Дуня уйғур қурултийи рәһбәрлири явропа парламентида болди


2007.05.10

Дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадирниң явропадики паалийәтлири давамлашмақта.

9-Май күни рабийә қадир башлиқ дуня уйғур қурултийиниң қәһриман ғоҗам бәрди, әсқәрҗан қатарлиқ бир қисим рәһбирий хадимлири вә уйғур демократик рәһбәрлирини тәрбийиләш курсиға қатнашқанлар белгийидә, явропа парламентини зиярәт қилған.

Бу зиярәттә, явропа парламентиниң юқири дәриҗилик рәһбәрлири уларни қобул қилип, өзлириниң уйғурлар мәсилисигә көңүл бөлидиғанлиқини билдүргән.

юқиридики улиништин, ихтияри мухбиримиз әкрәмниң бу һәқтики тәпсилий мәлуматини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.