Яврупа парламентиға төкүлгән көз йеши


2007.05.14

Interl_crt_justice-200.jpg
Дуня уйғур қурултийи рәһбәрлири хәлиқ - ара али сот мәккимиси бинасиниң алдида. Сурәтләрни ихтияри мухбиримиз әкрәм тәминлигән. Photos are by Ekrem/RFA

Дуня уйғур қурултийиниң уюштуриши билән голландийиниң дән хаг шәһридә өткүзүлгән уйғур рәһбәрлирини демукиратийә һәмдә инсан һәқлири билимлири билән тәрбийиләш курсиға қатнишиш үчүн дуняниң һәр қайси җайлиридин йетип кәлгән уйғур тәшкилатлириниң 50 тин артуқ рәһбири хадимлири йиғин тәртиви бойичә 10 - май күни белгийә пайтәхти брусселисқа йетип келип яврупа парламентида зиярәттә болған.

Уларни қизғин күтивалған яврупа парламенти хадимлири " уйғурларниң йетим әмәсликини, мәзкүр парламентта уйғурларниң инсан һәқлири мәсилисиниң җиддий ойлунуш басқучида икәнлики һәмдә уйғурлар үчүн парламентта наһайити муһим қарарлар елинғанлиқини ипадилигән.

Бу уйғурларда һаяҗан қозғиған болуп, уларниң яврупа парламентидики һаяҗанлиқ зиярити һәққидә ихтияри мухбиримиз әкрәм тәпсили хәвири бериду.

юқурдики улиништин, ихтияри мухбиримиз әкрәмниң тәпсили хәвирини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.