Һиҗрәттики уйғурлардин ана юртқа һейтлиқ салам


2006.01.09
hej-arafat.jpg
9-январ күни мусулманлар мәккиниң ғәрбий җәнубидики арафат теғиға ямашмақта. AFP

Қурбан һейтиңларға мубарәк болсун! қурбан һейт хасийити җудун күнлиригә иллиқлиқ ата қилип, қәлблириңларни иллитқай! қурбан һейт әл юрт җәм болуп уруқ‏ - туғқанлар һейтлишип өмлүктә, иттипақлиқта өткүзидиған қутлуқ күнләрдур.

Чәтәлләрдә яшаватқан уйғурларму гәрчә өзлири яшаватқан демократик әлләрдә мусулманлар билән биллә һейт байрамларни тәбрикләватқан болсиму, әмма мушундақ байрам күнлиридә уларниң, мусапирлиқ һаятидики вәтән, хәлқигә сеғиниши техиму ялқунҗап лава атиду.

Чәтәлләрдә һиҗрәттә яшаватқан уйғурларниң ана дияри һәм қериндашлириға бәргән һейтлиқ саламлириға һәм яхши тиләклиригә әлчи болушни тоғра көрдуқ. Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси нури түркәл әпәнди, америкида яшаватқан уйғурларға вакалитән радиомиз арқилиқ уйғур дияридики һәмдә барлиқ җайларда яшаватқан уйғурларға қурбан һейтлиқ тиләклирини ипадилиди һәмдә" бу қурбан һейтни уйғурларниң мәниви аниси, кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә ханим билән биргә өткүзгәчкә, америкидики уйғурлар үчүн техиму хасийәтлик болғанлиқини билдүрди.

Дуня уйғур қурултийиниң рәиси әркин алиптекин әпәнди, "гәрчә һиҗрәттики уйғурлар җүмлидин биз яврупа әллиридә яшаватқан уйғурлар қурбан һейт байрамлирини вәтәндин , қериндашлардин йирақ җайда өткүзүватқан болсақму әмма бизниң қәлбимиз ана вәтән һәм хәлқимиз билән бир туташ" дәп билдүрди.

Оттура асия шундақла қазақистан уйғурлар муһаҗирлири һәммидин көп олтурақлашқан җай һесаблиниду. Дуня уйғур қурултийиниң қазақистанда турушлуқ вәкили қәһриман ғоҗамбәрди әпәнди, қазақистандики уйғурларниң һейтлиқ салимини йоллаш билән биргә, қазақистан уйғурлириниң башқа мусулманлар билән ортақ бу байрамни тәбриклишиватқанлиқи һәмдә қазақистанда мусулманларға кәң имканларниң яритилғанлиқини билдүрди.

Түркийә һейт‏- байрамлар алаһидә тәнтәнә қилинидиған түрүк ели, шундақла түркләр билән уйғурлар қандаш болғачқа уларниң өрүп адәтлириму охшаш, шундақтиму түркийидә яшаватқан уйғурлар байрам күнлиридә йәнила мусапирлиқ һес қилиду. Түркийидики уйғур мөтивәрлиридин сәләй һаҗим көз яшлири билән вәтинини сеғинип, чәтәлләрдики қериндашларниң қәлбидә пәқәт бир отлуқ арзу, у болсиму өз әрк вәтинидә җәм болуш, деди.

Вәтән сөйгүси һәмра болған уйғурлар бирдәк биз вәтәндә болмиған билән вәтән бизниң қәлбимиздә дейишиду. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.