Рабийә қадир ханим хәлқарадин уйғурларға ярдәм беришни сориди


2005.09.23
rabiye-us.jpg
Рабийә қадир ханим америкиға кәлгәндин кейинки биринчи парчә рәсим. Рабийә ханим америкиниң чикаго шәһиридики O'Hare хәлқаралиқ айродурумида. RFA

Уйғурларниң кишилик һоқуқ вәзийитини яхшилаш үчүн күрәш қиливатқан рабийә қадир ханим пәйшәнбә күни кәчтә вашингтонда хәлқара җәмийәтни уйғурларниң кишилик һоқуқини яхшилашқа ярдәм беришкә чақирип "америка хәлқиниң яридимигә мениң хәлқим мухтаҗ, мән һәм мухтаҗ" деди.

Рабийә қадир ханим бу сөзни җонис хопкинис университетидики бир йиғилишта сөзлиди. Йиғилишқа, хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң вәкили т кумар, таҗикистан, әзәрбәйҗан вә қазақистан қатарлиқ дөләтләрниң әлчихана хадимлири, уйғурлар вәзийитини тәтқиқ қиливатқан бир қисим мутәхәссисләр, җонис хопкинс университети хәлқара тәтқиқат шөбисиниң профессорлири вә оқуғучилиридин болуп, җәмий 50 кә йеқин адәм қатнашти.

Җоңго демократийигә қарап меңиши керәк

Рабийә қадир ханим нутуқида, уйғурларниң миллий кимлики, ислам дининиң уйғурларға көрсәткән тәсири, хитай һөкүмитиниң уйғур елидә йүргүзүватқан сиясәтлири қатарлиқ темилар бойичә мәлумат бәрди.

У йәнә хитай һөкүмитиниң өзини қоюп бериштин бурун, уйғурлар мәсилисини тилға алмаслиқ, болмиса, аилә- тавабатлириниң вәйран қилинидиғанлиқи һәққидә қаттиқ агаһландурғанлиқини билдүрди.

Әмма, рабийә қадир ханим өзиниң уйғурларниң кишилик һоқуқини яхшилаш йолида тиришчанлиқини тохтатмайдиғанлиқини билдүрүп мундақ деди: "мениң хәлқим чоқум өзиниң әркинликигә еришиду. Буниң үчүн җоңго демократийигә қарап меңиши керәк. Җоңго һөкүмити чоқум демократийигә қарап меңиши керәк. Шу чағда мениң хәлқимниң тәқдириму һәл болиду".

Оттура асиядики қериндашлар бизгә ярдәм қилиши керәк

Рабийә қадир ханим йәнә, тили, мәдәнийити вә өрп-адәтлири йеқин болған оттура асиядики түрк қериндашлириниң уйғурларға ярдәм беришини үмид қилидиғанлиқини ипадиләп, "бизниң кишилик һоқуқимизниң дәпсәндә боливатқанлиқиға улар ярдәм қилиши керәк. Хитай һөкүмитигә улар һәр җәһәттин тәләп қоюши керәк һәм хитай һөкүмитигә қечип чиққан қериндашлиримизни қайтуруп бәрмәслики керәк", деди.

Рабийә қадир ханим бу йил 3 - айда америкиниң тәлипи бойичә, хитай һөкүмити тәрипидин қоюп берилип, америкиға йитип кәлгән. У илгири уйғур елидики көзгә көрүнгән тиҗарәтчи иди. Хитай һөкүмити уни америкидики йолдишиға гезит әвәткәнликини баһанә қилип, "дөләт мәхпийәтликини ашкарилаш" җинайити билән әйибләп, сәккиз йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилған.

Америка вә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң өзлүксиз тиришчанлиқи нәтиҗисидә рабийә қадир ханим муддәттин икки йил аввал қоюп берилди.

Рабийә қадир ханим, уйғурларниң бешиға кәлгән күлпәтләрни сөзләш билән бир вақитта, уйғурларниң вәзийитиниң тибәтләрниңкигә охшап кетидиғанлиқини көрсәтти:

Биз тибәтләр билән тәқдирдаш

Далай ламаниң тибәтләрниң кишилик һоқуқ һәрикәтлиригә йитәкчилик қиливатқанлиқини тәкитлигән рабийә қадир ханим, зөрөр болғанда, өзиниң уйғур хәлқи үчүн бу ролни ойнашни халайдиғанлиқини билдүрүп "тибәтләр билән бизниң әһвалимиз охшаш. Тәқдиримизму охшаш. Шуниң үчүн биз улар билән чоқум һәмкарлишимиз. Уларниң арзуйи бизниң арзуйимиз" деди.

Далай ламаниң тибәтләрниң кишилик һоқуқ һәрикәтлиригә йетәкчилик қиливатқанлиқини тәкитлигән рабийә қадир ханим, хәлқниң еһтияҗи чүшкәндә өзиниң уйғур үчүн йетәкчилик қилишни халайдиғанлиқини билдүрдүрүп, "әгәр хәлқимниң дәваси шуниңға еһтияҗлиқ болса мән өзәмни шундақ дәп қараймән" деди.

У ахирида өзиниң нишаниниң уйғур хәлқиниң кишилик һоқуқини тинч йоллар билән қолға кәлтүрүш икәнликини тәкитлиди. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.