Дуня сәһийә тәшкилати йеңи байқалған қуш зукими вируси һәққидә хитайни тәнқидлиди

Америка бирләшмә агентлиқиниң чаршәнбә күни елан қилған хәвиридин мәлум болушичә, дуня сәһийә тәшкилатиниң бейҗиңда турушлуқ баянатчиси хитай йеза игилик министирлиқини қуш зукими вируси мәсилиси һәққидә дуня сәһийә тәшкилати билән һәмкарлашмиғанлиқи үчүн қаттиқ тәнқидлигән.

Хәвәрдә ейтилишичә, бирхил "фуҗйән H5N1"дәп аталған қуш зукими вирусиниң хитайда мәвҗут болуп туруватқанлиқиға бир йилдин ашқан. Лекин хитай даирлири бу хил қуш зукими вирусиниң хитайда мәвҗут икәнликини билип турупму уни йошуруп, дуня сәһийә тәшкилатиға мәлум қилмиған.

Радиомизниң зияритини қобул қилған дуня сәһийә тәшкилатиниң бейҗиңда турушлуқ ишхана мәсули бу һәқтә тохтилип мундақ деди:

"Аталмиш бирхил 'фуҗйән H5N1' намлиқ бу хил қуш зукими вирусиниң хитайда мәвҗут болуп турғиниға бир йилдин ашқан һәмдә бу хил вирусниң тарқилиш дәриҗисиму барғансери чоңийишқа башлиған. Бу хил вирусниң мәвҗут икәнликини бир қисим тәтқиқат доклатлиридин сезивалғили болиду. Биз хитай йеза игилик министирлиқиниң бу хил вирусниң мәвҗут икәнликидин толуқ хәвәрдар икәнликини һәмдә уларда бу һәқтики бир қисим материялларниң барлиқини кесип ейталмисақму, хитай йеза игилик министирлиқида һайванатларни назарәт қилиш вә тәкшүрүш сестимси барлиқини билимиз. Улар бу хил назарәт қилиш системиси арқилиқ бу хил қуш зукими вирусиниң мәвҗут икәнликини аллибурун байқап болған. Биз бултур йил ахиридила хитай йеза игилик министирлиқидин бу хил вирус үлгисини бизгә йәткүзүп беришни тәләп қилған идуқ, лекин улар та һазирғичә бу һәқтә биз билән алақилашмиди вә бу һәқтики учурлардин ортақ бәһриман болушни халимиди. Биз йәнила хитай йеза игилик министирлиқиниң биз билән йеқиндин һәмкарлишишини үмид қилимиз. Биз уларниң назарәт қилиш вә тәкшүрүш системисиниң зади қандақ икәнликидин хәвәрдар болушимиз керәк. Әгәр бу хил тәкшүрүш системиси йеңи түрдики кесәл микробини байқаш иқтидариға игә болмиса, ундақта униң тәкшүрүш күчини яхшилашқа тиришишимиз керәк ".

Зияритимизни қобул қилған дуня сәһийә тәшкилатиниң бейҗиңда турушлуқ бу баянатчиси сөһбәт җәрянида йәнә, өзиниң хитай даирлириниң дуня сәһийә тәшкилатидин кесәл вирусиниң мәвҗут икәнликини йошурғанлиқидин интайин һәйран икәнликини билдүрди:

"Мән хитай йеза игилик министерлиқиниң немә үчүн биз дин кесәл микробиниң барлиқини йошуруватқанлиқини пәқәтла чүшинәлмәйватимән. Лекин шундақтиму мән йәнила хитай даирилириниң бу һәқтә биз билән ортақ һәмкарлишишини үмид қилимән. Мән йәнә, хитай һөкүмитидин пәқәт дуня сәһийә тәшкилати биләнла әмәс, бәлки бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң һайванатлар сәһийә бөлүми биләнму бивастә сөһбәттә болушини үмид қилимән. Мушундақ қилғандила дуняниң хитайға болған чүшәнчиси ениқ болуп, һәқиқий әһвалдин хәвәрдар болалайду ".

Дуня сәһийә тәшкилатиниң мәлум қилишичә, хитай даирилири қуш зукими вируси мәсилисидә, 2004 ‏- йилидин буян, дуня сәһийә тәшкилати билән алақилашмиған. Тәтқиқат нәтиҗилиридин мәлум болушичә, "фуҗйән H5N1"намлиқ бу хил қуш зукими вируси һазирниң өзидә хоңкоң, лаус, малайшия вә тайланд қатарлиқ дөләтләргә тарқилип болған. Дуня сәһийә тәшкилатиниң бейҗиңдики ишханиси һәрқайси дөләтләрдин интайин һушяр болуп, бу хил қуш зукими вирусидин сақлинишни тәләп қилмақта. (Меһрибан)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org