Америкида уйғур мәсилисигә болған қизиқиш күчәймәктә


2007.10.16

Rabiye-150.jpg
Рабийә қадир ханим прагда. UAA Photo

Америкида уйғур мәсилисигә болған қизиқиш күнсери күчәймәктә. Йеқинда, уйғурлар һәққидики қарар лайиһисиниң америка дөләт мәҗлиси ташқи ишлар комитетида, мәзкур комитетниң җумһурийәтчи вә демократлар партийисидин келип чиққан әзалири тәрипидин бирдәк аваз билән қобул қилиниши, буниң бир испати һесаблиниду. Буниңдин сирт йән, америка һөкүмәт даирилириниңму уйғур мәсилисигә болған қизиқиши барғансери күчийиватқан болуп, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири вә дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә ханим билән америка һөкүмәт даирилири оттурисидики учришишлар көпәймәктә.

Рабийә қадир ханимниң президент буш вә лора буш ханим тәрипидин қобул қилиниши

Америка президенти җорҗ буш, бу йил 5‏- июн, чех җумһурийитиниң пайтәхти прага шәһиридә, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири вә дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим билән учришип, рабийә ханимға юқири баһа бәргәндин кейин, рабийә ханим вә дуня уйғур қурултийи билән америка һөкүмити һәм америка дөләт мәҗлиси оттурисидики алақә вә мунасивәтләр техиму күчәйди.

Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимниң, прага шәһиридә, америка президенти җорҗ буш тәрипидин қобул қилинишидин узун өтмәйла, америка сиясий сәһнисидики тәсири күнсери күчийиватқан, бермидики демократик күчләрни қоллаш тоғрисидики тәшәббуслири билән сиясий даириләрниң диққитини тартишқа башлиған, президент бушниң аяли лора буш ханим, рабийә қадир ханимни ақ сарайда қобул қилди.

Рабийә қадир ханимниң президент буш вә лора буш ханим тәрипидин қобул қилиниши билән биргә, америка дөләт мәҗлисидә уйғурлар һәққидики қарар лайиһисини қобул қилиш мәсилиси қайтидин муназирә қилинишқа башлиди. Мушу йил 6‏-айда америка дөләт мәҗлиси ташқи ишлар комитетиниң нопузлуқ әзалири тәрипидин сунулған, уйғурлар һәққидики қарар лайиһиси, 9‏- айда америка дөләт мәҗлиси ташқи ишлар комитетида муназирисиз һалда мәзкур комитет әзалириниң мутләқ көпчиликниң қоллиши билән қобул қилинди.

Рабийә қадир ханим йәнә ақ сарайда бәзи муһим әрбаблар билән учрашқан

Игиләшләргә қариғанда, америка дөләт мәҗлисиниң бәзи әзалири, уйғурлар һәққидә ташқи ишлар комитетида қобул қилинған қарар лайиһисини, америка дөләт мәҗлисиниң омумий йиғиниға сунушни пиланлимақта. Әгәр, бу қарар лайиһиси америка дөләт мәҗлиси авам палатасиниң омумий йиғинида қобул қилинса, қанунға айлиниду вә америка һөкүмити қарар лайиһисидә уйғурлар һәққидә оттуриға қоюлған тәләпләрниң иҗра қилиниши үчүн, һәрикәткә өтүшкә мәҗбур болиду.

Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири комитети, америка хәлқара диний әркинлик комитети қатарлиқ, америка һөкүмитигә хитайға қаратқан сиясәтни бәлгиләштә, муһим тәклип вә тәвсийиләр сунидиған тәшкилатларму уйғурлар мәсилисигә алаһидә көңүл бөлүватқан болуп, улар хитайдики вәзийәт тоғрисида елан қилған доклатлирида, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сияситини қаттиқ тәнқид қилип, америка һөкүмитидин уйғурларға қаратқан сияситини өзгәртиши үчүн хитай һөкүмитигә бесим ишлитишини тәләп қилмақта. Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири комитети тәрипидин, 10‏-айниң 15‏- күни елан қилинған доклат, мәзкур комитетниң уйғур мәсилисигә қанчилиқ җиддий қараватқанлиқиниң җанлиқ мисали һесаблиниду.

Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири вә дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханимниң, прага шәһиридә президент җорҗ буш тәрипидин қобул қилиниши билән, ақ сарай билән уйғур миллий һәрикити оттурисида қурулған алақә күнсери күчийиватқан болуп, 10‏- айниң 15‏- күни йәни президент бушниң тибәтниң диний вә сиясий даһийси далай ламани ақ сарайда қобул қилишидин бир күн бурун, рабийә қадир ханим йәнә ақ сарайда бәзи муһим әрбаблар билән учрашқан.

Дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитети рәиси алим сейф, бу қетимқи учришишта рабийә қадир ханимниң ақ сарайдики мәсул әрбаблар билән уйғур миллий давасиниң тәрәққиятини муһакимә қилғанлиқини билдүрди.

Буниңдин сирт йәнә америка һөкүмитигә, ташқи сиясәт мәсилисидә йол көрситидиған, һәр қайси тәтқиқат институтлириниңму уйғурларға болған қизиқиши алаһидә көпәйгән болуп, америкида һәр даим дегүдәк уйғурлар һәққидә илмий муһакимә йиғинлири өткүзүлмәктә һәмдә америка мәтбуатлирида күндә дегүдәк уйғурлар һәққидә хәвәр, мақалә вә мулаһизиләр елан қилинмақта. (Өмәр қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.