Рабийә қадир ханим голландийә почта корт латарийиси үчүн амәт символи қилинди
2007.01.31
Голландийә хәлқара кәчүрүм тәшкилати тәрипидин нәшир қилинидиған айлиқ жорналниң бу йиллиқ тунҗи санида голландийидә 2007-йили тарқитилидиған милли почта карт латарийиси тонуштурулған болуп, уйғур милли һәрикитиниң рәһбири, атақлиқ кишлик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир ханим милли почта корт латарийисиниң әнәнисигә көрә, бу йиллиқ латарийиниң амәт символи қилип талланған.
Голландийидә яшайдиған ғалип әпәндиниң чүшәндүрүшичә "милли почта корт латарийиси" голландийидә тарқитилидиған, тарихи әң узун вә тәсири әң чоң латарийә оюни болуп, буниңда латарийиниң қизиқтуруш күчини ашуруш үчүн һәр йили хәлқарада бәлгилик тәсири бар һәм өз ишида утуққа еришкән бирәр даңлиқ шәхсни амәт символи сүпитидә таллап алидикән.
Бу қетимқи латарийини голландийә кәчүрүм тәшкилати вә башқа 52 аммиви тәшкилатлар бирлишип тарқатқан болуп, омуми қиммити 2 милярд явру икән.
Кәчүрүм тәшкилати тарқатқан жорналниң почта корт латарийисини тонуштурған мәхсус сәһиписигә рабийә қадир ханимниң доппа кийип турған җидди вә җәсур қияпәттики йоған бир парчә сүрити берилгән, униң астиға чоң һәрпләр билән "бу ханимда бир амәт бар, сиздиму бир амәт бар" дегән сөзләр йезилған, ундин кейин милли почта корт латарийисиниң хәлқара кәчүрүм тәшкилати, кишлик һоқуқ ишлири вә рабийә қадир ханим билән болған бағлиниши тонуштурулған.
Буниңда алди билән почта корт латарийисидин қилинған киримниң асаслиқи дунядики кишлик һоқуқни яхшилаш хизмәтлири һәмдә кишлик һоқуқ үчүн күрәшкүчи тәшкилат вә шәхсләр үчүн сәрп қилинидиғанлиқи ейтилған, андин кейин рабийә қадир ханимни тонуштуруп, униң уйғур хәлқиниң һәқ-һоқуқлирини қоғдаш йолида хитай һөкүмити тәрипидин наһәқ җазалинип алтә йил түрмидә ятқанлиқи, 2005 –йили хәлқаранинмг күчлүк бесими астида хитай түрмисидин азат болғанлиғини, һазир болса тонулған кишлик һоқуқ паалийәтчиси сүпитидә америкида актип кишлик һоқуқ хизмити билән шуғуллиниватқанлиқи сөзләнгән, ахирда рабийә қадир ханимниң хитай түрмисидин азат болиши вә бүгүнкидәк тонулған кишлик һоқуқ паалийәтчисигә айлинишида хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң ойниған роли алаһидә тилға елинған, шуниңдәк бу йиллиқ латарийә оюнлиридин киргән киримниңму йәнә охшашла кишлик һоқуқ ишлири үчүн ишлитилидиғанлиғи илгири сүрүлгән.
Ғалип әпәндиниң қаришичә, рабийә қадир ханимниң бу йиллиқ почта карт латарийисиниң амәт символи сүпитидә таллап елиниши уйғурлар үчүн әһмийәтлик бир вәқә болуп, бу маһийәттә уйғур мәсилисиниң вә уйғур милли һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимниң голландийә вә хәлқарада кәң диққәт етибарға вә қоллашқа еришиватқанлиқиниң аламити икән (абдусәмәт)
Мунасивәтлик мақалилар
- Рабийә қадир ханимға түркийидә инсан һәқлири мукапати берилди
- Нирҗа дәваниң хети явропа парламентида уйғур вә шәрқий түркистан мәсилиси һәққидә муназирә қозғиди
- явропа парламентида уйғур вә шәрқий түркистан мәсилиси һәққидә йеңи бир муназирә қозғалди
- Рабийә қадир дәври йетип кәлди
- Хитайниң уйғурларға өзлирини өзлири башқуруш һәққидә бәргән вәдиси бир ялғанчилиқ
- Рабийә қадир ханимниң канада зиярити канада мәтбуатлирида
- Рабийә қадир ханим канада зиярити һәққидә тохталди
- Рабийә қадир ханим канада парламентида уйғурларниң кишилик һоқуқи һәққидә гуваһлиқтин өтти
- Уйғурларниң һоқуқлири үчүн көрәш қилғучи