Вәтәндә һейт һәм ғәм
2006.01.10

Әзиз һейт әһли, пүтүн дуня мусулманлири улуғ қурбан һейт тәнтәнисигә чөмгән бу бәхтияр күнләрдә, җүмлидин уйғур елидики мусулманларму өз вәзийити, қурбиға яриша қурбан һейтини тәбриклимәктә әлвәттә.
Йеқиндин буян уйғур елидә йүз бериватқан һәр хил тәбии апәт һәмдә хитай һөкүмитиниң мусулманларға қаратқан намувапиқ сиясәтлири, уйғур ели мусулманлириниң хатирҗәм байрам қилишиға қандақ тәсирләрни елип келиватқанлиқи намәлум. Бу вәҗидин биз уйғур елидики мусулман аммидин қурбан һейт мунасивити билән һал сораш һәмдә мунасивәтлик әһваллардин хәвәрдар болуш үчүн, уйғур елиниң апәткә учриған район һәм бәзи намрат йезилиридин та чоң шәһәрлиригичә телефон қилип әһвал игилидуқ.
Һейтгаһдики сама
Қәшқәр дияридики һейтгаһ мәсчити уйғур елидики әң чоң мәсчит, болупму мушундақ һейт күнлири һейтгаһқа нәччә он миң уйғур мусулманлири йиғилип һейт намизини тамамлиғандин кейин, яңрақ нағра сунайға җөр болушуп қайнақ самаға чүшүду. Мәстаниләрчә самаға чүшкән уйғурлар, бир вақитта охшаш усул һәрикәтлири билән худди ортақ тиләклирини тиләватқандәк, бәзидә налә қилғандәк, һарғинлиқлиридин азат болуватқандәк, һәтта бир гүзәл туйғудин һозурлиниватқандәк көрүниду. Шундақла бу уйғурларниң қурбан һейт байрам мәдәнийитиниң бир көрүниши сүпитидә тарихтин буян сақлинип, һейтгаһниң байрамлиқ алаһидилики болуп кәлмәктә.
Бу йил һейтгаһ мәсчитидә һейт паалийити қандақ болди? һейтгаһ мәсчитидики имамларниң бири зияритимизни қобул қилип, һейт намизиниң саәт сәккиз йеримда башланғанлиқи, 20 миңдәк амминиң һейт намизиға қатнашқанлиқи вә амминиң намаздин кейин самаға чүшкәнликини ейтти. У йәнә кичик балилар вә партийә әзалириниң намзға кәлмигәнлики һәм буниңға йол қоюлмайдиғанлиқини оттуриға қойди.
Әлвәттә қурбан һейт мусулманларниң әң чоң байрими, у әлвәттә аллаға болған ибадәт йәни һейт намизидин башлиниду, бирақ мусулманлар һейт намизиниму әркин оқуялмиса, бу җайда динний әркинликтин қандақму сөз ечиш мумкин болсун.
Қар апити гөш баһасини өрләтти
Һөкүмәтниң хизмитини қилидиғанлар, әң төвини дадуйҗаңлардин тартип, оқуғучи, иттипақ әзалири вә партийә әзалириниң намаз оқуш паалийәтлири тосқунлуққа учрайду. Һәтта һейт намазлириғиму киргүзмәйду.
Қурби йәткән мусулманларниң қурбанлиқ қилиши, қурбан һейтиниң муһим мәзмуни, әмма йеқиндин буян уйғур елиниң алтай қатарлиқ җайлиридики чарвичилиқ мәйданлирида йүз бәргән қар апити мусулманларниң қурбанлиқ қилишиға тәсир көрсәттиму ? буниңға җаваб елиш үчүн үрүмчидики қушханидики бир уйғур қассаптин җаваб алдуқ. У алтай тәрәпләрдики қар апитиниң гөш баһасиға чоң тәсир көрсәтмигәнликини ейтти:
Бир қанчә күн илгири алтай тәвәсидә қаттиқ қар йеғип апәт йүз бәргән иди, апәт вақтинчә тизгинләнгән болсиму, нөвәттики һаварайи әһвали, қазақ мусулманлириниң қурбан һейит өткүзишигә қандақ тәсирләрни көрсәтти? бу һәқтә алтай шәһридә олтурушлуқ бир қазақ киши билән сөзләштуқ, у киши тағлиқ районларда бир метирчә қар йеғип апәт еғир болған болсиму әмма шәһәргә унчә тәсир көрсәтмигәнликини пәқәт гөш баһасиниң өрлигәнликини билдүрди.
Намратлиқ вә диний бесим
Уйғур елида уйғур мусулманлиридин башқа йәнә қазақ туңган вә башқа мусулманларму охшашла бу қурбан һейтни биллә тәбриклимәктә. Санҗидики бир туңган киши, қурбан һейт байриминиң анчә баяшатчилиқта өтмәйватқанлиқи, мааши төвән болғачқа аяли вә балилириға һейтлиқ елип берәлмигәнликини билдүрүп "хәнзуларниң байрамлирида һөкүмәт уларға һәр хил мукапатларни беридуо бир нәччә миң һәтта он миң юән беридиған вақитлири бар , лекин биз аз санлиқ милләтләртниң байрамлирида һечнимә йоқ" дәп ағринди.
Уйғурларниң көп сандикисди йәнила намрат йезиларда олтурушлуқ, шуңа биз уйғурлар топлишип олтурақлашқан қәшқәрниң мәлум йезисиға телифон уруп бу җайдики амминиң қурбан һейтни қандақ өткүзиватқанлиқи һәққидә мәлумат алдуқ. Зияритимизни қобул қилған бир киши, һәммә кишиниң қурбанлиқ қилалмайдиғанлиқини, һөкүмәт хизмитини қилидиған кишиләрниң һейт намизиға киргүзүлмәйдиғанлиқини, 18 яштин төвәнләрниң намазға киргүзүлмәйдиғанлиқи, мәсчиткә киргән бир қисим кишиләрниң тизимлитилидиғанлиқини ейтти. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Түркийидики уйғурлар қурбан һейтни хошал күтүвалди
- Қазақистандики мусулманлар қурбан һейтни хошал – хорам өткүзди
- Һиҗрәттики уйғурлардин ана юртқа һейтлиқ салам
- Хитай һөкүмити қурбан һейт мәзгилидә мәсчитләрни техиму қаттиқ контрол қилмақта
- Бәштә капаләтлик қилғучи кадирлар айкөл йезисида немә иш қилиду?
- Түркийидики уйғурлар рози һейитни хошал-хорам өткүзмәктә