Хәлқара 7 тәшкилат хитайниң рабийә қадирни әйиблигән баянатини рәт қилди


2007.03.20

rabiye-qadir.jpg
Рабийә қадир ханим

Хәлқара рафто кишилик һоқуқ тәшкилати, хитайда кишилик һоқуқ тәшкилати, кишилик һоқуқ сарийи фонди, тинчлиқ вә адаләт тәшкилати, хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати вә вакаләтсиз милләтләр тәшкилати қатарлиқ 7 хәлқара тәшкилат тәрипидин 16‏-март күни елан қилинған бирләшмә баянатта, хитай һөкүмитиниң уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим вә дуня уйғур қурулитийиға қаратқан "бөлгүнчи" вә "террорчи" дегәнгә охшаш әйибләшлири рәт қилинған.

Бирләшмә баянатта шундақла "хитай һөкүмитиниң болупму хәлқара террорчилиққа қарши уруш йолға қоюлғандин буян, шәрқий түркистандики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә қарши елип бериливатқан наразилиқ паалийәтлирини бөлгүнчилик вә террорлуқ һәрикәтлири дәп көрситишкә тиришиватқанлиқи һәммимизгә аян бир мәсилә " дейилгән.

Хитай һөкүмитиниң әйибләшлири

Көпчиликкә мәлум болғандәк, 6‏- март күни хитайниң явропа иттипақидики баш әлчиси рабийә қадир ханим вә дуня уйғур қурултийи һәққидә бир баянат елан қилип, уларни террорчилар билән мунасивити бар дәп, әйиблигән иди.

Хитай һөкүмитиниң баянатида, хитай һөкүмити тәрипидин террорчи тәшкилатлар тизимликигә киргүзүлгән, шәрқий түркистан азадлиқ тәшкилати вә дуня уйғур яшлири қурултийи паалийәтчилириниң дуня уйғур қурултийиниң асаслиқ орунлирида вәзипә алғанлиқи илгири сүрүлгән.

Рабийә қадир ханим вә дуня уйғур қурулитийиниң хәлқара җамаәтниң қоллишиға еришиш үчүн нөвәттә кишилик һоқуқ вә демократийни өзлиригә шуар қиливалғанлиқини тәкитлигән хитай һөкүмитиниң баянатида мундақ дейилгән:

"Уларниң өзиниң тор бетигә асасланғанда, ‘дуня уйғур қурултийиниң мәқсити, демократик принсиплар асасида, тинч вастилар арқилиқ уйғур хәлқиниң әркинлики, демократийиси, инсан һәқ-һоқуқлири вә шәрқий түркистанниң мустәқил сиясий кәлгүси үчүн көрәш қилиду’. Болупму, мушу орган 2005 ‏- йили нәшир қилған ‘мюнхен хитабнамиси’ дин вә рәһбәрлириниң баянатлиридин, дуня уйғур қурулитийи мәқсидиниң ‘мустәқил шәрқий түркистан қуруш’ икәнликини көрүвалғили болиду ".

Хитай һөкүмити баянатида, явропа парламенти вә әзалиридин, рабийә ханим вә дуня уйғур қурултийи вәкиллири билән көрүшмәслики вә уларни қобул қилмаслиқи тәләп қилинған. Баянатта шундақла явропа парламенти әзалириниң рабийә ханим вә дуня уйғур қурултийи вәкиллири билән учришиши хитай- билән явропа иттипақи оттурисидики мунасивәтләргә сәлбий тәсир йәткүзүидиғанлиқи алаһидә әскәртилгән.

Инсан һәқлири тәшкилатлириниң инкаси

Лекин 16‏- март күни рафто кишилик һоқуқ тәшкилати, вәкаләтсиз милләтләр тәшкилати, хитайда кишилик һоқуқ тәшкилати, хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати, кишилик һоқуқ сарийи фонди, чегриж тинчлиқ вә адаләт тәшкилати қатарлиқ 7 хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилати тәрипидин елан қилинған бирләшмә баянатта, "рабийә қадир ханим вә дуня уйғур қурултийи, тинч йол вә демократик принсиплар асасида хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан қаттиқ қол сияситигә наразилиқ билдүрүватиду" дейилгән.

Хитай һөкүмитиниң б д т ниң террорчилиқ тоғрисидики қарар лайиһисигә қарши чиққанлиқи тәкитлгәнгән баянатта, "террорчилиққа қарши елип бериливатқан күрәштә, кишилик һәқ-һоқуқлири дәхли тәрузгә учримаслиқи керәк. Рабийә ханимниң риясәтчиликидики дуня уйғур қурултийи вә униң рәһбәрлири мушу принсипларниң әмәлгә ишиши үчүн паалийәт елип бериватиду. Биз рабийә ханим рәһбәрликидики дуня уйғур қурултийиниң паалийәтлирини қоллап-қувәтләштин пәхирлинимиз " дейилгән.

Хитай һөкүмитиниң рабийә ханим вә дуня уйғур қурултийини террорчилиққа четиш һәрикитиниң аллиқачан хәлқара җамаәт алдида мәғлуб болғанлиқи тәкитләнгән баянатта," биз яврупа парламинти әзалиридин һәмдә яврупа иттипақи хадимлиридин хитай даирилиригә ким билән көрүшүп, ким билән учришиш мәсилисидә өзлири әркин қарар бирәләйдиғанлиқини, хитай‏- яврупа иттипақи мунасивәтлириниң бозулушиға яврупа иттипақи әзалириниң сиясий өктичиләр билән көрүшүши әмәс, хитай һөкүмитиниң кишилик һоқуқ вә адаләт өлчәмлиригә һөрмәт қилмиғанлиқиниң сәвәб болудиғанлиқини билдүрүп қоюшини тәләп қилимиз" дейилгән. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.