Хәлиқара җәмийәтниң абликим абдуреһимға берилгән қамақ җазасиға инкаслири


2007.04.18

Ablikim Abdurehim-rabiye-150.jpg
Рабийә қадир ханимниң оғли абликим абдуреһим (уйғур америка бирләшмиси тәминлигән)

Хитай әдлийә тармақлириниң, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири вә дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханимниң оғли абликим абдуреһимни, ентернет торида бөлгүнчиликни тәрғип қилидиған мақалиларни тарқатқан, аммини хитай һөкүмитигә қарши һәрикәт қилишқа қутратқан, хитайниң кишилик һоқуқ вә азсанлиқ милләтләр сияситини бурмилайдиған мақалиларни язған, дегән җинайәтләр билән әйибләп, 9 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилғанлиқи, дуня мәтбуатниң диққитини қозғиди.

Абликим абдуриһим 9 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған

Хитай сот мәһкимисиниң сәйшәнбә күни, уйғур милли һәрикитиниң рәһбири вә дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә ханимниң оғли абликим абдуреһимини 9‏ йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилғанлиқи хәлқара мәтбуатниң алаһидә диққитини қозғиди. Дунядики барлиқ агентлиқлар вә чоң гезитләр, урумчи оттура сот мәһкимисиниң абликим абдуреһимни, "интернәт торбетидә бөлгүнчиликини тәрғиб қилидиған мақалиларни тарқатқан, аммини хитай һөкүмитигә қарши һәрикәт қилишиқа қутратқан, хитайниң кишилик һоқуқ вә азсанлиқ миләтләр сияситини бурмилайдиған мақалиларни язған" дегән җинайәтләр билән әйибләб, 9 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилғанлиқини алаһидә хәвәр қилип бәргән.

Германийиниң д п а агентлиқи, " хитай һөкүмити уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчисиниң оғлиға 9 йиллиқ қамақ җазаси бәрди" дегән темида бәргән хәвиридә мундақ дәйду": урумчи шәһәрлик оттура хәлқ сот мәһкимиси, атақлиқ уйғур сиясий паалийәтчиси рабийә қадирниң оғли абликим абдуреһимни, ентернеттә бөлгүнчиликни тәрғиб қилидиған мақалилар тарқатқан, хәлқни һөкүмәткә қарши һәрикәткә қутратқан, хитайниң кишилик һоқуқ вә азсанлиқ милләтләр сияситини бурмилайдиған мақалилар язған дәп әйибләп, 9 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилди.

Дуня җамаетиниң инкаси

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати, рабийә қадирниң пәрзәнтлиригә қаритилған әйибләшләрни, хитай һөкүмитиниң рабийә қадирдин үч елиш һәрикити дәп қарайдиғанлиқини билдүрди".

Д п а агентлиқиниң хәвиридә йәнә мундақ дейилгән" йеқинқи йилардин буян хитай компартийиси, шинҗаңда мустәқил бир дөләт қуруш үчүн күрәш қиливатқан уйғурларға қаратқан бесимини күчәйтип, уларға қаратқан идеологийилик күришини тезләтти. Чәтәлләрдики уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчилири, 2001‏- йили 11‏- синтәбир күни америкида елип берилған террорлуқ һуҗумлридин кейин башланған хәлқара террорчилиққа қарши уруш, уйғурларни сиясий вә диний җәһәттин бастуруш үчүн хитай һөкүмитигә пурсәт яритип бәргәнликини, баян қилмақта ".

Америка бирләшмә агентлиқи, "америкидики даңлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчисиниң оғли 9 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинди" дегән темида бәргән хәвиридә мундақ дәйду ": шинхва агентлиқи, абликим абдуреһимниң бөлгүнчилик паалийәтлиригә қатнашқанлиқини етирап қилғандин кейин, урумчидә 9 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилғанлиқини билдүрди.

Уйғур тәшкилатлириниң инкаси

Мәркизи вашингтондики америка-уйғур бирләшмиси ноябир ийида абликим абдуреһимниң түрмидә қаттиқ тән җазасиға учриған болуши мумкинлиқини хәвәр қилған иди. Рабийә қадир сот җәрянини қаттиқ тәнқид қилип, хитай һөкүмитиниң оғли абликим абдуреһимға өзини ақлаш пурсити бәрмигәнликини билдүрди. Хитай һөкүмити, уйғурлар тәрипидин шәрқий түркистан дәп аталған шинҗаңда әлқаидә қатарлиқ террорлуқ тәшкилатлири билән четишлиқи болған бөлгүнчи ислами бир һәрикәткә қарши күрәш қиливатқанлиқини илгири сүрмәктә. Әмма хитайдики чәтәлллик дипломатлар вә ғәрблик мутәхәссисләр хитайниң бу әйибләшлиригә гуман билән қаримақта".

Хитай сот мәһкимисиниң абликим абдуреһимни 9 йиллиқ қамақ җазасииға һөкүм қилғанлиқи һәққидә әркин тибәт тор бетидә елан қилинған бир мақалидә,"хитай даирилири абликим абдуреһимниң бөлгүнчилик паалийәтлиригә қатнашқанлиқини, аммини һөкүмәткә қарши һәрикәткә қутратқанлиқини етирап қилғанлиқини илгири сүрмәктә. Хитай һөкүмитиниң бу сөзлиригә ишиниш мумкин әмәс. Бу түрмидә абликимгә қаритилған қейин-қистақниң бир нәтиҗиси вә һәқиқәтләрниң бурмилиниш қилишимидин ибарәт халас " дейилгән.

Мақалидә йәнә мундақ дейилгән" абликим абдуреһим рабийә қадир ханимниң оғли болғанлиқи үчүн хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан бастуруш сияситиниң қурбани болғанлиқи ениқ шундақла униңға берилгән қамақ җазаси, хитай һөкүмитиниң ишғали астидики шәрқий түркистан, тибәт вә җәнубий моңғулийидә һакимийитини давамлаштуруш үчүн елип бериватқан сияситиниң җанлиқ бир мисали һесаблиниду." (Омәр қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.