"Қош тиллиқ маарип" ниң нәтиҗиси- уйғур миллий маарипиниң паҗиәси
2007.11.28
Уйғур елидә қош тиллиқ оқутуш сәксининчи йилларниң ахири тоқсининчи йилларниң бешида наһайити аз сандики тәҗрибә мәктәплиридә елип берилған иди, нөвәттә барлиқ асаслиқ пәнләр хитайчә өтилидиған, уйғур тили пәқәтла ана тил дәрси сүпитидә өтилидиған қош тил синиплириниң сани нөвәттә 5000 ға йәтти.Маарипни қош тиллаштуруш хитай мәркизи һөкүмитидин мәхсус сиясәт болуп чүшкәндин буян хитай тили маарипи қобул қиливатқан аз санлиқ милләт оқуғучилири 50 һәссә көпәйтилгән. Хитай һөкүмити уйғур миллий маарипини тез сүрәттә хитайчилаштурмақта.
"Қош тиллиқ маарип" ниң чоң сәкрәп илгирилиши
Шинҗаң ахбарат ториниң,уйғур аптоном районлуқ маарип назаритидин қош тиллиқ маарипниң омумлишиш нәтиҗилири һәққидә игилигән мәлуматлириға асасән 28 - ноябир елан қилған хәвиридин ашкарилинишичә, хитай һөкүмити қош тиллиқ маарип сияситини бу қәдәр кеңәйтишниң алдида йәни 1980 - йиллардин 1990- йилларниң ахирлириға қәдәр, қош тил маарипи синақ қилинған санақлиқ тәҗрибә мәктәплиридә, қош тил синиплириниң сани йигирмигиму йәтмигән болса, нөвәттә уйғур елида қош тиллиқ синип намида оттура - башланғуч мәктәпләрдә ечилған уйғур балиларни пүтүнләй хитай тили маарипида тәрбийиләйдиған синиплар бәш миңға йәткән.
Бу синипларда һазир 150 миң оқуғучи математика, физика, химийә қатарлиқ асаслиқ дәрсликләрни пүтүнләй хитайчә, пәқәт уйғур тил - әдәбияти дәрсинила ана тил дәрси сүпитидә өгәнмәктә. Пәқәт үрүмчидила хитай мәктәплири билән бирләштүрүлгән 100 дин артуқ қош тиллиқ мәктәпләрдә җәмий 40 миң уйғур вә башқа аз санлиқ милләт балилири мушу хил сестима буйичә дәрс алмақта. Шуңа бу хил оқутуш намда қош тиллиқ маарип аталсиму, әмәлийәттә хитай тилини асас қилған бир тиллиқ маарип һесабланмақта.
Мәлум болғинидәк, 2003 - йили 4 - айда уйғур аптоном район даирилири мәркизи бейҗиңниң сияситигә асасән" қош тиллиқ маарипни зор күч билән илгири сүрүш" һәққидә уйғур ели маарип тармақлириға мәхсус һөҗҗәт чүшүргәндин кейин, бир йилға йәтмигән арилиқта пүтүн уйғур елиниң һәр қайси җайлирида 52 мәктәптә ечилған қош тил синиплири 946 гә йетип оқуғучилар сани 30миңдин ашурулған. Нөвәттә қош тил синиплири 5000 миңға йәткүзүлди. Қош тил маарипида тәрбийилиниватқан аз санлиқ милләт оқуғучилар сани болса 150 миңға йетип,йеқинқи алтә йилда 50 һәссә көпәйгән.
Қош тиллиқ оқутуш билән миллий маарипниң тәтүр танасип мунасивити
юқирида тилға елинған бу санлиқ мәлуматлар, қош тиллиқ маарип сияситиниң сүпәт көрсәткүчи йәни нәтиҗә һесабланған болса, уйғур миллий маарипи үчүн дәл тәтүр танасиплиқ нәтиҗини көрсәтмәктә. Уйғур маарипчилири һәм зиялийлириниң қаришичә, йеқинқи йиллардин буян хитайчә оқутуш йәни қош тиллиқ маарип миллий маарипни зәипләштүрүш бәдилигә тәрәққи қилмақта.
Хитай һөкүмитиниң уйғур миллий маарипини барғанчә хитайчилаштуриватқанлиқиға изчил қарши туруп, хитайниң бу җәһәттики һәрикәтлирини көзитип мулаһизә йүргүзүп келиватқан канададики уйғур зиялийси һәм дуня уйғур қурултийи муавин рәиси мәмәт тохти әпәнди "қош тиллиқ маарипниң сан, сүпәт көрсәтмиси дәл миллий маарипниң паҗиәси" дәп көрсәтти.
" Пәқәт хитай тилини яхши өгәнгәндила андин техиму ярамлиқ һәмдә ихтисаслиқ болуп йетишкили болиду" мана бу хитай һөкүмитиниң уйғурларға қарита қош тиллиқ маарипини йүргүзүшкә башлиғандин буянқи әң көп тәкитләйдиған шоари, әмәлийәткә қарайдиған болсақ җәмийәттиму хитай тили билмисә чиқиш йоли тапалмаслиқтәк бир начар кәйпият яритилған. Уйғурларниң инкаслиридин мәлумки, нөвәттә хитай даирилириниң бир тәрәптин қош тиллиқ маарип сияситини күчәйтип елип бериши, йәнә бир тәрәптин хитай тили сәвийиси аҗизрақ кишиләргә оқуш һәм иш пурсити бәрмәслики, җәмийә ттәхитай тили билмигәнләрниң чиқиш йоли болмаслиқидәк вәзийәтни мәйданға кәлтүрүп, хитай һөкүмитиниң бу шоарини уйғурларму амал йоқ қобул қилишқа һәмдә униңға майил болушқа мәҗбур қалмақта.
Нөвәттә уйғур ели маарипини қош тиллаштуруш намидики хитайчилаштуруш алий мәктәпләрдә барлиқ башланғуч һәм оттура мәктәпләрдә омумлашқандин башқа, һәтта йеза - кәнтләрдә қош тил йәслилири ечилип йәсли маарипиму хитайчилаштурулмақта.
Уйғурларниң билдүрүшичә, балилирини хитай тили мәктәплиридә яки қош тил мәктәплиридә оқутиватқан ата аниларниң көпийиши һәргизму уйғурларниң қош тиллиқ маарип сияситини қоллиғанлиқиниң ипадиси болмастин бәлки мәҗбур қалғанлиқиниң ипадиси.
Уйғур пәрзәнтлириниң дәсләпки аң тәрбийисиму хитай тилида елип берилмақта
Хитай һөкүмити қош тиллиқ маарип сияситини уйғур вә башқа милләтләргә қарита мәҗбурий елип бармақта шундақла бу хил хитайчилаштуруш маарип сиясити қош тил синиплирини ечиш, хитай мәктәпләр билән уйғур вә башқа аз санлиқ милләт мәктәплирини бирләштүрүш, хитай өлкилиридә вә уйғур елидики хитай мәктәплиридә шинҗаң синиплирини тәсис қилип оқуғучилирини барғанчә һәссиләп көпәйтиш, һәтта йеза - кәнтләрдиму қош тил йәслилирини қурушқа охшаш қәдәм - басқучлуқ тәдбир һәм васитиләр билән елип бармақта.
Бу васитиләр ичидә, һәтта тили чиқмиған сәбийләргиму дәсләпки асасий маарип тәрбийисини хитай тилидин башлаш,уйғур зиялийлири тәрипидин қош тиллиқ маарипиниң әң әшәддий васитиси дәп қаралмақта. Нөвәттә уйғур елиниң һәр қайси наһийә - йезилирида ечилған қош тил йәслилиридә хитай тили тәрбийиси еливатқан уйғур балилириниң сани 50 миңдин ашидикән. Бу һәқтә мәмәт тохти әпәнди өз көз қаришини оттуриға қойди.
Уйғур ели маарип торидин ашкарилинишичә, хитай һөкүмити келәр бәш йилда қош тиллиқ маарип оқутушини миллий маарип орниға пүтүнләй дәсситишни пиланлиған болуп, йәни ақсу, қәшқәр, хотән, ғулҗа қатарлиқ йәттә област һәм вилайәттики 56 шәһәр - наһийидә җәмий 1009 миллий мәктәпни қош тиллаштуридикән. Қош тиллиқ маарипни күчәйтип елип бериш сияситиниң әмәлийлишиши билән 2010-йилға барғанда 258 миң уйғур пәрзәнти мәктәп йешиға йәтмәй турупла дәсләпки аң тәрбийисиниму қош тил йәслилиридә хитай тили арқилиқ қобул қилишқа башлайдикән. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Дәрс мунбиридин мәҗбурий айрилған оқутқучи билән сөһбәт
- "Қош тиллиқ" тәрбийә сәбиләргә қош тосалғу
- Уйғур тил- йезиқи хирисқа учримақта
- Қазақистанда уйғурлар маарипи үчүн кәң йәр берилгән
- Хитай, уйғур елидә пәқәт хитай тилидин ибарәт бир тиллиқ маарипни кеңәйтмәктә
- Доктор қаһар баратниң маарипниң роли вә һөкүмәтниң сиясити һәққидики мулаһизиси
- яш язғучи күрәш атиханниң маарипниң уйғурлар үчүн қандақ рол ойнайдиғанлиқи һәққидики мулаһизиси
- Чәт әлләрдики уйғурлар пәрзәнтлириниң ана тил өгинишигә әһмийәт бәрмәктә
- Уйғур кишилик һоқуқ программиси "қош тиллиқ маарип" мәсилисини инсан һәқлири мәсилиси дәп көрсәтти
- Уйғурлар қандақ қилғанда миллий кимликини сақлап қалалайду? (1)
- Хитайчә тил-йезиқ 'дуняни бойсундуридиған тил-йезиқ' болаламду? (2)
- Мусулман аяллири вә илим - мәрипәт
- Хитай һөкүмитиниң уйғур оқуғучиларға қаратқан " бөлгүнчилик" кә қарши тәрбийиси һәқиқи ролини җари қилдураламду?