Хитай сақчилар рабийә қадирни " бөлгүнчиләр" билән һәмкарлашмаслиқ тоғрисида агаһландурған
2005.03.28
Атақлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир ханим, бүгүн, тәклипкә бинаән әркин асия радиосини зиярәт қилип, мухбирларниң соаллириға җаваб бәрди.
Рабийә қадир ханимниң ейтишичә, хитай даирилири уни америкиға барғандин кейин хитай һөкүмитиниң уйғур аптоном районидики сияситини тәнқид қилмаслиқ вә чәтәлдики уйғур тәшкилатлар билән һәмкарлашмаслиқ һәққидә агаһландуруп, әгәр шундақ қилса униң үрүмчидики балилири вә уларниң тиҗаритини вәйран қилидиғанлиқини билдүргән. Хитай һөкүмити йәнә, униңға америкиға берип 18 ай даваланғандин кейин чоқум хитайға қайтип келиши керәкликини уқтурған.
Бу һәқтики мәлуматларни мухбиримиз әркинниң тәпсили мәлуматидин аңлаң.
©
2005 Radio Free Asia