Икки чоң йиғинниң дағдуғиси чоң, сақчиларниң хәлқни тутқун қилиши кәң көләмлик


2005.03.02

Бейҗиңдә һәр йили бир қетим өткүзилидиған икки чоң йиғин мәзгили йәнә йетип кәлди. Хитай һөкүмити бу икки чоң йиғин үчүн өткән һәптидин етибарән тәйярлиқ қилишқа башлиған иди. Бу чоң йиғин мәзгилидә бейҗиңдә һазирму хәлқни тутқун қилиш давамлашмақта.

Икки чоң йиғинда һөкүмәт доклати вә буниңдин кейинки пиланлар қарап чиқилидикән

Америка авазиниң хәвәр қилишичә, хәлқ ичидә "тизип қойидиған тәштәкләр" яки "ризингә тамғу" дәп атилидиған мәмликәтлик хәлқ қурултийи билән мәмликәтлик сияси кеңәштин ибарәт бу икки чоң органниң йиғинда хитай һөкүмитиниң һесабат доклати вә дөләтниң парчилинишиға қарши туруш қануни, киримни тәқсим қилиш түзүми, иҗтимаий суғуртини яхшилаш, намрат районларни тәрәққи қилдуруш, тәйвәнниң мустәқиллиқ йолиға меңишиға қарши туруш қатарлиқ буниңдин кейинки хизмәтләр қарап чиқилидикән.

Шундақла өткән айдин башлап елип бериливатқан рай синашта чүшкән 5 чоң мәсилә, йәни хитайниң пай базирини қандақ қилип туюқ йолдин чиқиривелиш мәсилиси, чирикликкә қарши туруш мәсилиси, юқумлуқ кесәлликләрдин сақлиниш вә иҗимаи тазилиқ мәсилиси, деһқанларниң киримини өстүрүш мәсилиси, маарип мәсилиси қатарлиқ 5 чоң мәсилә музакирә қилинидикән.

Икки йиғин мәзгилидә һөкүмәт сақчилири хәлқни тутқун қилған

Әркин асия радиоси мухбириниң хәвәр қилишичә, хитай һөкүмити икки чоң йиғиндин бурун "инақ җәмийәт қуруп чиқимиз" дәп җакалиған иди. Әмма йәр - зиминидин мәһрум қалған, өй - туралғулири мәҗбурий һалда чеқип ташланған хәлқ наһәқчилиққа чидимай, юқуриға әриз қилиш үчүн айиғи үзүлмәй бейҗиңгә кәлмәктә.

Улар мушу икки чоң йиғин мәзгилидә "хәлқ вәкиллири" ни тепип дәрт ейтмақчи. Әмма улар бейҗиңға кәлгән һаман сақчилар тәрипидин тутқун қилинмақта. Өткән дүшәнбә күни, пойизларда, пойиз ситансилирида вә дәрт әйтқучилар топланған җайларда, сақчилар кәң көләмлик тутқун қилишни башлиған.

Җаң фамилилик бир аялниң ейтишичә, кәч саәт 9 - 10 ларда сақчи машинилири кәлди, сақчилар топ һәрикәт қилип адәм тутти. Әриз қилғили кәлгән кишиләрни тиз сүрәт билән тутуп, уруп, бәзиләрни бирнәччә сақчи бирликтә тутуп, сөрәп аптомобилларға селип елип кәтти. Мән тутуп кетилгәнликини өз көзүм билән көргән адәм сани бирнәччә йүзгә тетиду. Хәвәрдә ейтилишичә, шу қетимда охшимиған орундин тутқун қилинған адәм санини җәмлигәндә 1000 дин ашиду.

Йәнә бир аялниң ейтишичә, сәйшәнбә күни сақчи машинилири йәнә келип адәм тутқан. Бу қетим сақчилар тутқили кәлгичә аллиқачан қечип кәткән адәмләр хели көп болсиму, әмма йәнила бирмунчә киши тутулуп қалди. Чүнки әриз қилғили кәлгән адәм наһайити көп.

Хәвәрдә әйтилишичә, сақчилар чаршәнбә күниму йәнә адәм тутқан. Бир аял мундақ дегән: "һөкүмәт кишилик һоқуққа һүрмәт қилишни бултур икки чоң йиғинда биринҗи мадда қилип җакарлиған иди. Немишқа әмәл қилмайду" дәп сақчилардин соридуқ. Сақчилар "бизму бундақ адәм тутушни халимаймиз, әмма адәм тутушни урунлимисақ җан бақалмаймиз, әгәр йиғин ачқан җайға бармаслиққа, вәкилләрни издимәсликкә вәдә бәрсәң, биз сини тутмаймиз" дегән.

Шаңхәйлик бир аялниң "пойизға чиққан адәмләрниң һәммисини тәкшүриду, әриз қилидиғанлиқини билипла алса тутуп кетиду. Мән шаңхәйдин башқа җай арқилиқ қечип кәлдим" дегән. Хәвәрдә ейтилишичә, һөкүмәт бу икки йиғин мәзгилидә адәм тутушқа 650 миң юшурун сақчи тәшкиллигән.

Үрүмчидә йүзлигән сақчи аптомат көтүрүп гөзәт қилидиған болди

Улуғ ира гезитидә икки чоң йиғин мәзгили дәп атилидиған мушу күнләрдә, бейҗиңгә башқа өлкиләрдин дәрт әйтқили кәлгән хәлқ һәққидә тартилған рәсимләр бесилди.

Униңдики көрүнүшләрдә бейҗиңниң кочилирида мейиплар һарвисиға олтуруп, қолида әриз хетини көтиривалған бовайларниң көрүниши бар. Дәрт әйтқили кәлгәнләр бир җайға топлинип қолида әрз хәтлирини көтүривелип һәрикәт қиливатқан кишиләрниң көрүниши бар. Сақчилар тиәнәнмен мәйданида юлучиларни кейим - кечики вә гәп сөзигә қарап сирттин кәлгәнликини һес қилсила, тосивелип янлирини ахтуруп сорақ қиливатқан көрүнүшләр бар.

Хәвәрдә баян қилинишичә йәнә, хитай коммунист партийиси өткән һәптидә "хитайниң милли территорийилик аптономийиси һәққидә ақ ташлиқ китаб" елан қилған иди. Шуниңдин кейин, һазирқи икки чоң йиғин мәзгилидә болса, уйғур аптонум районида вәзийәт интайин сәзгүзләшкән. Бу гезиткә йәнә үрүмчидики ават базарларда уйғур сәнәткарлири нағра - сунай челип бәзмә қиливатқанда сақчилар аптомат көтүрүп гөзәт қиливатқан көрүнүшләр бесилған.

Үрүмчи кәчлик гезитидә бесилған хәвәрдә мәлум болушичә, үрүмчидә бултур йил ахиридин башлап сақчиларниң гөзәт қилиш шәклидә наһайити чоң өзгүрүш болған. Һазир сақчилар һәтта йүздин - йүздин болуп кучиларда, болупму ават кучиларда гөзәт қилиду. Уларниң қораллиридиму чоң өзгүрүш бар. Улар аптоматларнила әмәс, яш аққузуш бомбиси қатарлиқ башқа қоралларниму көтүрүп йүриду. Бундақ көрүнүш үрүмчидә бурун көрүлүп бақмиған иди.

"Шинҗаң гезити" дә баян қилинишичә, хитай коммунист партийисиниң уйғур райониға қойған баш әмәлдари ваң лечуән әпәнди бөлгүнчиликкә қарши туруш нәмунучилири дәп аталған кишиләргә бәргән йолюруқида "бизниң бөгүнчиләр биләнки көришимиз узун муддәтлик , мурәккәп, җидди көрәш, я улар туридиған я биз туридиған җидди елишиш" дегән. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.