Уйғур аптоном райони немә үчүн хитай бойичә қуш зукам вируси әң көп тарқалған район болуп қалди?
2005.11.30

Хитай йеза игилик министирлиқи чаршәнбә күни уйғур аптоном райониниң күнәс наһийиси бәштөпә йезисида әҗәллик қуш зукам вируси байқалғанлиқини ашкарилиғандин кейин, қуш зукам вируси уйғур аптоном райониниң җәнуби, шимали вә шәрқидики җайларда байқалған омумйүзлүк мәсилә болуп қалди.
Хитай йеза игилик министирлиқиниң ашкарилишичә, 24 - ноябир күни күнәсниң бәштөпә йезисидики деһқанларниң 300 дәк тохуси H5N1 типлиқ зукам вирусида юқумлинип өлгән. Хитай йеза игилик министирлиқи интернет торида, "дөләтлик қуш зукам вируси тәҗрибиханисида елип берилған тәкшүрүштин кейин, вирусниң H5N1 типлиқ қуш зукам вируси икәнлики ениқланди" дәп тәкитлигән вә бәштөпә йезисиниң 3 километир әтрапида яшайдиған бир милйон 800 миң тоху вә өй қушиниң өлтүрүлгәнликини елан қилди. Әмма қуш зукам вируси байқалғанлиқини немә үчүн бир һәптидин кейин елан қилғанлиқини изаһлимиған.
Деһқанларниң нәзиридики "кичик һадисә"
Бәштөпә вә униң әтрапидики йезиларда яшайдиған пуқралар қуш зукам вируси тарқалғанлиқини аңлиған болсиму, әмма улар вирусни бәштөпә вә униң 3 километир әтрапидики районларғила тарқалған "кичик һадисә" дәп қарайдикән.
Бәштөпә йезисиниң әтрапидики бир йеза игилик фермисида ишләйдиған хитай көчмини мухбиримизға қуш зукам вируси тарқалғанлиқини " икки күнниң алдида аңлидим. Һазир чоң бир мәсилә йоқ, униң тарқилиш даириси кәң әмәс, 3 километир даиридики бир парчә йәрдила байқилипту," дәйду.
Қуш зукими әң көп байқалған район
Қуш зукам вируси бу йил киргәндин бери, хитай бойичә әнхуй, хунән, хубей қатарлиқ өлкә - аптоном райондики 30 җайда байқалған болуп, бу қетим күнәс наһийисиниң бәштөпә йезисида байқалғандин кейин, хитай бойичә қуш зукам вируси байқалған җайларниң 3 тин бир қисими уйғур аптоном районида болуп қалди.
Уйғур аптоном райони немә үчүн хитай бойичә қуш зукам вируси әң көп тарқалған район болуп қалиду ? америкиниң ню - йорк шәһиридики колумбийә университети розвелт дохтурханисиниң тиббий пәнләр тәтқиқатчиси доктор муһәммәт иминниң тәкитлишичә, бу әһвал ява қушларниң көчүш линийиси вә районниң һава килимати билән мунасивәтлик болуши мумкин.

Хитай һөкүмити уйғур аптоном райони бойичә хотән, поскам, үрүмчиниң тәңритағ райони, үрүмчи наһийиси, мичүән, даванчиң, пичан, турпанниң яр йезиси вә күнәс қатарлиқ җайлирида байқалған вирусниң адәмдин адәмгә юқуш әһвали көрүлмигәнликини әскәртип, кишиләрни хатирҗәм болушқа үндимәктә. Хитай сәһийә министири гав чяң чаршәнбә күни, " җуңго қуш зукам вирусиниң адәмләргә тарқилишини контрол қилиш вә буниңға қарши тәдбир елиш иқтидариға игә," дәйду.
Дуня сәһийә тәшкилати болса хитайни вирус тоғрисида көп қетим агаһландурған. Доктор муһәммәт иминниң тәкитлишичә, дуня сәһийә тәшкилати вирусниң ирсий өзгириш ясап, адәмдин адәмгә тарқилишидин әнсиримәктикән.
Хитай даирилири хәвәрни йошурғанлиқини рәт қилди
Хитай һөкүмити 2003 - йилдики сарс кесилини йошуруш трагедийисидин кейин, юқумлуқ кесәлләрни йошурушқа урунмайдиғанлиқини җакарлиған болуп, хитай сәһийә министирлиқи чаршәнбә күни йәрлик даириләрниң қуш зукам вирусни юшурғанлиқини рәт қилди.
Хитай сәһийә министири гав чяң чаршәнбә күни мухбирларға мәлумат бериш йиғини чақирип, " җуңгода қуш зукам вирусниң тарқилиш әһвалини йошуруш вәқәлири йүз бәрмиди,"дәйду. Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвәрқилишичә, гав чяң " биз қуш зукам вируси байқалған заман ашкара елан қиливатимиз вә кишиләрни тәдбир елишқа чақириватимиз " дәп тәкитлигән.
Күнәс наһийилик симлиқ телевизийә истансисиниң бир хадиминиң әскәртишичә, улар " хели бурунла қуш зукам вируси һәққидә радио - телевизорларда тәшвиқат елип беришқа башлиған " әмма у, бу қетим бәштөпә йезисида қуш зукам вируси байқалғанлиқини хәвәр қилған яки қилмиғанлиқиға җаваб бериштин өзини қачурди. Бу ханим, " хәвәр бөлүмимизниң бу һәқтики ишлири тоғрисида сизгә һечнемә, дәп берәлмәймән," деди.
Йеқинда уйғур аптоном районлуқ чарвичилиқ назаритиниң қуш зукам вирусини көзитишкә мәсул бир әмәлдари, радиомиз мухбириға районда қуш зукам вируси байқалғанлиқи паш болуп қалғанлиқидин өкүнгән иди. Бу әмәлдар, қуш зукам вируси байқалғанлиқини йошурушқа тиришип, " бу техи елан қилинмиған ички әһваллар турса қандақ паш болуп қалди? бирәрси ашкарилап қойған охшайду- дә," дәп тәкитлигән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Пичанда йеңидин қуш зукам кесили байқалди
- Уйғур елидә йәнә йеңи қуш зукиминиң тарқилиш әһваллири байқалди
- Хитай даирилири қуш зукими һәққидики бир қисим мәхпийәтликләрни йәнила йошурмақта
- Дуня сәһийә тәшкилати хитайда қуш зукими һәққидә мәхсус тәкшүрүш елип бармақчи
- Асия тәрәққият банкиси: қуш зукими асияға 300 милярд доллар зиян селиши мумкин