Хитай даирилири қуш зукими һәққидики бир қисим мәхпийәтликләрни йәнила йошурмақта
2005.11.22
Дуня сәһийә тәшкилати мутәхәссислириниң йеқинда хитайға берип H5N1 типлиқ қуш зукими вирусиниң адәмләргә юққан яки юқмиғанлиқи һәққидә елип барған тәкшүрүшидин кейин, хитай һөкүмити мәзкур кесәл вирусиниң һәқиқәтән адәмгә юққанлиқиға мәҗбурий иқрар болған. Лекин шундақтиму мәзкур кесәл вирус нусхисини мутәхәссисләргә ашкарилашни халимиған.
Мәсулийәтсизлик
Һазир хитайдики қуш зукими пәқәт хитай өлкилиридила әмәс, бәлки уйғур аптоном райониниң поскам, хотән, санҗи вә үрүмчи қатарлиқ җайлиридиму тарқилишқа башлиған. Йеқиндин буян мәзкур кесәл вируси хунән, әнхүй дегәндәк җайлардин башқа йәнә, лявниңдиму наһайити еғир һаләттә ямриған болуп, паҗиәлик вәқә кәлтүрүп чиқарған.
18 - Ноябир күни америкида нәшр қилинидиған "улуғ ра" гезитидә берилгән мәлуматта ашкарилинишичә, бу йил өктәбир ейиниң оттурилирида, лявниңда тарқалған қуш зукими наһайити еғир һаләткә йәткән һәмдә йәрлик һөкүмәт хадимлириниң парихорлуқ вә мәсулийәтсизликидин 77 адәмниң өлүп кетишини кәлтүрүп чиқарған. Лекин йәрлик һөкүмәт бу паҗиәлик вәқәни йошуруп, бу һәқтә мәлумат бәрмигән. Улар һәтта мәзкур вәқә билән бивастә мунасивәтлик болған адәмләрни пулға сетивелип, уларниң ағзини тувақлимақчи болған. Лекин шундақтиму мәзкур паҗиәлик вәқәни өз көзи билән көргәнләр һәқиқәтни интернет тор бети арқилиқ пүтүнләй ашкариливәткән. Буниңдин хәвәрдар болған вин җя бав йеқинда мәзкур районға 40 миңдин артуқ қораллиқ сақчи әвәтип, кесәл тарқалған районни һәрбий һаләттә башқурушқа буйруқ қилған.
Мунасивәтлик мәлуматларға қариғанда, һазир уйғур елидики хәлқму қуш зукиминиң кәң даиридә тарқилип кетишидин интайин әндишә қилидикән.
Хәлқниң қорқунчи
Радиомизниң һәқсиз ленийисигә кәлгән телефонлардин мәлум болушичә, һазир үрүмчидә кишиләр қуш зукими түпәйлидин тохо гөши йемәйдиған һәтта тохониң тухумини йийиштинму қорқидиған болуп кәткән.
Һазирға қәдәр хитай даирлири тәрипидин берилгән мәлуматларда көрситилишичә, H5N1 типлиқ қуш зукими вируси ички моңғул, чиңхәй, хунән, әнхүй, лявниң вә уйғур ели қатарлиқ җайларда байқалған. Лекин хәлқара мәтбуатларда тәкитлишичә хитайдики қуш зукими вируси пәқәт юқирида көрситилгән җайлардила әмәс бәлки җяңсу, сичуән, фу җйән, гуаңдуң вә тибәт қатарлиқ җайлардиму тарқилишқа башлиған.
Биз, уйғур елидики қуш зукиминиң тарқилиш әһвалини йәниму инчикиләп ениқлаш үчүн, уйғур елиниң үрүмчи, қәшқәр вә хотән қатарлиқ җайлириға телефон қилдуқ. Зияритимизни қобул қилған хотәндики бир уйғур ханим, мәзкур җайдики тохо қатарлиқ өй қушлириниң өй - өйләп һөкүмәт тәрипидин қаттиқ бир тәрәп қилиниватқанлиқини, лекин һазирға қәдәр техи қуш зукиминиң мәзкур җайда адәмләргә юққанлиқи һәққидә мәлумат берилмигәнликини билдүрди.
"Өлгән қушларниниң һәммиси қуш зукимидин өлгән болиши натайин"
Хитай һөкүмитиниң үрүмчидин бәргән мәлуматлирида ейтилишичә, йәрлик һөкүмәт орунлири қуш зукиминиң алдини елишта җиддий чарә - тәдбирләрни қоллинип, һәтта бу һәқтә мәхсус 24 саәт учур игиләш һәқсиз телефон линийиси ачқан.
Радиомизниң зияритини қобул қилған мәзкур учур игиләш мәркизидики бир хадим қуш зукими түпәйлидин мәзкур һәқсиз телефон ленийисигә телефон қиливатқанларниң һәқиқәтән көп икәнликини иқрар қилған болсиму "бизгә телефон қилғучилар асасән адәттики пуқралар болуп, улар өйлиридә өлүп қалған тохо вә кәптәрлири һәққидә бизни хәвәрләндүриду. Лекин өй қушлириниң өлүп қелиши нормал бир иш, өлүватқан өй қушлириниң һәммисини қуш зукими түпәйлидин өлгән дәп қариғили болмайду" дәп билдүрди.
Мәзкур һәқсиз телефон линийиси үрүмчи шәһәрлик еғир типтики юқумлуқ кесәлликләрдин мудапиәлиниш қоманданлиқ штаби тәрипидин ечилған. Лекин зияритимизни қобул қилған мәзкур идарә хадими мухбиримизниң үрүмчидики қуш зукими һәққидә сориған суаллириға җаваб бериштин өзини қачуруп "бундақ суалларни мәндин соримаң, чүнки башлиқниң рухситисиз мән бу һәқтә өз билгинимчә сөзлисәм болмайду, сиз әң яхшиси башлиқимиздин сораң, неминиң дейишкә болидиған яки болмайдиғанлиқини башлиқ өзи әң яхши билиду. Бундақ мәсилиләргә җаваб бериштә пәқәт башлиқларниңла һоқоқи бар" деди.
"Парткомниң тәлипи"
Биз уйғур елидики қуш зукиминиң тарқилиш әһвали һәққидә көпрәк мәлуматқа еришиш үчүн, мәзкур идарә башлиқиниң өзигә телефон қилдуқ. Лекин зияритимизни қобул қилған идарә башлиқи охшашла өзини қачуруп "бизниң түзүмимиз бар, шәһәрлик партком тәшвиқат бөлүминиң тәлипи бойичә, биз халиғанчә мухбирларниң зияритини қобул қилсақ болмайду.Шуңа сиз бу һәқтики әһвални шәһәрлик тәшвиқат органи арқилиқ сүрүштүрүң " деди.
Мухбиримиз униңдин "қуш зукиминиң үрүмчидә байқалғанлиқи очуқ - ашкара болған бир иш турса, йошуруш кәтмәйдиғу" дәп сориғинида, мәзкур идарә башлиқи "ашкарилашқа болидиған ишни шәһәрлик тәшвиқат орни өзи силәргә ашкарилайду. Лекин биз десәк болмайду, бу болсиму шәһәрлик партком бөлүминиң бизгә қойған тәлипи " дәп телефонни қоювәтти.
Дуня сәһийә тәшкилати йеқинда хитай һөкүмитини әйибләп, гәрчә хитай һөкүмити қуш зукиминиң алдини елишта дуня сәһийә тәшкилати билән йеқиндин һәмкарлишидиғанлиқини билдүргән болсиму, әмәлийәттә хитай даирилириниң та бүгүнгә қәдәр йәнила H5N1 типлиқ қуш зукими вирусиниң вирус нусхисини ашкарилашни халимайватқанлиқини һәмдә бундақ қилиш мәзкур кесәлниң алдини елишқа зор тосалғу боливатқанлиқини көрсәткән. (Меһрибан)
Мунасивәтлик мақалилар
- Дуня сәһийә тәшкилати хитайда қуш зукими һәққидә мәхсус тәкшүрүш елип бармақчи
- Асия тәрәққият банкиси: қуш зукими асияға 300 милярд доллар зиян селиши мумкин
- Хитайда қош зукими давамлиқ һалда байқалмақта
- Хитайда қош зукими йәнә бир қетим байқалди
- Қуш зукиминиң дуняда җидди кеңийиши канадани әндишигә салмақта
- Түркийидә байқалған қуш зукиминиң H5N1 типлиқ вирус икәнлики ениқланди
- Түркийидики қуш зукими байқалған йеза карантин қилинди