Пичанда йеңидин қуш зукам кесили байқалди


2005.11.29
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
qush-zukimi-urumchi.jpg
17-Ноябир күни сәһийә хадимлири үрүмчидики бир фермида қуш зукими билән юқумланған тохуларни көйдүрмәктә. AFP

22‏- Ноябир күни пичанниң шәһәр ичидики бир қисим фермиларда 200 дин ошуқ өй қушлириниң туюқсиз өлүп кетиш һадисиси көрүлгәндин кейин, 25‏- ноябир күни мунасивәтлик һайванларни давалаш орунлириниң тәкшүрүши нәтиҗисидә дәсләпки қәдәмдә бу қушларниң қуш зукими кесили билән өлүп кәткәнлики ениқланған.

Халиғанчә сиртқа ейтишқа болмайдиған учурлар

Биз бу мунасивәт билән техиму көп учур игиләш үчүн пичан наһийилик һайванларни давалаш понкитиға телефон қилдуқ. Телефонимизни алған понкит мәсули гав чавфеңниң аяли бизгә, гавниң 3‏-4 күндин буян өйгә кәлмәй, карантин қилинған районларда қуш зукиминиң алдини елиш ишлирини елип бериватқанлиқини билдүргәндин кейин, биз гавниң янфониға телефон қилдуқ. Әмма у бизгә бу һәқтә мәлумат берәлмәйдиғанлиқини ейтти.

Биз униңдин немә үчүн бу һәқтә мәлумат берәлмәйдиғанлиқини сориғинимизда, у юқириниң бу һәқтә буйруқи барлиқини, учурларни халиғанчә сиртқа ейтишқа болмайдиғанлиқини билдүрүп, бизниң бу һәқтики мәлуматларни юқири дәриҗилик органлардин игилишимизни ейтти.

Шуниң билән биз уйғур аптоном районлуқ чарвичилиқ назаритигә һәтта хитайниң сәһийә вә йеза‏ игилик министирлиқлириға телефон қилдуқ. Лекин бу йәрдики хадимларниң һәммисила мухбирларниң соалиға пәқәт тәшвиқат бөлүминиң җаваб қайтуридиғанлиқини, өзлириниң бу һәқтә бир немә дейиш һоқуқиниң йоқлиқини билдүрүп, зияритимизни қобул қилишқа унимиди.

20 Миндиң артуқ қуш өлтүрүлгән

Хитай йеза‏ игилик министирлиқиниң билдүрүшичә, мунасивәтлик орунлар һазир пичанда қуш зукими байқалған җайдин 3 километир йирақлиққичә болған районлардики барлиқ өй қушлирини өлтүргән. Телефон зияритимизни қобул қилған бир киши, өзиниң пичанда қуш зукими байқалған фермиға йеқин җайда туридиғанлиқини, һазирғичә бу йәрдә 20 миңдин ошуқ өй қушлирини өлтүрүп болғанлиқини билдүрди.

‏- Кесәл таралған район һазир пүтүнләй карантин қилинди. ‏-Сизниңчә, һазирғичә қанчилик өй қуши өлтүрүлүп болғанду? ‏- ‏‏22 миң...Ишқилип 20 миңдин ашиду. ‏- Ферма игилири қандақ қиливатиду? уларға һәқ берилдиму? ‏- һөкүмәтниң бәлгилимиси бар икән. Шу бойичә һәр бир тохуға 10 йүәндин берипту. ‏-Улар буниңға разиму? ‏-асасий җәһәттин рази.

Әмәлий әһвални йошуруш еғир ақивәт кәлтүрүп чиқиду

Уйғур ели хитайдики қуш зукам әһвали әң еғир районларниң бири. Шундақла уйғур елиниң җәнуб вә шимал районлирида бир айниң ичидила 8 йәрдә қуш зукам кесили байқалди. Мушундақ җиддий бир вәзийәттә хитай һөкүмити йәнә немә үчүн бу һәқтики учурларни сиртқа ашкарилаштин шунчилик қорқиду? бу һәқтә тохталған малайшийидики уйғур зиялийси мурат әпәндим хитай һөкүмитиниң мәйли сиясий вә яки тәбий вәқә болсун чәкләйдиғанлқини, әмәлийәтни хәлққә очуқ дийиштин қорқидиғанлиқини ейтти.

Мурат әпәндим йәнә, инсанларниң тән‏-сағламлиқиға бивастә тәсир көрситидиған бундақ учурларни йошурушниң хәлққә зиянлиқ болупла қалмастин, хитай һөкүмити өзигиму пайдисиз бир вәзийәтни шәкилләндүридиғанлиқини ейтти.

Сәйшәнбә күни йеңидин елан қилинған қуш зукам әһвали һәққидики доклаттин мәлум болушичә йәнә, бу кесәл уйғур елидин башқа хитайниң хунән өлкисиниң йоңҗов шәһиридиму байқалған. Шундақ болғанда 10‏- айдин һазирғичә болған мәзгилдә хитайниң 20 нәччә йеридә қуш зукам кесили таралған. Шундақла хитайда бу йил 3 кишиниң қуш зукими кесилигә гириптар болғанлиқи ениқланған һәмдә уларниң арисида иккиси өлүп кәткән. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.