Рабийә ханим вашингтонда йәнә бир қетим қарши елинди
2005.05.20

19-Май күни, уйғур америка бирләшмиси билән хәлқаралиқ тибәт һәрикити бирликтә атақлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчиси, уйғурларниң мәниви аниси рабийә қадир ханимниң шәрипигә күтүвелиш паалийити орунлаштурди. Паалийәт хәлқаралиқ тибәт һәрикитиниң ваншингтон шәһиридики йиғин залида өткүзүлди.
Уйғурларниң мәнивий аниси рабийә ханим 5 - айниң 19 - күни америкиниң пайтәхти вашингтон шәһиридә йәнә бир қетим қарши елинди. Бу қетимқи қарши елиш йиғилишини уйғур америка бирләшмиси билән хәлқаралиқ тибәт һәрикити (өткән әсирниң 90 - йиллиридин башлап уйғурлар билән бирликтә бирләшкән дөләтләр тәшкилатида вәкили болмиған милләтләр тәшкилатини қуруп - һәмкарлишип иш елип бериватқан хәлқаралиқ тәшкилат) бирликтә , америка дөләт мәҗлиси кишилик һоқуқ комитетиниң вә хәлқаралиқ җумһурийәтчиләр иниститутиниң қоллиши билән уюштурди.
Тәбтикләр вә тәшәккүрләр
Бу тәнтәнилик йиғилиш хәлқаралиқ тибәт һәрикитиниң америкиниң пайтәхти вашингтон шәһиридики йиғин залида өткүзүлди. 200 Дин артуқ адәм қатнашти. Ички моңғулийә хәлқ партийисниң вәкиллиридин 6 киши қатнашти. Хәлқара кәчүрүм тәшкилатидин кумар әпәндиму қатнашти. Бу йиғилиш үчүн мәззилик таамлар тәйярланған иди
Уйғурларниң мәнивий аниси рабийә ханимни күтүвелиш йиғилишиниң муқәддимисидә, уйғур америка бирләшмисиниң рәиси нури түркәл әпәнди хәлқара тибәт һәрикитиниң рәиси бучуң серин әпәндигә, америка дөләт мәҗлиси кишилик һоқуқ комитетиниң рәислиридин юқири абруйлуқ том ләнтос, френк волф әпәндиләргә, хәлқаралиқ җумһурийәтчиләр институтиниң рәиси лорен крейниер әпәндигә вә башқа езиз меһманларға рәһмәт ейтти.
Хитай һөкүмитигәвә дуняға йәнә бир қетим баянат
Нури түркәл әпәнди хәлқаралиқ тибәт һәрикитиниң мушәққәтлик хизмәтләр арқилиқ наһайити чоң нәтиҗиләрни қолға кәлтүрүп, дуняда аброй қазанғанлиқиға, уларниң һазир америкиниң пайтәхти вашингтон шәһиридиму мушундақ бир көркәм иш бинаси болғанлиқиға вә бу йиғилишини мушу көркәм бинада өткүзүп бәргәнликигә апирин оқуди.
Уйғур һәрикитигә икки әвлад уда һәссә қошуп келиватқан әркин алиптекин әпәндиниң германийиниң мюнхин шәһридин келип бу йиғилишқа қатнашқанлиқиға тәшәккүр ейтти.
Нури түркәл әпәнди меһманлар алдида уйғур һәрикитниң тинч йол билән өзиниң кәлгүсини - өз ишиға өзи хоҗа болидиған кәлгүсини яритидиған һәрикәт икәнликини дуняға йәнә бир қетим җакарлиди. Хитай һөкүмитиниң террорчилиққа қарши турушни баһанә қилип уйғурларни бастуруп келиватқанлиқиға, һазир йәнә уйғурларниң мәнивий аниси рабийә ханимниң хизмәтчилирини тутқанлиқиға наразилиқ билдүрди.
Тибәт һәрикити вашингтон шөбисиниң мудири бучуң серин әпәнди сөзидә, бу йиғилишта тибәтләр билән уйғур биллә болғанлиқиниң тәсадипий иш әмәсликини, серин әпәнди 90 - йиллардин тартип өзи нәгә барса уйғурларниң кәлгүси үчүн күрәш қиливатқан әркин алиптекин әпәндини шу йәрдә көридиғанлиқини, тибәтләр билән уйғурлар уда һәмкарлишип келиватқанлиқини , буниңдин кейинму өзлирниң кәлгүсини яритиш үчүн бирликтә күрәш қилидиғанлиқини билдүрди.
Рабийә қадирниң роһи - уйғур роһиниң әмәлий шәкли
Дуня уйғур қурултийиниң рәиси әркин алиптекин әпәнди сөзидә уйғур -тибәт мунасивитиниң қериндашларчә мунасивәт икәнликини, һазирму рабийә ханимни бирликтә қарши еливатқанлиқини тилға алди. У йәнә рабийә қадир ханим билән 1992 - йилида ташкәнттә, 96 - йилида бешкәктә учрашқанда, рабийә ханимниң уйғурларниң кәлгүси үчүн көзлигән нишаниға апирин оқуп, уни өз қериндишидәк көрүп келиватқанлиқини, шуниңдин кейин рабийә ханимниң өз ирадисини әмәлдә көрсәткәнликини әсләп өтти. У сөзидә "хитай һөкүмити рабийә қадир җинайәтчи деди, у җинайәтчи әмәс иди. Америка һөкүмитиму униң җинайәтчи әмәсликигә ишинәтти. У һазир биз билән биллә, униң роһи һазир техиму көтүрәңгү. Униң роһи уйғур роһиниң әмәлий шәкли" деди. Шундақла йәнә, уйғурлар һазир тибәтләр билән охшаш яман вәзийәткә дуч келиватқанлиқини, тибәтниң мәсилиси уйғурниң мәсилиси вә ортақ күрәш қилидиған мәсилә икәнликини тәкитлиди.
Хәлқаралиқ җумһурийәтчиләр институтниң рәиси крейниер әпәнди сөзидә 11 – сентәбир вәқәсидин кейин рабийә қадир мусулман уйғур болғанлиқи үчүнла түрмигә елинған иди, деди. У йәнә сөзидә, рабийә қадир бизниң алдимизда худди далай лама, нәлсон мәндала, ансән суҗилардәк кишилик һоқуқ үчүн күрәш қиливатқан киши деди.
Уйғурларниң мәниви аниси рабийә ханимму бу йиғилишта сөз қилди.
Рабийә қадир ханим хитайниң шинҗаң уйғур аптоном районида уйғур хәлқни намратлиқитин қутулдурушни өзиниң нишани қилип тиришчанлиқ көрситип келиватқан шиҗаәтлик ханим . У "миң анилар" һәрикитини уюштурған. У уйғурларниң кишилик һоқуқ әһвалини көзитиш үчүн үрүмчигә йетип барған америка дөләт мәҗлисиниң вәкилләр өмики билән көрүшкили кетиватқанда хитай коммунист партийиси тәрипидин қолған елинған. У хитай коммунист партийисиниң түрмисидә 5 йерим йил мәһбуслуқ һаятини баштин көчүрүп, 2005 - йили 17-март күни әркинликкә еришти. Рабийә ханим һазир 11 балисиниң 6 си билән биллә америкиниң пайтәхти вашингтон шәһриниң аһалиси болуп яшаватиду. (Вәли)
Рабийә қадир паалийәтлиридин
- Рабийә қадир вашингтондики аял адвокатлар бирләшмиси йиғиниға тәклип билән қатнашти
- Норвигийидики мухбирлар паалийитидә уйғур мәсилиси тәкитләнди
- Америкидики уйғур анилири, анилар байримида вәтәндики уйғур аниларға иллиқ салам йоллимақта
- Рабийә қадир, америка дөләт мәҗлисидә уйғурлар мәсилиси бойичә гуваһлиқ бәрди
- Рабийә қадир, хәлқиниң кишилик һоқуқи вә демократийиси үчүн күрәш қилидиғанлиқини билдүрди
Хитайниң зиянкәшлики
- Америка һөкүмити рабийә қадир аилисигә көңүл бөлидиғанлиқини билдүрди
- Рабийә қадирға мунасивәтлик кишиләр хитай сақчилириниң тәһдидигә учримақта
- Рабийә қадир сода сарийиниң икки нәпәр хадими техичә қоюп берилмиди
- Рабийә қадир сода сарийиниң икки нәпәр хадими, хитай бихәтәрлик идариси тәрипидин тутуп кетилди