Уйғур елидә йәнә йеңи қуш зукиминиң тарқилиш әһваллири байқалди
2005.11.23
Хитай йеза игилик министирлиқиниң билдүрүшичә, мичүән шәһириниң яң мавгуң йезиси нюҗуаңзи кәнтидики бир өй қуши фермисида 11 - айниң 15 - күни 2000 дин артуқ қуш өлгән. Хитай дөләтлик тәҗрибиханиси чаршәнбә күни бу қушларниң әҗәллик һ5н1 типлиқ қуш зукими вируси билән юқумланғанлиқтин өлгәнликини җәзимләштүргән.
Һәммигә ашкарә ички учур
Мичүәндики қуш зукиминиң тарқилиш әһвалини игиләш үчүн уйғур елидики қуш зукиминиң тарқилиш әһваллирини биринчи қол игиләшкә мәсул болған аптоном районлуқ чарвичилиқ назаритигә телефон қилғинимизда, исмини ашкарилашни халимиған бир хизмәтчи хадим мичүәндә қуш зукими вируси байқалғанлиқ хәвирини " ички учур" дәп билдүрди. У мундақ деди:
" Сиз мичүәндә қуш зукими болғанлиқини қандақ уқтиңиз. Бу хәвәр техи елан қилинмиған турса, буни ичкий қисимда бирси ашкарилап қоюпту - дә, мичүәндики тарқилиш әһвалини дөләт бир туташ елан қилиши мумкин. Мән бу һәқтә бир нәрсә дәп берәлмәймән".
Хитай йеза игилик министирлиқи болса хәвиридә , уларниң қуш зукими тарқалған районға нөвәттә мутәхәссиисләр гурупписини әвәткәнликини, уйғур аптоном районлуқ чарвичилиқ даирилири болса қуш зукими тарқалған җайниң 3 километир әтрапиғичә болған җайлардики 84 миңдин артуқ өй қушлирини өлтүргәнликини билдүрмәктә.
Уйғур елидә қуш зукими көп байқиливатқан болуп, мичүәндики йеңи байқалған қуш зукими тарқилиш әһвали уйғур елидә өткән айдин бери байқалған 6 - қетимлиқи һесаблиниду. Техи сәйшәнбә күни хитай һөкүмити үрүмчиниң даванчиң базиридики бир фермида 38 қушниң қуш зукими билән өлгәнликини елан қилған иди.
"Тарқилиш әһвали техи кичик дәриҗидә"
Уйғур аптоном районлуқ чарвичилиқ назаритидики юқириқи хадим, уйғур елидә йеқиндин буян йүз бәргән қуш зукими тарқилиш әһваллириниң кичик даиридә икәнликини билдүрүп мундақ деди: "бу йәрдә йүз бәргән тарқилиш әһваллири асасән кичик даиридә, өйләрдики кичик фермиларда көрүлди. Әтрапқа тарилиш әһваллири байқалмиди. Бизму җиддий тәдбирләрни елип, кесәллик әһвали көрүлгән һаман қушларни өлтүрүп бир тәрәп қилдуқ".
У йәнә,"қуш зукиминиң кәң көләмдә тарқилиш еһтималлиқи һазирчә төвән болғачқа, әндишә қилишниң һаҗити йоқ, кәң көләмдә тарқалған тәғдирдиму, һөкүмитимизниң буниңға тақабил турушта толуқ тәйярлиқи бар" дәп билдүрди.
Қуш зукими вә униң тәһдити
Америка дөләтлик сәһийә тәтқиқат орнидики тәтқиқатчи ху зуңйи әпәнди, хитайниң қуш зукиминиң кәң көләмдә тарқилишини контрол қилиш тәйярлиқиниң толуқ яки әмәсликигә икки тәрәптин қараш керәкликини билдүрди:
"Һазир қуш зукиминиң тарқилиши асасән қушлар арисида. У адәттә адәмләргә юқмайду. Бирақ адәмләргә юққан һаман өлүш нисбити интайин юқири. Һазир бу кесәл пәқәт кесәл тәгкән қушлар билән йеқин алақидә болған кишиләргә юқти. Әмма һазир қурқиватқинимиз, бу вирус әгәр адәмләр арисида юқидиған вирусқа айланса, у һалда ақивәт интайин қурқунчлуқ, пәқәт қушлар арисидила тарқалған қуш зукимини контрол қилишта тәйярлиқимиз бар десә, у һалда мумкин. Әмма бу вирус өзгирип адәмләр арисида юқидиған болса, уни контрол қилмақ асан иш әмәс".
Әмма ху зуңйи әпәнди, пуқраларниң чоқум һошярлиқни ашуруши керәкликини әскәртти:
" Гөшни яхши пишурғанда кесәл виросини өлтүргили болиду. Кесәллик көп һалларда гөш йийиштин юқмайду, әмма гөшни тазилаш, пишуруш қатарлиқ җәрянларда һәр заман юқиши мумкин. Һазир хәтәрлик боливатқини қуш зукими вируси адәмләргә юқалайдиған вирусқа айлинип болди. Бу вирусниң алаһидилики, характериниң өзгириш еһтималлиқи интайин юқири. Әгәр бу вирус адәм бәдинидә юқумлуқ зукам вируси билән бирикип қалса, у һалда толиму хәтәрлик. Кишиләр алақзадә болушиниң һаҗити йоқ. Әмма бу хил юқумлуқ кесәлләрниң алдини елиш вә давалаш усули болмиғачқа, кишиләр чоқум һошярлиқни өстүрүши, өз бәдининиң иммонит күчини ашуруши керәк".
Хитай һөкүмити йетәрлик көңүл бөлүши керәк
Униң билдүрүшичә, хитай һөкүмити нөвәттә қуш зукимини контрол қилиш шоарини үнлүк товлимақта. Хитайда контроллуқ күчлүк болғачқа, әгәр хитай һөкүмити һәқиқәтән қуш зукимиға йитәрлик көңүл бөлсә, қуш зукиминиң тарқилишини үнүмлүк контрол қилалиши мумкин. Бирақ һөкүмәтниң бу йолда һәқиқәтән бәлни чиң бағлиған- бағлимиғанлиқини йәниму илгирилигән һалда көзитиш керәк.
Һазирғичә хитайдики 20 нәччә орунда қуш зукими вируси байқилип болди. Хитай сәһийә министирлиқи чаршәнбә күни йәнә әнхүй өлкисидә бир кишиниң қуш зукими билән юқумланғанлиқини елан қилди. Уларниң билдүрүшичә, хитайда йәниму көп қуш зукам вируслириниң тарқилиш әһваллири йүз бериш еһтималлиқи бар . Шуңа адәмләрниңму бу вирус билән юқумлиниш еһтималлиқи күчийиши мумкин икән.
Қуш зукими адәмләрниң һаятиға хәвплик болупла қалмай, асия тәрәққият банкисиниң елан қилған доклатиға қариғанда, қуш зукими кәң тарқалса, хитайға 87 милярд доллар иқтисадий зиян елип келиши мумкин. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур елиниң мичүән шәһиридиму қуш зукими байқалди
- Хитай даирилири қуш зукими һәққидики бир қисим мәхпийәтликләрни йәнила йошурмақта
- Қуш зукам вируси уйғур аптоном районида даванчиңға кеңәйди
- Хитайдики икки җайда йәнә йеңидин қуш зукими вируси байқалди
- Қуш зукими сәвәбидин уйғур елидә 400 миңдин ошуқ өй қуши өлтүрүлди
- Уйғур аптоном районида 4 - қетим қуш зукам вируси байқалди
- Хотәндә қуш зукам вируси байқалди