай тили тәрбийиси еливатқандин башқа, һәтта йеза-қишлақлардиму балиларни кичикидин хитайчә тәрбийиләйдиған йәслиләр қурулуп, йәсли маарипи асасән хитайчилаштурулмақта.
Гәрчә хитай һөкүмити"балиларға қош тил маарипини қанчә балдур башлиса уларниң кәлгүсидә ярамлиқ ихтисас игилиридин болуп йетилишигә шунчә бурун асас селинған болиду" дегәндәк тәшвиқатлар елип бериватқан болсиму, әмәлийәттә, әмдила тили чиқип, тәпәккури ечилишқа башлаватқан сәбиләргә нисбәтән, қара қоюқ һалда көп хил тил тәрбийиси елип бериш, балиларниң сағлам өсүп йетилишигә һәр тәрәптин тосалғу яритидикән.
2010 - Йили барлиқ йәслиләрму қош тиллишип болиду
"Қош тиллиқ маарип сиясити"хитай һөкүмитиниң уйғур елидә уйғур вә башқа милләтләргә йүргүзүватқан истиратегийилик сиясити. Нөвәттә һәтта балилар бағчилиридики сәбий балиларму мәзкур сиясәтниң тәсиригә бивастә учримақта.
Хитай һөкүмити2006 - йили 7 - айда уйғур ели бағча маарипини қош тиллаштуруш пиланини елан қилған иди.Уйғур елиниң һәр қайси йәрлик һөкүмәт тор бәтлиридә елан қилинған мунасивәтлик учурлардин ашкарилинишичә, хитай тили маарипини сәбийләргә күчәйтип елип бериш пилани буйичә, нөвәттә һәр қайси йәрлик һөкүмәт һәмдә маарип тармақлири болупму уйғурлар зич олтурақлашқан йеза - наһийиләрдә әмәлийләштүрүш үчүн җиддий тутуш қилмақта. Пилан буйичә 2006 - йилидин 2010 - йилғичә йилиғичә уйғур елидики барлиқ балилар бағчилирини қош тиллаштуруп болидикән.Пиланни ишқа ашуруш үчүн хитай 430 милйон йүән мәбләғ салған.
Асасий маарипниң асасиму хитайчилашқанда....
Хитай һөкүмитиниң йеқинқи йиллардин бери уйғур қатарлиқ хитай болмиған милләтләргә қарита қош тил маарипи намида маарипни хитайчилаштуруш сияситини күчәйтип елип бериши әслидинла уйғурларниң наразилиқини қозғап келиватқан мәсилә иди.
Хитай даирилириниң мәзкүр сияситини һәтта мәктәп йешиға тошмиған сәбийләрдин башлап елип бериш үчүн җиддий һәрикәт қиливатқанлиқи чәтәлләрдики уйғур маарипчилири һәмдә зиялийлириниң наразилиқини йәниму ашурмақта. Улар "хитай һөкүмитиниң қош тил маарипини, әмдила тили чиқиватқан сәбий балилардин башлаш, әвлатлириниң өз ана тилини унтулдуруп, уларни пүтүнләй хитайчә тил, хитай еңида, хитай мәдәнийитидә тәрбийләшни мәқсәт қилған. Бу илмий болмиған қара қоюқ сиясәт һәтта балиларниң сағлам өсүп йетилишигиму зиянлиқ дәп қаримақта. Шундақла бу һәқтә мулаһизиләр йүргүзүлмәктә.
Әмди сәбий балиларму кичикидинла бәдәл төлисунму?
Биз бу һәқтә йеқинда чәтәлләрдики уйғур тор бәтлиригә"балиларни хитайчә йәслигә бәрмәңлар " дегән темида мулаһизә елан қилип уйғурлар арисида күчлүк муназирә қозғиған, америкидики уйғур димукратийә вә кишилик һоқуқ фонди җәмийити хадими руқийә ханим билән сөһбәт елип бардуқ.
Хәлқарадики балилар тәрбийиси мутәхәссислири, балилар писхологлириниңму ортақ қариши шуки, балиларға қарита болупму, тили чиқиватқан, тәпәккури йетилишкә башлиған сәбиләргә қарита бир хил тилдин артуқ тил тәрбийиси зиянлиқ болуп, балиларға бир нәччә хил тилда тәрбийә елип барғанда, бу хил мурәккәп тил өгиниш муһити уларда, қайси тилни дорап өгинишкә болған теңирқаш пәйда қилип тилиниң чиқишини кечиктүридикән.
Балилар писхикиси доктори ду ясуңниң хитай маарип торида елан қилған мақалисидә көрситишичә, балиларға бир нәччә хил тил тәрбийисини тәң елип бериш,худди майсини тартип өстүргили болмиғандәк, балиларға тил тосалғуси елип кәлгәндин башқа, уларниң әқлий тәпәккуриниң тәбиий йетилишиниму бузғунчилиққа учритип, әқлий қабилийитиниң төвән болуп қелишини кәлтүрүп чиқиридикән, һәтта балиларниң кейинки өгиниши,истиқбали,һаяти, тәқдиригиму зор сәлбий тәсир көрситип еғир бәдәл төлиши мумкин икән. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур тил- йезиқи хирисқа учримақта
- Қазақистанда уйғурлар маарипи үчүн кәң йәр берилгән
- Хитай, уйғур елидә пәқәт хитай тилидин ибарәт бир тиллиқ маарипни кеңәйтмәктә
- Доктор қаһар баратниң маарипниң роли вә һөкүмәтниң сиясити һәққидики мулаһизиси
- яш язғучи күрәш атиханниң маарипниң уйғурлар үчүн қандақ рол ойнайдиғанлиқи һәққидики мулаһизиси
- Чәт әлләрдики уйғурлар пәрзәнтлириниң ана тил өгинишигә әһмийәт бәрмәктә
- Уйғур кишилик һоқуқ программиси "қош тиллиқ маарип" мәсилисини инсан һәқлири мәсилиси дәп көрсәтти
- Уйғурлар қандақ қилғанда миллий кимликини сақлап қалалайду? (1)
- Хитайчә тил-йезиқ 'дуняни бойсундуридиған тил-йезиқ' болаламду? (2)
- Мусулман аяллири вә илим - мәрипәт
- Хитай һөкүмитиниң уйғур оқуғучиларға қаратқан " бөлгүнчилик" кә қарши тәрбийиси һәқиқи ролини җари қилдураламду?
- Кичик уйғур қизи арзу хәлқара кәшпиятчилар мусабиқисидә алаһидә дәриҗигә еришти
- Хитайдики рәһимсиз җәң -алий мәктәпкә таллап қобул қилиш имтиһани