Чәтәлдики уйғур тәшкилатлириниң рәһбәрлири вәтәндашларниң қурбан һейтни тәбриклиди

Уйғурларниң әнәниви байрамлиридин бири болған қурбан һейтниң йетип келиш һарписида, дуня уйғур қурултийиниң рәиси әркин алиптекин әпәнди зияритимизни қобул қилип, өз намидин вә дуня уйғур қурултийи намидин вәтән ичи вә сиртидики уйғур қериндашларни байрамлиқ тәбриклиди вә вәтән милләт үчүн шеһит болған қәһрималиримизниң ятқан йериниң җәннәт болушини тилиди.

Америка уйғур җәмийитиниң рәиси нурй түркәл әпәнди, вәтән ичи вә сиртидики уйғурларниң һейтини мубарәкләп, уйғурларниң һаман бир күни, чоқум һөрлүк вә әркинлик ичидә байрам тәнәтәниси өткүзидиғанлиқини билдүрди.

Шивитсийидә яшаватқан атақлиқ сәнәткар күрәш көсән әпәнди қериндашлириниң қурбан һейт байримини өзиниң "салам дәңлар" дигән нахшиси билән тәбриклиди. Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлаң .

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org