Дуня сәһийә тәшкилати хитайда қуш зукими һәққидә мәхсус тәкшүрүш елип бармақчи


2005.11.15

Дуня сәһийә тәшкилатиниң бейҗиңда турушлуқ вәкилиниң мәлум қилишичә, 6 нәпәр мутәхәссистин тәркип тапқан дуня сәһийә тәшкилатиниң тәкшүрүш гурупписи 14 - ноябир күни хунәнгә берип, йеқиндин буян арқа - арқидин йүз бәргән 3 қетимлиқ қуш зукими билән мунасивәтлик кесәлликләр һәққидә тәпсилий тәкшүрүш елип бармақчи болди.

Мәзкур тәкшүрүш гурупписиниң хунәндә турушлуқ вақти тәхминән бир һәптә болуп, мутәхәссисләр йәрлик сәһийә хадимлири билән бирликтә бу гуманлиқ дилони иниқлимақчи болди.

Сәһийә тәшкилатиниң тәкшүрүш пилани

Бу йил өктәбирдә хунәнниң шяңтән наһийисидики тохулар арисида йүз бәргән қуш зукими вәқәсидә, 12 яшлиқ хе фамилилик бир қиз кесәл тәккән тохони йегәнликтин 13 - өктәбир күни туюқсиз қизитмиси өрләп, нәпси қисилип һаятидин айрилған. Униң 9 яшлиқ укисидиму охшаш кесәл аламәтлири көрүлгән болуп, у 25 күн бесип даваланғандин кейин, 12 - ноябир күни сақийип дохтурханидин чиққан. Булардин башқа йәнә 36 яшлиқ суң фамилилик бир оқутқучиму охшаш кесәлгә гириптар болуп, дохтурханида даваланмақта.

Дуня сәһийә тәшкилатиниң мутәхәссисләр гурупписи 15 - ноябир күнидин 16 - ноябир күнигичә хе фамилилик ача - ини даваланған хунән өлкилик балилар дохтурханисини вә қуш зукими тарқалған вән таңчүн кәнтини зиярәт қилип, юқумлуқ кесәллик һәққидә чоңқурлап тәкшүрүш елип бармақчи һәмдә шяңтән шәһири вә шяңтән наһийилик сәһийә органлириға берип, суң фамилилик оқутқучиниң кесәл әһвалини игилимәкчи.

Бундин илгири хитай даирлири, кесәл тохуни йигәнликтин һаятидин айрилған 12 яшлиқ хе фамилилик хунәнлик қизни "қуш зукимидин әмәс, бәлки өпкә кесилидин өлгән" дәп җакарлиған. Дуня сәһийә тәшкилати хитай һөкүмитидин бу қизниң немә сәвәбдин өлгәнлики һәққидә техиму чоңқурлап тәкшүрүш елип беришини шундақла буһәқтә дуня сәһийә тәшкилатиға толуқ испат йәткүзүп беришини тәләп қилған йәни 12 яшлиқ бу қизниң өлүп кетишидики һәқиқий сәвәбләр һәққидә техиму ениқ мәлумат беришни тәләп қилған.

Хитай һөкүмити илаҗисиз қалди

Америка дөләт сәһийә тәтқиқат институтиниң тәтқиқатчиси ху зуңйи әпәнди юқирида дәп өткән бу қизниң кесәл әһвали һәққидә тохтилип "кесәл йүз бәргән җай вә кесәл аламитигә қариғанда, у қизни қуш зукими билән юқумланған дәп гуман қилиш йоллуқ. Лекин мәйли раст қуш зукими билән юқумланған болсун яки ундақ болмисун, хитай һөкүмити һәқиқий әһвални ашкарилашни халимиди. Һазир болса қуш зукими билән юқумланған дегәнләр сани барғансери көпийип, иш чоңийишқа башлиғачқа, илаҗисиз һаләттә қелип, 'яқ' дейәлмәс болуп қалди" дәп, хитай һөкүмитиниң бу һәқтики учурларни очуқ - ашкара елан қилмай йошурғанлиқини ашкарилиди.

Хитай һөкүмитиму чариләрни қолланмақта

Өткән һәптә хитай йеза игилик министири мәхсус йиғин ечип, қуш зукиминиң алдини елиш һәққидә музакирә елип барди. Хитай һөкүмити тәрипидин берилгән мәлуматларда көрситилишичә, һазир хитайниң 23 өлкә вә шәһәрлиридә, қуш зукиминиң алдини елиш хизмәтлири омумйүзлүк һалда елип берилған болуп, һәр қайси өлкиләрдә 24 саәт нөвәтчилик қилиш вә учур бериш органлири қурулған шундақла һөкүмәт һәммә өлкиләргә мәхсус пул аҗритип, мунасивәтлик ваксина вә юқумлуқ кесәлликләрдин мудапиә көрүш боюмлирини сетивелишни тәләп қилмақта.

Америка дөләт сәһийә тәтқиқат институтиниң тәтқиқатчиси ху зуңйи әпәндиниң билдүрүшичә, һазирға қәдәр қуш зукимини давалаш дориси болмиғанлиқтин, бирдин - бир әң үнүмлүк амал йәнила кесәлниң алдини елиш вә кесәлни контрол қилиш болуп һесаблинидикән.

Һазир хунәндики қуш зукими пәқәт тохудила әмәс, бәлки чошқилардиму байқалған болуп, мәзкур кесәл вируси инсанларға зор тәһдит елип кәлмәктә.

Қуш зукими пүтүн дуняниң диққитини қозғимақта. Йеқинда америка президенти җоҗ буш дуняда тунҗи қетим қуш зукими ваксинини ишләп чиққан швитсарийә дора ширкитини зиярәт қилип, мәзкур кесәлниң алдини елишниң интайин зөрүр икәнликини әскәрткән. (Меһрибан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.