Асия тәрәққият банкиси: қуш зукими асияға 300 милярд доллар зиян селиши мумкин


2005.11.04
CHINA-HEALTH-FLU-28.jpg
3-Ноябир күни бир хитай деһқан, балиси вә тохулири билән бейҗиңдики бир май қачилаш понкитида. AFP

Асия тәрәққият банкиси пәйшәнбә күни елан қилған доклатида, әгәр асияға хәтәрлик қуш зукими вируси тарқалса, у һалда хитай, хоңкоң, сингапор, малайшия, тайландниң зәрбигә әң еғир учрайдиған дөләт вә район икәнлики көрситилгән.

Икки хил еһтималлиқ

Асия тәрәққият банкиси әгәр қияс қилған иккила хил еһтималлиқ йүз бәргән шараитта, қуш зукими вирусиниң бир йил әтрапида тарқилип, асиядики аһалиләрниң 20% иниң юқумлиниши, шундақла 30 милйон кишиниң бу кесәлликтин өлүп кетиши мумкинликини билдүрди.

Асия тәрәққият банкиси қияс қилған биринчи хил еһтималлиқ, асияда йүз бәргән қуш зукими алтә айғичә кишиләрниң истимал, сода вә мәбләғ селиш паалийәтлириниң азайтип, асия иқтисадиға 99 милярд доллардин көп чиқимни селиши мумкин.

Иккинчи хил еһтималлиқ техиму еғир болуп, қуш зукими бир йилғичә кишиләрниң һәр хил еһтияҗини азайтип, 300 милярд доллардин артуқ зиян елип келиши мумкин.

Дуня сәһийә тәшкилатиниң әнсириши

Дуня сәһийә тәшкилатиниң юқумлуқ кесәлликләр бөлүминиң баянатчиси мария ханимниң асияда кәң көләмдә қуш зукими вируси йүз бәргән әһвал астида, қанчилик адәмниң кесәллик сәвәбидин өлүши мумкинлики һәққидә өз қияслирини мундақ дәп оттуриға қойди:

"Алди билән, мән һәр қандақ кишини келәрки юқумлуқ кесәллик апитидә қанчилик адәм өлүдиғанлиқини тоғра мөлчәрлийәләйду дәп қаримаймән. Бу мәзкур юқумлуқ кесәллик вирусиниң адәмни өлтүрүш күчиниң қанчилик икәнлики билән мунасивәтлик. Дуня сәһийә тәшкилатимизниң мөлчәрлишичә, әгәр дуня миқясида юқумлуқ зукам йүз бәрсә, өлидиғанлар сани 20 милйондин 74 милйонға йетиши мумкин. Бу әң төвән мөлчәр, әһвал буниңдинму еғир болуши мумкин. Бизниң әнсирәйдиғинимиз, H5N1 типлиқ қуш зукими вирусиниң бир хил адәмләр арисида тарқилидиған әҗәллик вирусқа айлинип, дуня миқясида кәң көләмлик юқумлуқ зукамниң келип чиқиши".

Асия тәрәққият банкисиниң доклатида көрситилишичә, юқириқи икки хил еһтималлиқи көздә тутқанда, қуш зукими йәнә әмгәкчиләр қошунини азлитип, асиядики һәр қайси дөләтләрниң дөләт ишләпчиқириш омумий қиммитини 0.3% Азлитиши мумкин икән . Бу өз нөвитидә йәнә асиядики намратлиқ ниспитини көпәйтиши мумкин икән.

2003 - Йили қуш зукими вируси асияда тарқалғандин бери, 62 адәм өлгән. Буниң ичидә 42 адәм вейтнамда өлгән иди. Бу бимарларниң һәммиси кесәл тәгкән өй қушлиридин вирусни юқтуривалған. Мутәхәссисләр, H5N1 типлиқ қуш зукими вирусиниң адәмләр арисида тарқилалайдиған вирусқа айлиниши еһтималлиқиниң барлиқини билдүрмәктә. Улар дунядики һәр қайси дөләтләр4ни буниң алдини елиш тәдбирлирини күчәйтишкә чақирмақта.

Тәйярлиқ пухта әмәс

Америка сәһийә министирлиқидики ху зуңйи әпәндиниң билдүрүшичә, дунядики һәр қайси дөләтләрниң қуш зукуминиң тарқилишиниң алдини елиш тәйярлиқи пухта әмәс. Навада кесәллик партлиса, ақивитини пәрәз қилмақ интайин тәс. У мундақ дәйду:

" Әгәр кисәллик партлап қалса, һазирқи вастиләр интайин чәклик. Чүнки бу қуш зукими вируси интайин әҗәллик, юқумланғандин кейин, өлүш ниспити интайин юқири. Һазир бу кисәл адәмләргә юқуп болди. Пәқәт адәмләр арисида тарқалмиди. Әгәр бу вирус адәмләр арисида тарқилидиған вирусқа айлансила, униң ақивити интайин еғир.

Һазирғичә, пүтүн дуняда 500 дин артуқ адәм қуш зукими билән өлүп, 7000 дин артуқ киши юқумланди.

Бу арида, хитай вә ветнамда йеңи қуш зукам вируси тарқилиш әһваллириниң байқалғанлиқи мәлум болди. Мәлуматларға қариғанда, хитайниң лиявниң өлкисидә 9 миң қуш, қуш зукими билән өлгән. Хитай даирилири кисәлликниң тарқилишиниң алидини елиш үчүн, қуш зукими вируси байқалған кәнт әтрапидики 300 миңдин қушни өлтүргән. Бу, үч һәптидә ичидә хитайда төтинчи қетим байқалған қуш зукуми әһвали һесаблиниду. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.