Рабийә қадир, уйғур елидә қанат яйдуруливатқан бастуруш һәрикитини әйиблиди
2005.09.07

Уйғур һоқуқи вә демократийә һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир, сәйшәнбә күни вашингтонда хәлқара җәмийәтни шәрқий түркистанда қанат яйдуруливатқан сияси бастуруш һәрикити тоғрисида агаһландурди.
Хитай һөкүмити "шинҗаң" да бастурушни җиддиләштүрмәктә
Рабийә қадир, хитай дөләт рәиси ху җинтав ню йорктики б д т башлиқлар йиғиниға қатнишиш үчүн америкиға келиш һарписида, сәйшәнбә күни америка мәмликәтлик ахбарат кулубида баянат елан қилип, бастуруш һәрикитиниң пүтүн тезлики билән елип бериливатқанлиқини билдүрди. Рабийә қадир баянатида хитай даирилирини үрүмчидики бала -чақилири вә уларниң сода - тиҗаритини " чәкләш вә назарәт астиға елиш" билән әйиплиди.
Рабийә қадир 1999 - йили 8 - айда " дөләт мәхпийәтликини чәтәликләргә ашкарилаш җинайити" билән қолға елинип 6 йил түрмидә ятқандин кейин, бу йил 3 - айниң 17 - күни қоюп берилгән.
Рабийә қадир 11 маддини оттуриға қойди
Рабийә қадир, хитай даирилирини уйғур аптоном районида уйғурларни тутқун қилиш, қолға елиш вә өлүм җазасиға һөкүм қилишни давамлаштурмақта, дәп әйиплиди.
Рабийә қадирниң тәкитлишичә, уйғур аптоном райониға көп миқтарда хитай көчмәнлирини йөткәш районда ишсизлиқни вә тәбиий байлиқлар тәқсиматидики ихтилапни күчәйтмәктикән. Рабийә қадир уйғур мәдәнийити вә миллий кимлики тәһдит астида қалмақта, дәп агаһландурди. Рабийә қадир, баянатиниң ахирида хитай һөкүмитиниң җаваб беришини тәләп қилип, 11 маддини оттуриға қойди.
Кәчүрүм тәшкилати: өктичиләрниң аилә тавабатидин өч елиш илгири көрүлмигән
Йиғинида хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң вашингтондики вәкили т. Кумар, хитай даирилири тәрипидин нәнгүән сақчи понкитиниң қармиқида қурулған алаһидә развитка бөлүминиң һәрикити, рабийә қадир аилә тавабати вә уларниң сода - тиҗаритини нишанға алғанлиқини әскәртти.
Т. Кумар, "рабийә қадир аилисиниң сода - тиҗаритигә һуҗум қилиш бу бир йеңи һадисә. Содини тәқипләш бу биз хитайда көрүватқан зиянкәшликниң йеңи түри," деди. Кумарниң тәкитлишичә, хитай даирилири өктичи затлар аилә тавабати вә уларниң сода - тиҗаритигә зиянкәшлик қилиш усули билән, бу кишиләргә агаһландуруш " бишарити бәрмәкчи" икән.
Кумар, " бу уйғурларғила әмәс, бәлки тибәтләр, фалунгоң вә демократик гуруһларни өз ичигә алған барлиқ өктичи гуруһларға кишини шүркәндүридиған дәриҗидә тәсир қилмақта," дәйду.
Рабийә қадир: хитайниң бесимиға баш әгмәймән
Әмма рабийә қадир, уйғурларниң кишилик һоқуқини қоғдаш йолида хитай даирилириниң бесимиға тез пүрмәйдиғанлиқини әскәртти. Рабийә қадир " гәрчә хитай һөкүмити уйғурларниң авазини чиқармаслиққа уруниватқан болсиму, әмма уйғурлар тохтап қалмайду," деди.
Рабийә қадир вашингтонда ахбарат елан қилиш йиғини өткүзгән шу күни, шинхуа ахбарат агентлиқи хитай тероризимға қарши туруш идарисиниң муавин мудири җав йоңчинниң "җоңгодики терроризм тәһдити асаслиқи шәрқий түркистан күчлиридин келиду," дегән сөзини елан қилди.
Шуниң билән биргә уйғур аптоном райони парткоминиң секритари ваң лечүән йеқинда рабийә қадирни терорчи вә бөлгүнчиләр билән тил бириктүрүш, баҗ оғурлаш, мал- мүлкини чәтәлгә йөткәшкә урунуш билән әйиблигән иди.
Америка: өктичилик билән тероризимниң чигрисини айриш керәк
Буниң алдида америка һөкүмити бейҗиң даирилирини сияси өктичилик билән тероризимни арлаштурувәтмәсликкә чақирған иди.
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң ярдәмчи ташқи ишлар министири бовкер, америка авампалатаси хәлқара мунасивәтләр комитетида сөзлигән бир нутуқида, " америка алақидар дөләтләрниң терроризимға қарши тәдбир елишини қоллайду. Әмма америка хитайни пакитлар йитәрсиз әһвал астидасияси өктичилик билән тероризимни әйни орунға қоймаслиққа чақириду," дегән. У йәнә, " хитайниң тинч усуллар билән охшимиған көз қаришини ипадилигән өктичиләр билән терроризм оттурисидики чегрини айриши зөрүр," дәйду. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Қәһриман ғоҗамбәрди ваң лечүәнниң сөзлиригә рәддийә бәрди
- Мутәхәссисләр "үч хил күч" һәққидә тохталди
- Хитай даирилири нәнгүән сақчи понкитиниң қармиқида "рабийә қадир ишханиси" тәсис қилди
- Рабийә қадирниң оғли алим, ваң лечүәнниң сөзлиригә рәддийә бәрди
- Д у қ ваң лечүәнниң рабийә ханимға төһмәт чаплишиға қаттиқ наразилиқ билдүрди