Д у қ ниң иккинчи нөвәтлик иҗраийә комитети йиғини мувәппәқийәтлик ахирлашти
2007.07.30
26 - Июл күни башланған д о қ ниң иккинчи нөвәтлик иҗраийә комитети йиғини 27 - июл күни мувәппәқийәтлик ахирлашти. Д о қ рәиси, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим икки күн давам қилған бу йиғин мунасивити билән зияритимизни қобул қилип, өз қарашлирини диққитимизгә сунди.
Җиддий чақирилған йиғин ғәлибилик болди
Рабийә қадир ханим, алди билән муддәттин бурун җиддий чақирилған бу қетимқи иҗраийә комитети йиғининиң мувәппәқийәт билән ахирлашқанлиқини сәмимизгә салди.
Рабийә қадир ханим, шәрқий түркистан миллий муҗадилисиниң узун тарихқа игә бир муҗадилә икәнликини, бүгүнки уйғур миллий һәрикитиниң әшу муҗадилиниң давами икәнликини, бу реаллиқни тонуған асаста, д о қ ни айрим вә йеңи қурулған бир орган әмәс, бәлки 1992 - йили истанбулда қурулған шәрқий түркистан миллий қурултийиниң давами дәп тонушниң техиму мувапиқ болидиғанлиқини йиғин әһлиниң муһакимисигә сунди вә қурултай рәһбәрлириниң бирдәк тәстиқи билән, бу һәқтә қарар қобул қилинди.
Рабийә қадир ханим бу қетимқи йиғинда йәнә, қурултай тәшкили қурулмисиниң йәниму мукәммәлләшкәнликини һәмдә наһайити муһим болған ичкий қарарларниң қобул қилинғанлиқини тәкитлиди.
Рабийә қадир ханим хитай һөкүмитиниң уйғур миллити үстидин йүргүзиватқан зулум вә зораванлиқиниң күнсири йеңи қияпәт вә һаләтләргә кириватқанлиқини, д у қ ниң буниңға мунасип рәвиштә йеңичә тақабил туруш тәдбирлири һәққидә пилан - лайиһиләрни қобул қилғанлиқини әскәртти.
"Д у қ олимпиккә қарши комитети" хадимлири тәпсили вәзипиләнди
27 - Июл күни йәнә 2008 - йиллиқ бейҗиң олимпик мусабиқисиға қарши әтраплиқ музакириләр елип берилған болуп, рабийә қадир ханим "д у қ олимпиккә қарши комитети" ниң пилан - лайиһилиригә нисбәтән юқури баһа бәрди.
Рабийә қадир ханим, муддәттин бурун чақирилған бу пәвқуладдә йиғинниң зор мувәппәқийәткә еришкәнликини, пат арида д у қ ниң уйғур хәлқигә хушхәвәр йоллайдиғанлиқини алаһидә тәкитлиди.
Бу қетимқи йиғинда йәнә қурултай фондини йәниму күчләндүрүш, уйғурлуқ бәдилини пүткүл дөләтләрдә әмәлиләштүрүш, қурултай мәркизи аппаратини йәниму җанландуруш һәмдә 2008 - йиллиқ бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилиш һәрикитини дуня миқясиға кеңәйтиш үчүн зөрүр болған қарарлар қобул қилинди.
Йиғинда йәнә, қурултай иҗраийә комитети хадимлириға, иҗраийә комитети тәркивигә толуқлап киргүзүлгән хадимлар вә "олимпиккә қарши комитет" хадимлири тәпсили вәзипиләндүрүлди.
Йиғинниң ахирида, миллий тәшвиқатни күчләндүрүш үчүн д у қ ниң нәшир әфкарини әслигә кәлтүрүш, қисқа муддәт ичидә айлиқ яки қош айлиқ бир тәшвиқат қоралини турғузуп чиқиш һәққидиму қарар қобул қилинди.(Әкрәм)
Мунасивәтлик мақалилар
- Д у қ 2- нөвәтлик иҗраийә комитети йиғини ечилди
- Рабийә қадир ханим вә уйғур миллий һәрикити һәққидики қарашлар
- Германийә аммиви ахбарат вастилирида рабийә қадир ханим
- Рабийә қадир ханим "гүлдүрмама" намлиқ китаби һәққидә тохталди
- Америка дөләт мәҗлиси тунҗи қетим уйғурлар тоғрисида қарар лайиһиси қобул қилди
- Хитай террорчилиққа қарши туруш намида уйғурларни бастурмақта
- "Қутлуқ болсун уйғурлар, қутлуқ болсун рабийә ана!" намлиқ очуқ хәт һәққидә сөһбәт
- Рабийә қадир ханимниң тәрҗимиһал характерлик әсириниң нәширдин чиқиш мунасивити билән, долқун әйса сөһбәттә
- Рабийә қадирниң тәрҗимиһалиниң нәширдин чиқиш мурасими тоғрисида
- Рабийә ханим уйғурларниң мунәввәр вәкилиму яки җинайәтчиму?
- Ху җинтавниң шветсийә зиярити намайишқа дуч кәлди
- Дуня уйғур қурултийи хитайниң инкасини тәнқид қилди